< Пәнд-несиһәтләр 5 >
1 И оғлум, даналиғимға көңүл қойғин, Идраклик сөзлиримгә қулақ салғин.
2 Шундақ қилғиниңда ишқа сәзгүрлүк билән қарайдиған болисән, Ләвлириң пәм-парасәттин айрилмайду.
3 Чүнки бузуқ хотунниң ағзидин һәсәл тамиду, Ләвлири зәйтун йеғидин силиқтур;
4 Лекин униң ақивити кәкридәк аччиқ, Икки бислиқ қиличтәк өткүр.
5 Униң қәдәмлири өлүм гирдавиға елип бариду, Тутқан йоли гөргә башлайду. (Sheol )
6 Һаятлиқ йолини қилчә билгүм йоқ дәп, Басқан қәдәмлири турақсиз болиду, Нәгә баридиғанлиғини һеч билмәйду.
7 Шуңа, и оғуллирим, сөзлиримни көңүл қоюп аңлаңлар, Мениң дегәнлиримдин чиқмаңлар.
8 Ундақ хотундин жирақ қач! Ишиги алдиғиму йеқин йолима!
9 Болмиса, иззәт-абруюңни башқиларға тутқузуп қойисән, [Яшлиқ] жиллириңни рәһимсизләрниң қолиға тапшурисән!
10 Ят адәмләр байлиқлириң билән өзини толдуриду, Җапалиқ әҗирлириңниң мевиси яқа жутлуқниң өйигә өтүп кетиду;
11 Әҗилиңдә налә-пәряд көтәргиниңдә, Әзайи-бәдиниң йәм болғанда,
12 Шу чағда сән: — «Аһ, несиһәтләрдин неманчә нәпрәтләнгәндимән! Көңлүмдә тәнбиһләрни неманчә кәмситкәндимән!
13 Немишкә устазлиримниң сөзини аңлимиғандимән? Маңа тәрбийә бәргәнләргә қулақ салмиғандимән?
14 Җәмийәттиму, җамаәт алдидиму һәр хил номусқа қалғандәк болдум!» — дәп қалисән.
15 Өзүңниң көлчигиңдики суни ичкин, Өз булиқиңдин еқиватқан судин һозурлан.
16 Булақлириң урғуп һәр йәргә тарқилип кәтсә [боламду]? Ериқлириңдики сулар кочиларда еқип жүрсә боламду?
17 Булар саңила хас болсун, Ят кишиләргә тәгмисун!
18 Булиқиң бәхит-бәрикәтлик болғай! Яшлиғиңда алған хотунуң билән һозурлан.
19 У чиши кейиктәк чирайлиқ! Җәрәндәк сөйүмлүк! Униң бағридин һемишә қанаәттә болғайсән, Униң қайнақ муһәббитидин дайим хошаллиққа патқайсән.
20 И оғлум, немишкә ят аялға шәйда болисән? Немишкә ят хотунниң қойниға өзүңни атисән?
21 Чүнки инсанниң һәммә қилғанлири Пәрвәрдигарниң көз алдида ашкаридур, У униң һәммә маңған йоллирини таразиға селип туриду.
22 Яман адәмниң өз қәбиһликлири өзини қапқанқа чүшүриду, У өз гунайи билән сиртмаққа елиниду.
23 У йолйоруқтин мәһрум болғанлиғидин җенидин айрилиду, Чекидин ашқан һамақәтлиги түпәйлидин йолдин езип кетиду.