< Зәбур 104 >
1 Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтур, и җеним! И Пәрвәрдигар Худайим, интайин улуқсән; Шану-шәвкәт вә һәйвәт билән кийингәнсән;
2 Либас билән пүркәнгәндәк йоруқлуққа пүркәнгәнсән, Асманларни чедир пәрдиси кәби яйғансән.
3 У жуқуриқи равақлириниң лимлирини суларға орнатқан, Булутларни җәң һарвуси қилип, Шамал қанатлири үстидә маңиду;
4 У пәриштилирини шамаллар, Хизмәткарлирини от ялқуни қилиду.
5 Йәрни У һуллири үстигә орнатқан; У әсла тәвринип кәтмәйду.
6 Либас билән оралғандәк, уни чоңқур деңизлар билән ориғансән, Сулар тағлар чоққилири үстидә турди.
7 Сениң тәнбиһиң билән сулар бәдәр қачти, Гүлдүрмамаңниң садасидин улар тездин янди;
8 Тағлар өрләп чиқти, Вадилар чүшүп кәтти, [Сулар] Сән бекиткән җайға чүшүп кәтти.
9 Улар тешип, йәрни йәнә қаплимисун дәп, Сән уларға чәклимә қойғансән.
10 [Тәңри] вадиларда булақларни ечип урғутиду, Сулири тағлар арисида ақиду.
11 Даладики һәр бир җаниварға уссулуқ бериду, Явайи ешәкләр уссузлуқини қандуриду.
12 Көктики қушлар уларниң бойида қониду, Дәрәқ шахлири арисида сайрайду.
13 У жуқуридики равақлиридин тағларни суғириду; Йәр Сениң ясиғанлириңниң мевилиридин қандурулиду!
14 У маллар үчүн от-чөпләрни, Инсанлар үчүн көктатларни өстүриду, Шундақла нанни йәрдин чиқириду;
15 Адәмниң көңлини хуш қилидиған шарапни, Инсан йүзини пақиритидиған майни чиқириду; Инсанниң жүригигә нан билән қувәт бериду;
16 Пәрвәрдигарниң дәрәқлири, Йәни Өзи тиккән Ливан кедир дәрәқлири [су ичип] қанаәтлиниду.
17 Әнә ашулар арисиға қушлар уга ясайду, Ләйләк болса, арча дәрәқлирини макан қилиду.
18 Егиз чоққилар тағ өшкилириниң, Тик ярлар суғурларниң панаһи болиду.
19 Пәсилләрни бекитмәк үчүн У айни яратти, Қуяш болса петишини билиду.
20 Сән қараңғулуқ чүшүрисән, түн болиду; Ормандики җаниварларниң һәммиси униңда шипир-шипир кезип жүриду.
21 Асланлар олҗа издәп һөкирәйду, Тәңридин озуқ-түлүк соришиду;
22 Қуяш чиқипла, улар чекиниду, Қайтип кирип угилирида ятиду.
23 Инсан болса өз ишиға чиқиду, Та кәчкичә меһнәттә болиду.
24 И Пәрвәрдигар, ясиған һәр хил нәрсилириң нәқәдәр көптур! Һәммисини һекмәт билән яратқансән, Йәр йүзи иҗат-байлиқлириң билән толди.
25 Әнә бүйүк бепаян деңиз туриду! Униңда сан-санақсиз ғуж-ғуж җаниварлар, Чоң вә кичик һайванлар бар.
26 Шу йәрдә кемиләр қатнайду, Униңда ойнақлисун дәп сән ясиған левиатанму бар;
27 Вақтида озуқ-түлүк бәргин дәп, Буларниң һәммиси Саңа қарайду.
28 Уларға бәргиниңдә, теривалиду, Қолуңни ачқиниңдила, улар назу-немәтләргә тойиду.
29 Йүзүңни йошурсаң, улар дәккә-дүккигә чүшиду, Роһлирини алсаң, улар җан үзүп, Йәнә тупраққа қайтиду.
30 Роһуңни әвәткиниңдә, улар яритилиду, Йәр-йүзи йеңи [бир дәвир билән] алмишиду.
31 Пәрвәрдигарниң шан-шөһрити әбәдийдур, Пәрвәрдигар Өз яратқанлиридин хурсән болиду.
32 У йәргә баққинида, йәр титрәйду, Тағларға тәккинидә, улар түтүн чиқириду.
33 Һаятла болидикәнмән, Пәрвәрдигарға нахша ейтимән; Вуҗудум болсила Худайимни күйләймән.
34 У сүргән ой-хияллиримдин сөйүнсә! Пәрвәрдигарда хошаллинимән!
35 Гунакарлар йәр йүзидин түгитилиду, Рәзилләр йоқ болиду. И җеним, Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтур! Һәмдусана!