< Пәнд-несиһәтләр 9 >
1 Даналиқ өзигә бир өй селип, Униң йәттә түврүгини орнатти.
2 У маллирини союп, Есил шараплирини арилаштуруп тәйярлап, Зияпәт дәстихинини яйди;
3 Дедәклирини [меһман чақиришқа] әвәтти, Өзи шәһәрниң әң егиз җайлирида туруп:
4 «И саддилар, бу йәргә келиңлар, — дәп чақириватиду; Наданларға:
5 Қени, нанлиримдин еғиз тегип, Мән арилаштуруп тәйярлиған шараплардин ичиңлар;
6 Наданлар қатаридин чиқип, һаятқа еришиңлар, Йоруқлуқ йолида меңиңлар», — дәватиду.
7 Һакавурларға тәнбиһ бәргүчи аһанәткә учрайду, Қәбиһләрни әйиплигүчи өзигә дағ кәлтүриду.
8 Һакавурларни әйиплимә, чүнки у саңа өч болуп қалиду; Һалбуки, дана кишини әйиплисәң, у сени сөйиду.
9 Дана адәмгә дәвәт қилсаң, әқли техиму толуқ болиду; Һәққаний адәмгә дурус йол көрсәтсәң, Билими техиму ашиду.
10 Пәрвәрдигардин әйминиш даналиқниң башлинишидур, Муқәддәс болғучини тонуш йоруқлуқтур.
11 Мән [даналиқ] сәндә болсам, күнлириңни узартимән, Өмрүңниң жиллири көпийәр.
12 Сәндә даналиқ болса, пайдини көридиған өзүңсән, Даналиқни мазақ қилсаң зиян тартидиғанму өзүңсән.
13 Надан хотун ағзи бисәрәмҗан, әқилсиздур, Һеч немә билмәстур.
14 У ишик алдида олтирип, Шәһәрниң әң егиз җайлирида орун елип,
15 Удул өтүп кетиватқанларға:
16 «Кимки садда болса, бу йәргә кәлсун!» — дәватиду, Вә әқилсизләрни:
17 «Оғрилиқчә ичкән су татлиқ болиду, Оғрилап йегән нан тәмлик болиду!» — дәп чарқиватиду.
18 Лекин чақирилғучи өлүкләрниң униң өйидә ятқанлиғидин бехәвәрдур, Униң [бурунқи] меһманлириниң аллиқачан тәһтисараниң тәглиригә чүшүп кәткәнлигини у сәзмәс. (Sheol )