< Зәбур 100 >
1 Тәшәккүр ейтиш үчүн йезилған күй: — И пүткүл йәр-җаһан, Пәрвәрдигарға авазиңларни көтириңлар!
Teshekkür éytish üchün yézilghan küy: — I pütkül yer-jahan, Perwerdigargha awazinglarni kötürünglar!
2 Хошаллиқ билән Пәрвәрдигарниң хизмитидә болуңлар, Һозуриға тәнтәнә-нахшилар билән йеқинлишиңлар!
Xushalliq bilen Perwerdigarning xizmitide bolunglar, Huzurigha tentene-naxshilar bilen yéqinlishinglar!
3 Билип қоюңларки, Пәрвәрдигар һәқ Худадур; Бизни яратқан Униң Өзидур, биз әмәс! Биз униң хәлқидурмиз, Өз яйлиғида баққан қойлиридурмиз.
Bilip qoyunglarki, Perwerdigar heq Xudadur; Bizni yaratqan Uning Özidur, biz emes! Biz uning xelqidurmiz, Öz yayliqida baqqan qoyliridurmiz.
4 Дәрвазилириға тәшәккүр ейтишлар билән, Һойлилириға мәдһийәләр билән кириңлар; Уни мәдһийиләп, намиға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар!
Derwazilirigha teshekkür éytishlar bilen, Hoylilirigha medhiyeler bilen kiringlar; Uni medhiyilep, namigha teshekkür-medhiye qayturunglar!
5 Чүнки Пәрвәрдигар меһривандур; Униң меһир-муһәббити әбәдил-әбәткичә, Униң һәқиқәт-садақити әвлаттин-әвлатқичидур!
Chünki Perwerdigar méhribandur; Uning méhir-muhebbiti ebedil’ebedgiche, Uning heqiqet-sadaqiti ewladtin-ewladqichidur!