< Пәнд-несиһәтләр 4 >

1 И оғуллар, атаңларниң несиһәтлирини аңлаңлар, Көңүл қойсаңлар, Йоруқлуққа еришисиләр.
I oƣullar, atanglarning nǝsiⱨǝtlirini anglanglar, Kɵngül ⱪoysanglar, Yoruⱪluⱪⱪa erixisilǝr.
2 Чүнки силәргә үгитидиғанлирим яхши билимдур, Көрсәтмилиримдин ваз кәчмәңлар.
Qünki silǝrgǝ ɵgitidiƣanlirim yahxi bilimdur, Kɵrsǝtmilirimdin waz kǝqmǝnglar.
3 Чүнки мәнму атамниң юмран балиси едим, Анамниң арзулуқ ялғуз оғли едим,
Qünki mǝnmu atamning yumran balisi idim, Anamning arzuluⱪ yalƣuz oƣli idim,
4 Атам маңа үгитип мундақ деди: — Сөзлиримни есиңдә тут; Көрсәтмилиримгә риайә қил, Шуниң билән яшнайсән.
Atam manga ɵgitip mundaⱪ dedi: — Sɵzlirimni esingdǝ tut; Kɵrsǝtmilirimgǝ riayǝ ⱪil, Xuning bilǝn yaxnaysǝn.
5 Даналиқни алғин, әқил тап, Ейтқан сөзлиримни унтума, улардин чиқма.
Danaliⱪni alƣin, ǝⱪil tap, Eytⱪan sɵzlirimni untuma, ulardin qiⱪma.
6 [Даналиқтин] ваз кәчмә, у сени сақлайду; Уни сөйгин, у сени қоғдайду.
[Danaliⱪtin] waz kǝqmǝ, u seni saⱪlaydu; Uni sɵygin, u seni ⱪoƣdaydu.
7 Даналиқ һәммә ишниң бешидур; Шуңа даналиқни алғин; Барлиғиңни сәрп қилип болсаңму, әқил тапқин.
Danaliⱪ ⱨǝmmǝ ixning bexidur; Xunga danaliⱪni alƣin; Barliⱪingni sǝrp ⱪilip bolsangmu, ǝⱪil tapⱪin.
8 [Даналиқни] әзизлигин, у сени көтириду, Уни чиң қучағлиғанда, сени һөрмәткә сазавәр қилиду.
[Danaliⱪni] ǝzizligin, u seni kɵtüridu, Uni qing ⱪuqaⱪliƣanda, seni ⱨɵrmǝtkǝ sazawǝr ⱪilidu.
9 Бешиңға тақалған гүл чәмбирәктәк [саңа гөзәллик елип келиду], Саңа шөһрәтлик таҗ инъам қилиду.
Bexingƣa taⱪalƣan gül qǝmbirǝktǝk [sanga güzǝllik elip kelidu], Sanga xɵⱨrǝtlik taj in’am ⱪilidu.
10 И оғлум, қулақ салғин, сөзлиримни қобул қилғин, Шунда өмрүңниң жиллири көп болиду.
I oƣlum, ⱪulaⱪ salƣin, sɵzlirimni ⱪobul ⱪilƣin, Xunda ɵmrüngning yilliri kɵp bolidu.
11 Мән саңа даналиқ йолини үгитәй, Сени дуруслуқ йоллириға башлай.
Mǝn sanga danaliⱪ yolini ɵgitǝy, Seni durusluⱪ yolliriƣa baxlay.
12 Маңғиниңда қәдәмлириң чәкләнмәйду, Жүгүрсәң жиқилип чүшмәйсән.
Mangƣiningda ⱪǝdǝmliring qǝklǝnmǝydu, Yügürsǝng yiⱪilip qüxmǝysǝn.
13 Алған тәрбийәңни чиң тут, Қолуңдин кәткүзмигин; Убдан сақлиғин уни, Чүнки у сениң һаятиңдур.
Alƣan tǝrbiyǝngni qing tut, Ⱪolungdin kǝtküzmigin; Obdan saⱪliƣin uni, Qünki u sening ⱨayatingdur.
14 Яман адәмләр маңған йолға кирмә, Рәзилләрниң изини басма.
Yaman adǝmlǝr mangƣan yolƣa kirmǝ, Rǝzillǝrning izini basma.
15 Уларниң [йолидин] өзүңни қачур, [Йолиға] йеқин йолима; Униңдин яндап өтүп кәт, Нери кәткин.
Ularning [yolidin] ɵzüngni ⱪaqur, [Yoliƣa] yeⱪin yolima; Uningdin yandap ɵtüp kǝt, Neri kǝtkin.
16 Чүнки [яманлар] бирәр рәзиллик қилмиғичә ухлалмас, Бирәрсини жиқитмиғичә уйқиси кәлмәс.
Qünki [yamanlar] birǝr rǝzillik ⱪilmiƣuqǝ uhliyalmas, Birǝrsini yiⱪitmiƣuqǝ uyⱪusi kǝlmǝs.
17 Яманлиқ уларниң озуғидур, Зораванлиқ уларниң шарабидур.
Yamanliⱪ ularning ozuⱪidur, Zorawanliⱪ ularning xarabidur.
18 Лекин һәққанийларниң йоли гоя таң нуридур, Күн чүш болғичә барғансери йоруйду.
Lekin ⱨǝⱪⱪaniylarning yoli goya tang nuridur, Kün qüx bolƣuqǝ barƣanseri yoruydu.
19 Яманларниң йоли зулмәт кечидәк қап қараңғу, Улар жиқилип, немигә путлишип кәткинини билмәйду.
Yamanlarning yoli zulmǝt keqidǝk ⱪapⱪarangƣu, Ular yiⱪilip, nemigǝ putlixip kǝtkinini bilmǝydu.
20 И оғлум, сөзлиримни көңүл қоюб аңла, Гәплиримгә қулақ сал.
I oƣlum, sɵzlirimni kɵngül ⱪoyub angla, Gǝplirimgǝ ⱪulaⱪ sal.
21 Уларни көзүңдә тутқин, Жүригиңниң қетида қәдирләп сақлиғин.
Ularni kɵzüngdǝ tutⱪin, Yürikingning ⱪetida ⱪǝdirlǝp saⱪliƣin.
22 Чүнки сөзлирим тапқанлар үчүн һаяттур, Уларниң пүтүн тенигә саламәтликтур.
Qünki sɵzlirim tapⱪanlar üqün ⱨayattur, Ularning pütün tenigǝ salamǝtliktur.
23 Қәлбиңни «һәммидин әзиз» дәп сап тут, Чүнки барлиқ һаят ишлири қәлбтин башлиниду.
Ⱪǝlbingni «ⱨǝmmidin ǝziz» dǝp sap tut, Qünki barliⱪ ⱨayat ixliri ⱪǝlbtin baxlinidu.
24 Ағзиңни әгир гәптин жирақ тарт, Ләвлириң езитқулуқтин нери болсун.
Aƣzingni ǝgri gǝptin yiraⱪ tart, Lǝwliring ezitⱪuluⱪtin neri bolsun.
25 Көзүңни алдиңға түз тиккин, Нәзириңни алдиңға тоғра ташла;
Kɵzüngni aldingƣa tüz tikkin, Nǝziringni aldingƣa toƣra taxla;
26 Маңидиған йолуңни убдан ойланғин, Шундақ қилсаң ишлириң пухта болиду.
Mangidiƣan yolungni obdan oylanƣin, Xundaⱪ ⱪilsang ixliring puhta bolidu.
27 Оңға, солға қаймиғин; Қәдәмлириңни яманлиқ йолидин нери тарт.
Ongƣa, solƣa ⱪaymiƣin; Ⱪǝdǝmliringni yamanliⱪ yolidin neri tart.

< Пәнд-несиһәтләр 4 >