< Пәнд-несиһәтләр 6 >

1 И оғлум, әгәр достуңға борун болған болсаң, Ят кишиниң қәрзини төләшкә қол беришип вәдә бәргән болсаң,
I oƣlum, ǝgǝr dostungƣa borun bolƣan bolsang, Yat kixining ⱪǝrzini tɵlǝxkǝ ⱪol berixip wǝdǝ bǝrgǝn bolsang,
2 Әгәр өз сөзүңдин илинған болсаң, Өз вәдәң билән бағлинип қалсаң,
Əgǝr ɵz sɵzüngdin ilinƣan bolsang, Ɵz wǝdǝng bilǝn baƣlinip ⱪalsang,
3 У йеқиниңниң қолиға чүшкәнлигиң үчүн, Амал қилип өзүңни униңдин қутқуз — Дәрһал йеқиниңниң йениға берип, өзүңни кәмтәр тутуп [шу иштин] халий қилишини өтүнүп сора.
U yeⱪiningning ⱪoliƣa qüxkǝnliking üqün, Amal ⱪilip ɵzüngni uningdin ⱪutⱪuz — Dǝrⱨal yeⱪiningning yeniƣa berip, ɵzüngni kǝmtǝr tutup [xu ixtin] haliy ⱪilixini ɵtünüp sora.
4 Җәрән шикарчиниң қолидин қутулушқа тиришқандәк, Қуш овчиниң қолидин чиқишқа тиришқандәк, Қутулмиғичә ухлап ятма, Һәтта үгдәп арамму алма.
Jǝrǝn xikarqining ⱪolidin ⱪutuluxⱪa tirixⱪandǝk, Ⱪux owqining ⱪolidin qiⱪixⱪa tirixⱪandǝk, Ⱪutulmiƣuqǝ uhlap yatma, Ⱨǝtta ügdǝp arammu alma.
5
6 И һорун, чөмүлиниң йениға берип [униңдин үгән], Униң тирикчилик йоллириға қарап дана бол.
I ⱨurun, qɵmülining yeniƣa berip [uningdin ɵgǝn], Uning tirikqilik yolliriƣa ⱪarap dana bol.
7 Уларниң башлиғи, әмәлдари, һөкүмдари йоқ болсиму,
Ularning baxliⱪi, ǝmǝldari, ⱨɵkümdari yoⱪ bolsimu,
8 Лекин улар язда жилниң еһтияҗи үчүн аш топливалиду, Һосул пәслидә озуқ тәйярливалиду.
Lekin ular yazda yilning eⱨtiyaji üqün ax topliwalidu, Ⱨosul pǝslidǝ ozuⱪ tǝyyarliwalidu.
9 И һорун, қачанғичә ухлап ятисән? Қачан орнуңдин турисән?
I ⱨurun, ⱪaqanƣiqǝ uhlap yatisǝn? Ⱪaqan ornungdin turisǝn?
10 Сән: — Бирдәм көз жумувалай, бирдәм ухливалай, Бирдәм қолумни қоштуруп йетивалай, — дәйсән.
Sǝn: — Birdǝm kɵz yumuwalay, birdǝm uhliwalay, Birdǝm ⱪolumni ⱪoxturup yetiwalay, — dǝysǝn.
11 Лекин ухлап ятқанда, мискинлик қарақчидәк келип сени басиду, Йоқсуллуқ худди қураллиқ булаңчидәк һуҗумға өтиду.
Lekin uhlap yatⱪanda, miskinlik ⱪaraⱪqidǝk kelip seni basidu, Yoⱪsulluⱪ huddi ⱪoralliⱪ bulangqidǝk ⱨujumƣa ɵtidu.
12 Әрзимәс, пәйли бузуқ адәм һәммила йәрдә ялған ейтип, пәсликни сөзләйду.
Ərzimǝs, pǝyli buzuⱪ adǝm ⱨǝmmila yǝrdǝ yalƣan eytip, pǝslikni sɵzlǝydu.
13 У көз қисип, Путлири билән ишарә қилип, Бармақлири билән көрситиду;
U kɵz ⱪisip, Putliri bilǝn ixarǝ ⱪilip, Barmaⱪliri bilǝn kɵrsitidu;
14 Көңлидә алдамчилиқла ятиду, У дайим рәзилликниң койида болиду, Һәммила йәрдә җедәл-маҗира терийду.
Kɵnglidǝ aldamqiliⱪla yatidu, U daim rǝzillikning koyida bolidu, Ⱨǝmmila yǝrdǝ jedǝl-majira teriydu.
15 Шуңа униңға бекитилгән балаю-қаза уни туюқсиз басиду, У бирақла давалиғусиз янҗилиду.
Xunga uningƣa bekitilgǝn bala-ⱪaza uni tuyuⱪsiz basidu, U biraⱪla dawaliƣusiz yanjilidu.
16 Пәрвәрдигар нәпрәтлинидиған алтә нәрсә бар, Бәрһәқ, йәттә нәрсә Униңға жиркиничликтур.
Pǝrwǝrdigar nǝprǝtlinidiƣan altǝ nǝrsǝ bar, Bǝrⱨǝⱪ, yǝttǝ nǝrsǝ Uningƣa yirginqliktur.
17 Улар болса, Тәкәббурлуқ билән қарайдиған көз, Ялған сөзләйдиған тил, Бигуналарниң қенини төкүзидиған қол,
Ular bolsa, Tǝkǝbburluⱪ bilǝn ⱪaraydiƣan kɵz, Yalƣan sɵzlǝydiƣan til, Bigunaⱨlarning ⱪenini tɵküzidiƣan ⱪol,
18 Сүйқәст ойлайдиған көңүл, Яманлиқ қилишқа тез жүгүрәйдиған путлар,
Suyiⱪǝst oylaydiƣan kɵngül, Yamanliⱪ ⱪilixⱪa tez yügürǝydiƣan putlar,
19 Ялған сөзләйдиған сахта гувачи, Бурадәр-қериндашлири арисиға бөлгүнчилик салғучи кишидур.
Yalƣan sɵzlǝydiƣan sahta guwaⱨqi, Buradǝr-ⱪerindaxliri arisiƣa bɵlgünqilik salƣuqi kixidur.
20 И оғлум, атаңниң әмригә әмәл қил; Анаңниң көрсәтмисидин чиқма.
I oƣlum, atangning ǝmrigǝ ǝmǝl ⱪil; Anangning kɵrsǝtmisidin qiⱪma.
21 Уларниң сөзини қәлбиңгә теңип, Уларни бойнуңға марҗандәк қилип есивал.
Ularning sɵzini ⱪǝlbinggǝ tengip, Ularni boynungƣa marjandǝk ⱪilip esiwal.
22 Йолға чиққиниңда улар сени йетәкләйду, Ухлиғиниңда улар сени сақлайду, Уйқидин ойғанғиниңда улар сени хәвәрләндүриду.
Yolƣa qiⱪⱪiningda ular seni yetǝklǝydu, Uhliƣiningda ular seni saⱪlaydu, Uyⱪudin oyƣanƣiningda ular seni hǝwǝrlǝndüridu.
23 Чүнки [Худаниң] пәрмани йоруқ чирақ, Униң муқәддәс қануни нурдур; Тәрбийәниң тәнбиһлири болса һаятлиқ йолидур.
Qünki [Hudaning] pǝrmani yoruⱪ qiraƣ, Uning muⱪǝddǝs ⱪanuni nurdur; Tǝrbiyǝning tǝnbiⱨliri bolsa ⱨayatliⱪ yolidur.
24 Улар сени бузуқ хотундин сақлиғучи, Ят хотунниң шерин сөзлиридин жирақ қилғучидур.
Ular seni buzuⱪ hotundin saⱪliƣuqi, Yat hotunning xerin sɵzliridin yiraⱪ ⱪilƣuqidur.
25 Униң гузәллигигә көңлүңни бағлимиғин, Униң қаш-көз ойнитиши сени әсиргә алмисун.
Uning guzǝllikigǝ kɵnglüngni baƣlimiƣin, Uning ⱪax-kɵz oynitixi seni ǝsirgǝ almisun.
26 Чүнки бузуқ аяллар түпәйлидин адәмләр бир парчә нанғиму зар болиду, Ят адәмниң [зинахор] аяли болса кишиниң қиммәтлик җенини өзигә ов қиливалиду.
Qünki buzuⱪ ayallar tüpǝylidin adǝmlǝr bir parqǝ nanƣimu zar bolidu, Yat adǝmning [zinahor] ayali bolsa kixining ⱪimmǝtlik jenini ɵzigǝ ow ⱪiliwalidu.
27 Отни қойнуңға салсаң, Өз кийимиңни көйдүрмәмсән?
Otni ⱪoynungƣa salsang, Ɵz kiyimingni kɵydürmǝmsǝn?
28 Чоғниң үстидә дәссәп маңсаң путуңни көйдүрмәмсән?
Qoƣning üstidǝ dǝssǝp mangsang putungni kɵydürmǝmsǝn?
29 Башқиларниң аяли билән бир орунда ятидиған киши шундақ болиду; Ким униңға тегип кәтсә ақивитидин қутулалмайду.
Baxⱪilarning ayali bilǝn bir orunda yatidiƣan kixi xundaⱪ bolidu; Kim uningƣa tegip kǝtsǝ aⱪiwitidin ⱪutulalmaydu.
30 Ач қалғанда қосиғини тойғузуш үчүн оғрилиқ қилған кишини башқилар кәмситмәйду;
Aq ⱪalƣanda ⱪorsiⱪini toyƣuzux üqün oƣriliⱪ ⱪilƣan kixini baxⱪilar kǝmsitmǝydu;
31 Шундақ туруқлуқ у тутулуп қалса, Егисигә йәттини төләшкә тоғра келиду; У өз өйидики һәммә нәрсисини тапшуриду.
Xundaⱪ turuⱪluⱪ u tutulup ⱪalsa, Igisigǝ yǝttini tɵlǝxkǝ toƣra kelidu; U ɵz ɵyidiki ⱨǝmmǝ nǝrsisini tapxuridu.
32 Һалбуки, башқиларниң хотуни билән зина қилғучи униңдинму [бәттәр болуп], толиму ғәпләтликтур; Ундақ қилғучи өз-өзини һалак қилиду.
Ⱨalbuki, baxⱪilarning hotuni bilǝn zina ⱪilƣuqi uningdinmu [bǝttǝr bolup], tolimu ƣǝplǝtliktur; Undaⱪ ⱪilƣuqi ɵz-ɵzini ⱨalak ⱪilidu.
33 У зәхмәт йәйду, шәрмәндә болиду, Униң рәсваси һеч өчүрүлмәйду.
U zǝhmǝt yǝydu, xǝrmǝndǝ bolidu, Uning rǝswasi ⱨeq ɵqürülmǝydu.
34 Чүнки күнләш оти әрни дәрғәзәпкә кәлтүриду, Интиқам алған күнидә у һеч рәһим қилмайду.
Qünki künlǝx oti ǝrni dǝrƣǝzǝpkǝ kǝltüridu, Intiⱪam alƣan künidǝ u ⱨeq rǝⱨim ⱪilmaydu.
35 Төләм пули берәй десәңму у қобул қилмайду, Һәр қанчә соға-салам бәрсәңму уни бесиқтурғили болмайду.
Tɵlǝm puli berǝy desǝngmu u ⱪobul ⱪilmaydu, Ⱨǝrⱪanqǝ sowƣa-salam bǝrsǝngmu uni besiⱪturƣili bolmaydu.

< Пәнд-несиһәтләр 6 >