< Зәбур 10 >
1 Немишкә, и Пәрвәрдигар, жирақта турисән? Немишкә азаплиқ күнләрдә өзүңни йошурисән?
2 Рәзил адәмләр тәкәббурлуғи билән аҗиз мөминләрни тап бастуруп қоғлап жүриду; Улар өзлири тапқан һейлиләр билән илинип, баблиниду.
3 Чүнки рәзилләр өз арзу-һәвәслири билән махтиниду; Ач көзләр үчүн бәхит тиләйду; Пәрвәрдигарни болса көзигә илмайду.
4 Улар чирайидин һакавурлуқ яғдуруп, Худани издимәйду; Улар барлиқ хияллирида: «Һеч бир Худа йоқтур!» дәйду.
5 Уларниң йоллири һемишә раван болиду; Сениң һөкүмлириң уларниң нәзиридин жирақ вә үстүн туриду; Уларниң рәқиплири болса, уларға қарап «түфи!» дәп мазақ қилиду.
6 [Рәзил адәм] көңлидә: «Мән һеч тәврәнмәй туриверимән! Дәвирдин-дәвиргә һеч мушәққәткә учримаймән» — дәйду.
7 Униң ағзи қарғаш, алдамчилиқ һәм зулумға толған; Тили астида әскилик вә қәбиһлик ятиду.
8 У мәһәллиләрдә йошурунчә марап олтириду; У пинһан җайларда гунасизларни өлтүрүветиду; Көзлири йоқсулларни көзләйду;
9 У чатқаллиғида ятқан ширдәк йошурунчә пайлап ятиду; У мөминләрни тутувелиш үчүн йошурунчә марап ятиду; Мөминләрни тутувелип, уларни өз ториға чүшүриду.
10 [Йоқсуллар] езилиду, пүкүлиду; Дәрдмәнләр униң явузлуқлири билән жиқилиду.
11 У көңлидә: «Тәңри буни унтуп қалди, У йүзини йепивелип, қаримайду; Буни һәргиз көрмәйду» — дәйду.
12 Орнуңдин турғин, и Пәрвәрдигар; И Тәңрим, қолуңни көтәргин; Езилгән мөминләрни унтума!
13 Рәзил адәм немишкә [Сән] Худани көзигә илмайду? У көңлидә: «[Худа] буни сүрүштүрмәйду!» — дәйду.
14 Сән буни көргәнсән; Сән Өз қолуң билән яманлиқ һәм зулумни өзлиригә қайтуруш үчүн, Өзүң буларни көзләп жүрисән; Дәрдмәнләр өзлирини Саңа аманәт қилиду; Чүнки Сән житим-йесирләргә яр-йөләк болуп кәлгәнсән;
15 Рәзил, яман адәмниң билигини сундурувәткәйсән; Униң рәзиллигини бирмубир сүрүштүрүп, үзүл-кесил йоқатқайсән.
16 Пәрвәрдигар әбәдил-әбәткичә падишадур; [Имансиз] әлләр болса [Пәрвәрдигарниң] зиминидин йоқилар.
17 Пәрвәрдигар, Сән аҗиз мөминләрниң арманлирини аңлайсән; Уларниң дилини тоқ қилисән;
18 Житим-йесирлар вә езилгүчиләр үчүн адаләтни яқлап, Йәр йүзидики инсанларниң [аҗиз-мөминләргә] қайтидин вәһимә салғучи болмаслиғи үчүн, Қулиқиңни диң тутисән.