< Пәнд-несиһәтләр 8 >
1 [Қулақ сал, ] даналиқ чақириватмамду? Йоруқлуқ сада чиқириватмамду?
[Ⱪulaⱪ sal, ] danaliⱪ qaⱪiriwatmamdu? Yoruⱪluⱪ sada qiⱪiriwatmamdu?
2 Йолларниң егиз җайлиридин, Доқмушлардин у орун алиду,
Yollarning egiz jayliridin, Doⱪmuxlardin u orun alidu,
3 Шәһәргә киридиған қовуқларниң йенида, Һәр қандақ дәрваза еғизлирида у мураҗиәт қилмақта: —
Xǝⱨǝrgǝ kiridiƣan ⱪowuⱪlarning yenida, Ⱨǝrⱪandaⱪ dǝrwaza eƣizlirida u murajiǝt ⱪilmaⱪta: —
4 «И мөтивәрләр, силәргә мураҗәт қилимән, Һәй, адәм балилири, садани силәр үчүн қилимән,
«I mɵtiwǝrlǝr, silǝrgǝ murajǝt ⱪilimǝn, Ⱨǝy, adǝm baliliri, sadani silǝr üqün ⱪilimǝn,
5 Гөдәк болғанлар, зерәкликни үгинивелиңлар, Ахмақ болғанлар, йоруқлуққа еришиңлар!
Gɵdǝk bolƣanlar, zerǝklikni ɵginiwelinglar, Əhmǝⱪ bolƣanlar, yoruⱪluⱪⱪa erixinglar!
6 Маңа қулақ селиңлар, Чүнки гөзәл нәрсиләрни дәп беримән, Ағзимни ечип, дурус ишларни [силәргә] йәткүзимән.
Manga ⱪulaⱪ selinglar, Qünki güzǝl nǝrsilǝrni dǝp berimǝn, Aƣzimni eqip, durus ixlarni [silǝrgǝ] yǝtküzimǝn.
7 Ейтқанлирим һәқиқәттур, Ағзим рәзилликтин нәпрәтлиниду;
Eytⱪanlirim ⱨǝⱪiⱪǝttur, Aƣzim rǝzilliktin nǝprǝtlinidu;
8 Сөзлиримниң һәммиси һәқ, Уларда һеч қандақ һейлигәрлик яки әгитмилик йоқтур.
Sɵzlirimning ⱨǝmmisi ⱨǝⱪ, Ularda ⱨeqⱪandaⱪ ⱨiyligǝrlik yaki ǝgitmilik yoⱪtur.
9 Уларниң һәммиси чүшәнгәнләр үчүн ениқ, Билим алғанлар үчүн дурус-тоғридур.
Ularning ⱨǝmmisi qüxǝngǝnlǝr üqün eniⱪ, Bilim alƣanlar üqün durus-toƣridur.
10 Күмүчкә еришкәндин көрә, несиһәтлиримни қобул қилиңлар, Сап алтунни елиштин көрә билимни елиңлар.
Kümüxkǝ erixkǝndin kɵrǝ, nǝsiⱨǝtlirimni ⱪobul ⱪilinglar, Sap altunni elixtin kɵrǝ bilimni elinglar.
11 Чүнки даналиқ ләәл-яқутлардин әвзәл, Һәр қандақ әтиварлиқ нәрсәңму униңға тәң кәлмәстур.
Qünki danaliⱪ lǝǝl-yaⱪutlardin ǝwzǝl, Ⱨǝrⱪandaⱪ ǝtiwarliⱪ nǝrsǝngmu uningƣa tǝng kǝlmǝstur.
12 Мән болсам даналиқмән, Зерәклик билән биллә туримән, Истиқамәттин келип чиққан билимни аян қилимән.
Mǝn bolsam danaliⱪmǝn, Zerǝklik bilǝn billǝ turimǝn, Istiⱪamǝttin kelip qiⱪⱪan bilimni ayan ⱪilimǝn.
13 Пәрвәрдигардин әйминиш — Яманлиққа нәпрәтлиниш демәктур; Тәкәббурлуқ, мәғрурлуқ, яман йол һәм шум еғизни өч көримән.
Pǝrwǝrdigardin ǝyminix — Yamanliⱪⱪa nǝprǝtlinix demǝktur; Tǝkǝbburluⱪ, mǝƣrurluⱪ, yaman yol ⱨǝm xum eƣizni ɵq kɵrimǝn.
14 Мәндә убдан мәслиһәтләр, пишқан һекмәт бар; Мән дегән йоруқлуқ, қудрәт мәндидур.
Mǝndǝ obdan mǝsliⱨǝtlǝr, pixⱪan ⱨekmǝt bar; Mǝn degǝn yoruⱪluⱪ, ⱪudrǝt mǝndidur.
15 Падишаһлар мән арқилиқ һөкүм сүриду, Мәнсиз һакимлар адил һөкүм чиқармас.
Padixaⱨlar mǝn arⱪiliⱪ ⱨɵküm süridu, Mǝnsiz ⱨakimlar adil ⱨɵküm qiⱪarmas.
16 Мән арқилиқла әмирләр идарә қилиду, Алийҗанаблар, йәр йүзидики барлиқ сорақчилар [тоғра] һөкүм қилиду.
Mǝn arⱪiliⱪla ǝmirlǝr idarǝ ⱪilidu, Aliyjanablar, yǝr yüzidiki barliⱪ soraⱪqilar [toƣra] ⱨɵküm ⱪilidu.
17 Кимки мени сөйсә, мәнму уни сөйимән, Мени тәлмүрүп издигәнләр мени тапалайду;
Kimki meni sɵysǝ, mǝnmu uni sɵyimǝn, Meni tǝlmürüp izdigǝnlǝr meni tapalaydu;
18 Мәндә байлиқ, шөһрәт, Һәтта кониримас, көчмәс дөләт вә һәққанийәтму бар.
Mǝndǝ bayliⱪ, xɵⱨrǝt, Ⱨǝtta konirimas, kɵqmǝs dɵlǝt wǝ ⱨǝⱪⱪaniyǝtmu bar.
19 Мәндин чиққан мевә алтундин, Һәтта сап алтундин қиммәтликтур, Мәндин алидиған дарамәт сап күмүчтинму үстүндур.
Mǝndin qiⱪⱪan mewǝ altundin, Ⱨǝtta sap altundin ⱪimmǝtliktur, Mǝndin alidiƣan daramǝt sap kümüxtinmu üstündur.
20 Мән һәққанийәт йолиға маңимән; Адаләт йолиниң оттурисида жүримәнки,
Mǝn ⱨǝⱪⱪaniyǝt yoliƣa mangimǝn; Adalǝt yolining otturisida yürimǝnki,
21 Мени сөйгәнләрни әмәлий нәрсиләргә мирас қилдуримән; Уларниң ғәзнилирини толдуримән.
Meni sɵygǝnlǝrni ǝmǝliy nǝrsilǝrgǝ miras ⱪildurimǝn; Ularning hǝzinilirini toldurimǝn.
22 Пәрвәрдигар ишлирини башлишидила, Қедимдә ясиғанлиридин бурунла, Мән униңға тәвәдурмән. Әзәлдин тартипла — муқәддәмдә, Йәр-зимин яритилмастила, Мән тикләнгәнмән.
Pǝrwǝrdigar ixlirini baxlixidila, Ⱪǝdimdǝ yasiƣanliridin burunla, Mǝn uningƣa tǝwǝdurmǝn. Əzǝldin tartipla — muⱪǝddǝmdǝ, Yǝr-zemin yaritilmastila, Mǝn tiklǝngǝnmǝn.
24 Чоңқур һаңлар, деңиз-океанлар апиридә болуштин авал, Мән мәйданға чиқирилғанмән; Мол су урғуп туридиған булақлар болмастинла,
Qongⱪur ⱨanglar, dengiz-okyanlar apiridǝ boluxtin awwal, Mǝn mǝydanƣa qiⱪirilƣanmǝn; Mol su urƣup turidiƣan bulaⱪlar bolmastinla,
25 Егиз тағлар өз орунлириға қоюлмастинла, төпиликләр шәкилләнмәстинла, [Пәрвәрдигар] бепаян зимин, кәң далаларни, Аләмниң әслийдики топа-чаңлириниму техи яратмастинла, Мән мәйданға чиқирилғанмән.
Egiz taƣlar ɵz orunliriƣa ⱪoyulmastinla, tɵpiliklǝr xǝkillǝnmǝstinla, [Pǝrwǝrdigar] bipayan zemin, kǝng dalalarni, Alǝmning ǝsliydiki topa-qanglirinimu tehi yaratmastinla, Mǝn mǝydanƣa qiⱪirilƣanmǝn.
27 У асманларни бена қиливатқинида, Деңиз йүзигә упуқ сизиғини сизиватқинида, Әрштә булутларни орунлаштуруп, Чоңқур деңиздики булақ-мәнбәләрни мустәһкәмләватқинида, Деңиз сулирини бекиткән даиридин ешип кәтмисун дәп пәрман чүшүриватқинида, Бепаян зиминниң һуллирини қуруватқинида, Мән у йәрдә едим;
U asmanlarni bina ⱪiliwatⱪinida, Dengiz yüzigǝ upuⱪ siziⱪini siziwatⱪinida, Ərxtǝ bulutlarni orunlaxturup, Qongⱪur dengizdiki bulaⱪ-mǝnbǝlǝrni mustǝⱨkǝmlǝwatⱪinida, Dengiz sulirini bekitkǝn dairidin exip kǝtmisun dǝp pǝrman qüxüriwatⱪinida, Bipayan zeminning ullirini ⱪuruwatⱪinida, Mǝn u yǝrdǝ idim;
30 Шу чағда гоя уста бир һүнәрвәндәк Униң йенида турған едим, Мән һәрдайим Униң алдида шатлинаттим, мән Униң күндилик дилъарами едим;
Xu qaƣda goya usta bir ⱨünǝrwǝndǝk Uning yenida turƣanidim, Mǝn ⱨǝrdaim Uning aldida xadlinattim, mǝn Uning kündilik dil’arami idim;
31 Мән Униң алимидин, йәр-зиминидин шатлинип, Дуниядики инсанлардин хурсәнлик тепип жүрәттим,
Mǝn Uning alimidin, yǝr-zeminidin xadlinip, Dunyadiki insanlardin hursǝnlik tepip yürǝttim,
32 Шуңа и балилар, әнди маңа қулақ селиңлар; Чүнки йоллиримни чиң тутқанлар нәқәдәр бәхит тапар!
Xunga i balilar, ǝmdi manga ⱪulaⱪ selinglar; Qünki yollirimni qing tutⱪanlar nǝⱪǝdǝr bǝht tapar!
33 Алған несиһәткә әмәл қилип, Дана болғин, уни рәт қилма.
Alƣan nǝsiⱨǝtkǝ ǝmǝl ⱪilip, Dana bolƣin, uni rǝt ⱪilma.
34 Сөзүмгә қулақ селип, Һәркүни дәрвазилирим алдидин кәтмәй, Ишиклирим алдида мени күтидиған киши нәқәдәр бәхитликтур!
Sɵzümgǝ ⱪulaⱪ selip, Ⱨǝrküni dǝrwazilirim aldidin kǝtmǝy, Ixiklirim aldida meni kütidiƣan kixi nǝⱪǝdǝr bǝhtliktur!
35 Кимки мени тапса һаятни тапиду, Пәрвәрдигарниң шәпқитигә несип болиду.
Kimki meni tapsa ⱨayatni tapidu, Pǝrwǝrdigarning xǝpⱪitigǝ nesip bolidu.
36 Лекин маңа гуна қилған һәр ким өз җениға зиян кәлтүриду, Мени яман көргәнләр өлүмни дост тутқан болиду».
Lekin manga gunaⱨ ⱪilƣan ⱨǝrkim ɵz jeniƣa ziyan kǝltüridu, Meni yaman kɵrgǝnlǝr ɵlümni dost tutⱪan bolidu».