< Пәнд-несиһәтләр 31 >
1 Төвәндикиләр, падиша Ләмуәлгә униң аниси арқилиқ вәһий билән кәлгән сөзләрдур; аниси бу сөзләрни униңға үгәткән:
2 И оғлум, и мениң амриғим, қәсәмләр билән тилигән арзулуғум, мән саңа немә дәй?
3 Күч-қуввитиңни аял-хотунлар тәрипигә сәрп қилмиғин; Яки падишаларниму вәйран қилидиған ишларға берилгүчи болма!
4 И Ләмуәл, шарап ичиш падишаларға лайиқ әмәс, Әмирләргиму һараққа хумар болуш ярашмас.
5 Болмиса улар шарап ичип, [муқәддәс] бәлгүлимиләрни унтуп, Бозәк бәндиләрниң һәққини астин-үстүн қиливетиши мүмкин.
6 Күчлүк һарақ өлгүси кәлгәнләргә, һәсрәткә чөмгәнләргә берилсун!
7 Улар шарапни ичип, мискинлигини унтуп, Қайтидин дәрд-әлимини есигә кәлтүрмисун!
8 Өзлири үчүн гәп қилалмайдиғанларға ағзиңни ачқин, Һалак болай дегәнләрниң дәвасидә гәп қил.
9 Сүкүт қилма, улар үчүн лилла һөкүм қил, Езилгәнләрниң вә мискинләрниң дәрдигә дәрман бол.
10 Пәзиләтлик аялни ким тапалайду? Униң қиммити ләәл-яқутлардинму зор ешип чүшиду.
11 Ериниң көңли униңға тайинип хатирҗәм туриду, У болғачқа ериниң алған олҗиси кам әмәстур!
12 У өмүр бойи еригә вападар болуп яхшилиқ қилиду, Уни зиянға учратмайду.
13 У қой жуңи вә кәндир тепип, Өз қоли билән җан дәп әҗир қилиду.
14 У сода кемилиригә охшаш, [Аилини беқиштики] озуқ-түлүкләрни жирақ җайлардин тошуйду.
15 Таң йорумаста у орнидин туриду, Аилисидикиләргә йемәклик тәйярлайду, Хизмәткар-дедәкләргә несивисини тәқсим қилиду.
16 У бир парчә етизни өзи көрүп алиду; Қоли билән жиққан дарамәттин у бир үзүмзар бена қилиду.
17 [Ишқа қарап] у белини күч билән бағлар, Биләклирини күчләндүрәр;
18 Өз ишиниң пайдилиқлиғиға көзи йетәр, Кечичә чириғини өчүрмәй иш қилар.
19 У қоллири билән чақни чөрәр, Бармақлири жип урчуқини тутар.
20 Аҗизларға ярдәм қолини узитар; Һаҗәтмәнләргә қоллирини созар.
21 Қар яққанда у аилиси тоғрилиқ әндишә қилмайду, Өйидикиләрниң һәммисигә қизил кийимләр кийдүрүлгән.
22 Кариват япқучлирини өзи тоқуйду; Өзиниң кийим-кечәклири канап вә сөсүн рәхттиндур.
23 Ериниң шәһәр дәрвазилирида абройи бар; Шу йәрдә у жуттики ақсақаллар қатаридин орун алиду.
24 У нәпис канаптин кийим-кечәк тикип уни сатиду; Бәлвағларни тикип содигәрләрни тәминләйду.
25 Кийими күч-қудрәт вә иззәт-һөрмәттур; У келәчәккә үмүт билән күлүп қарайду.
26 Ағзини ачсила, дана сөз қилиду, Тилида меһриванә несиһәтләр бар.
27 Аилисидики ишлардин дайим хәвәр алиду, Бекарға нан йемәйду.
28 Пәрзәнтлири орнидин туруп униңға бәхит-бәрикәт тиләйду; Ериму мубарәкләп уни махтап: —
29 «Пәзиләт билән яшиған аяллар көптур, Бирақ сән уларниң һәммисидинму ешип чүшисән» — дәйду.
30 Гөзәллик сеһри алдамчидур, Һөсн-җамалму пәқәт бир көпүк, халас, Пәқәт Пәрвәрдигардин қорқидиған аялла махтилиду!
31 У өз меһнитиниң мевилиридин бәһримән болсун! Әҗирлири уни дәрвазиларда һөрмәт-шөһрәткә ериштүрсун!