< Зәбур 102 >

1 Езилгәнниң дуаси: У һалидин кәткәндә, дад-пәрядини Пәрвәрдигар алдиға төккәндә: — Дуайимни аңлиғайсән, и Пәрвәрдигар; Пәрядим алдиңға йетип кирсун!
“A prayer of the afflicted, when in deep distress he poureth out his complaint before the Lord.” Hear my prayer, O LORD! And let my cry come unto thee!
2 Йүзүңни мәндин қачурмиғайсән; Қисилған күнүмдә маңа қулақ салғайсән; Мән нида қилған күндә, маңа тез җавап бәргин!
Hide not thy face from me in the day of my trouble; Incline thine ear to me when I call! Answer me speedily!
3 Мана, күнлирим ис-түтәктәк түгәп кетиду, Устиханлирим отун-чоғларға охшаш көйди!
For my life is consumed like smoke, And my bones burn like a brand.
4 Жүригим зәхмә йәп чөпләр хазан болғандәк қуруп кәтти, Һәтта ненимни йейишни унтудум.
My heart is smitten and withered like grass; Yea, I forget to eat my bread.
5 Мән аһу-зар тартқанлиғимдин, Әтлирим сүңәклиримгә чаплишип қалди.
By reason of my sighing, my bones cleave to my skin;
6 Чөл-баявандики сақийқуштәк, Вәйранчилиқта қонуп жүргән һувқушқа охшаймән.
I am like the pelican of the wilderness; I am like an owl amid ruins.
7 Ухлимай сәгәк туруп күзәттимән; Өгүздә ялғуз қалған қушқач кәбимән.
I am sleepless; I am like a solitary bird upon the house-top.
8 Дүшмәнлирим күн бойи мени мәсқирә қилмақта, Мени һақарәтлигәнләр исмимни ләнәт орнида ишләтмәктә.
All the day long my enemies reproach me; They who rage against me curse by me.
9 Қәһриң һәм аччиғиң түпәйлидин, Күлни нан дәп йәватимән, Ичимлигимни көз йешим билән арилаштуримән; Чүнки Сән мени көтирип, андин йәргә урдуң.
For I eat ashes like bread, And mingle my drink with tears.
On account of thine indignation and thy wrath; For thou hast lifted me up and cast me down!
11 Күнлирим қуяш узартқан көләңгидәк йоқулай дәп қалди, Өзүм болсам чөпләр хазан болғандәк қуруп кәттим.
My life is like a declining shadow, And I wither like grass.
12 Лекин Сән, Пәрвәрдигар, әбәдий турисән, Сениң нам-шөһритиң дәвирдин-дәвиргичидур.
But thou, O LORD! endurest for ever, And thy name from generation to generation!
13 Сән орнуңдин турисән, Зионға рәһим қилисән; Чүнки униңға шәпқәт көрситиш вақти кәлди, Һә, вақит-саити йетип кәлди!
Thou wilt arise and have pity upon Zion, For the time to favor her, yea, the set time, is come.
14 Чүнки қуллириң униң ташлиридин хурсәнлик тапиду, Һәм туприғиғиму ичини ағритиду;
For thy servants take pleasure in her stones; Yea, they have a regard for her dust.
15 Әлләр Пәрвәрдигарниң намидин, Йәр йүзидики шаһлар шан-шәривиңдин әйминиду.
Then shall the nations fear the name of Jehovah, And all the kings of the earth thy glory.
16 Мана, Пәрвәрдигар Зионни қайтидин қурғанда, У Өз шан-шәривидә көрүниду!
For Jehovah will build up Zion; He will appear in his glory.
17 У ғериб-мискинниң дуасиға етивар бериду; Уларниң дуасини һәргиз кәмситмәйду.
He will regard the prayer of the destitute, And not despise their supplication.
18 Булар кәлгүси бир әвлат үчүн хатирилиниду; Шуниң билән кәлгүсидә яритилидиған бир хәлиқ Яһни мәдһийәләйду;
This shall be written for the generation to come, That the people to be born may praise Jehovah.
19 Чүнки У әсирләрниң аһ-зарлирини аңлай дәп, Өлүмгә буйрулғанларни азат қилай дәп, Егиздики муқәддәс җайидин еңишип нәзәр салди, Әршләрдин Пәрвәрдигар йәргә қариди;
For he looketh down from his holy height, From heaven doth he cast his eye upon the earth,
To listen to the sighs of the prisoner. To release those that are doomed to death;
21 Шундақ қилип, улар Пәрвәрдигарниң хизмитидә болайли дегәндә, Йәни әл-мәмликәтләр җәм жиғилған вақтида — Пәрвәрдигарниң нами Зионда, Униң шәрәплири Йерусалимда җакалиниду!
That they may declare the name of Jehovah in Zion, And his praise in Jerusalem,
When the nations are assembled together, And the kingdoms to serve Jehovah.
23 Бирақ У мени йолда мағдурсизландуруп, Күнлиримни қисқартти.
He hath weakened my strength on the way, He hath shortened my days.
24 Мән: «Тәңрим, өмрүмниң йеримида мени елип кәтмә!» — дедим. — «Сениң жиллириң дәвирдин дәвиргичидур,
I say, O my God! take me not away in the midst of my days! Thy years endure through all generations.
25 Сән йәрни әлмисақтинла бәрпа қилғансән, Асманларни һәм қоллириң ясиғандур;
Of old hast thou laid the foundations of the earth, And the heavens are the work of thy hands;
26 Улар йоқ болуп кетиду, Бирақ Сән давамлиқ туриверисән; Уларниң һәммиси кийимдәк конирап кетиду; Уларни кона тон кәби алмаштурсаң, Шунда улар кийим-кечәк йәңгүшләнгәндәк йәңгүшлиниду.
They shall perish, but thou shalt endure; Yea, all of them shall wax old like a garment; As a vesture shalt thou change them, And they shall be changed;
27 Бирақ Сән өзгәрмигүчидурсән, Жиллириңниң тамами йоқтур.
But thou art the same, And thy years have no end.
28 Қуллириңниң балилириму туривериду, Уларниң әвлади һозуриңда мәзмут яшайду!».
The children of thy servants shall dwell securely, And their posterity shall be established before thee.

< Зәбур 102 >