< Зәбур 103 >
1 Давут язған күй: — Пәрвәрдигарға тәшәккүр қайтур, и җеним; И пүтүн вуҗудум, Униң муқәддәс намиға тәшәккүр қайтур!
2 Пәрвәрдигарға тәшәккүр қайтур, и җеним, Унтума униң барлиқ меһримбанлиқ-бәрикәтлирини;
3 У пүткүл қәбиһликлириңни кәчүриду, Барлиқ кесәллириңгә дава қилиду;
4 Һаятиңни һаңдин һөрлүккә қутқузиду, Бешиңға меһир-муһәббәт һәм рәһимдиллиқларни таҗ қилип кийгүзиду.
5 Көңлүңни назу-немәтләр билән қандуриду; Яшлиғиң бүркүтниңкидәк йеңилиниду.
6 Пәрвәрдигар барлиқ езилгәнләр үчүн һәққанийлиқ һәм адаләтни жүргүзиду;
7 У Өз йоллирини Мусаға, Қилғанлирини Исраилларға намайән қилған.
8 Пәрвәрдигар рәһимдил вә шәпқәтликтур, У асанлиқчә аччиқланмайду, Униң меһир-муһәббити тешип туриду.
9 У узунғичә әйипләвәрмәйду, Яки та мәңгүгә ғәзивидә туривәрмәйду.
10 У бизгә гуналиримизға қарита муамилидә болған әмәс, Бизгә қәбиһликлиримизгә қарита тегишлигини яндурған әмәс.
11 Асман йәрдин қанчилик егиз болса, Униңдин қорқидиғанларға болған муһәббитиму шунчилик зордүр.
12 Шәриқ ғәриптин қанчилик жирақта болса, Биздики асийлиқларниму шунчә жирақлаштурди.
13 Ата балилириға қандақ көйүнгән болса, Пәрвәрдигарму Өзидин қорқидиғанларға шундақ меһривандур.
14 Чүнки У Өзи бизниң җисмимизни билиду, Тупрақтин екәнлигимизни У есигә алиду.
15 Инсан болса — униң күнлири от-чөпкә охшайду, Даладики гүлдәк үнүп чиқип чечәкләйду;
16 Униң үстидин шамал учуп өтиду, У йоқ болиду, әслий маканиму уни қайта тонумайду.
17 Лекин Өзидин қорқидиғанларға, Өз әһдисигә вапа қилғанларға, Көрсәтмилирини орунлаш үчүн уларни есидә тутқанларға, Пәрвәрдигарниң меһир-муһәббити әзәлдин әбәткичә, Һәққанийити әвлаттин әвлатлиригичидур.
18
19 Пәрвәрдигар тәхтини әрштә қурған, Униң сәлтәнити һәмминиң үстидин һөкүм сүриду;
20 И сөзигә қулақ салғучи, Каламини иҗра қилғучи, қудрити зор болған Униң пәриштилири, Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар!
21 И силәр, Униң барлиқ қошунлири, Ирадисини ада қилғучи хизмәткарлири, Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар!
22 И, Униң барлиқ ясиғанлири, Һөкүмранлиғи астидики барлиқ җайларда Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар! И мениң җеним, Пәрвәрдигарға тәшәккүр қайтур!