< Пәнд-несиһәтләр 30 >

1 Төвәндикиләр Якәһниң оғли Агурға вәһий билән кәлгән сөзләрдур: Бу адәм Итийәлгә, йәни Итийәл билән Укалға мундақ сөзләрни дегән: —
דִּבְרֵ֤י ׀ אָג֥וּר בִּן־יָקֶ֗ה הַמַּ֫שָּׂ֥א נְאֻ֣ם הַ֭גֶּבֶר לְאִֽיתִיאֵ֑ל לְאִ֖יתִיאֵ֣ל וְאֻכָֽל׃
2 Мән дәрвәқә инсанлар арисидики әң надини, һайванға охшаштурмән; Мәндә инсан әқли йоқ.
כִּ֤י בַ֣עַר אָנֹכִ֣י מֵאִ֑ישׁ וְלֹֽא־בִינַ֖ת אָדָ֣ם לִֽי׃
3 Даналиқни һеч үгәнмидим; Әң Пак-Муқәддәс Болғучи һәққидиму саватим йоқтур.
וְלֹֽא־לָמַ֥דְתִּי חָכְמָ֑ה וְדַ֖עַת קְדֹשִׁ֣ים אֵדָֽע׃
4 Ким әршкә көтирилгән, яки әрштин чүшкән? Ким шамални қоллирида тутқан? Ким суларни Өз тониға йөгәп қойған? Ким йәр-зиминниң чегаралирини бәлгүлигән? Униң исми немә? Униң Оғлиниң исми немә? Биләмсән-йоқ?
מִ֤י עָלָֽה־שָׁמַ֨יִם ׀ וַיֵּרַ֡ד מִ֤י אָֽסַף־ר֨וּחַ ׀ בְּחָפְנָ֡יו מִ֤י צָֽרַר־מַ֨יִם ׀ בַּשִּׂמְלָ֗ה מִ֭י הֵקִ֣ים כָּל־אַפְסֵי־אָ֑רֶץ מַה־שְּׁמ֥וֹ וּמַֽה־שֶּׁם־בְּ֝נ֗וֹ כִּ֣י תֵדָֽע׃
5 Тәңриниң һәр бир сөзи синилип испатлинип кәлгәндур; У Өзигә таянғанларниң һәммисини қоғдайдиған қалқандур.
כָּל־אִמְרַ֣ת אֱל֣וֹהַּ צְרוּפָ֑ה מָגֵ֥ן ה֝֗וּא לַֽחֹסִ֥ים בּֽוֹ׃
6 Униң сөзлиригә һеч нәрсә қошма; Ундақ қилсаң, У сени әйипләйду, Сениң ялғанчилиғиң ашкарилиниду.
אַל־תּ֥וֹסְףְּ עַל־דְּבָרָ֑יו פֶּן־יוֹכִ֖יחַ בְּךָ֣ וְנִכְזָֽבְתָּ׃ פ
7 И [Худайим], Сәндин икки нәрсини тиләймән; Мән өлгичә буларни мәндин айимиғайсән: —
שְׁ֭תַּיִם שָׁאַ֣לְתִּי מֵאִתָּ֑ךְ אַל־תִּמְנַ֥ע מִ֝מֶּ֗נִּי בְּטֶ֣רֶם אָמֽוּת׃
8 Сахтилиқ вә ялғанчилиқни мәндин жирақ қилғайсән; Мени гадайму қилмай, байму қилмай, бәлки еһтияҗимға лайиқла рисқ бәргәйсән.
שָׁ֤וְא ׀ וּֽדְבַר־כָּזָ֡ב הַרְחֵ֬ק מִמֶּ֗נִּי רֵ֣אשׁ וָ֭עֹשֶׁר אַל־תִּֽתֶּן־לִ֑י הַ֝טְרִיפֵ֗נִי לֶ֣חֶם חֻקִּֽי׃
9 Чүнки зиядә тоюп кәтсәм, Сәндин йенип: «Пәрвәрдигар дегән ким?» — дәп қелишим мүмкин. Яки гадай болуп қалсам, оғрилиқ қилип, Сән Худайимниң намиға дағ кәлтүрүшим мүмкин.
פֶּ֥ן אֶשְׂבַּ֨ע ׀ וְכִחַשְׁתִּי֮ וְאָמַ֗רְתִּי מִ֥י יְה֫וָ֥ה וּפֶֽן־אִוָּרֵ֥שׁ וְגָנַ֑בְתִּי וְ֝תָפַ֗שְׂתִּי שֵׁ֣ם אֱלֹהָֽי׃ פ
10 Ғоҗайининиң алдида униң қули үстидин шикайәт қилма, Болмиса у сени қарғап ләнәт қилиду, әйипкар болисән.
אַל־תַּלְשֵׁ֣ן עֶ֭בֶד אֶל־אדנו פֶּֽן־יְקַלֶּלְךָ֥ וְאָשָֽׁמְתָּ׃
11 Өз атисини қарғайдиған, Өз анисиға бәхит тилимәйдиған бир дәвир бар,
דּ֭וֹר אָבִ֣יו יְקַלֵּ֑ל וְאֶת־אִ֝מּ֗וֹ לֹ֣א יְבָרֵֽךְ׃
12 Өзини пак чағлайдиған, әмәлийәттә мәйнәтчилигидин һеч жуюлмиған бир дәвир бар,
דּ֭וֹר טָה֣וֹר בְּעֵינָ֑יו וּ֝מִצֹּאָת֗וֹ לֹ֣א רֻחָֽץ׃
13 Бир дәвир бар — аһ, кибирлигидин нәзири немидегән үстүн, Һакавурлуғидин һали немидегән чоң!
דּ֭וֹר מָה־רָמ֣וּ עֵינָ֑יו וְ֝עַפְעַפָּ֗יו יִנָּשֵֽׂאוּ׃
14 Униң аҗизлар вә йоқсулларни ялмап жутуветидиған чишлири қиличтәк, Езиқ чишлири пичақтәк болған бир дәвир бар!
דּ֤וֹר ׀ חֲרָב֣וֹת שִׁנָּיו֮ וּֽמַאֲכָל֪וֹת מְֽתַלְּעֹ֫תָ֥יו לֶאֱכֹ֣ל עֲנִיִּ֣ים מֵאֶ֑רֶץ וְ֝אֶבְיוֹנִ֗ים מֵאָדָֽם׃ פ
15 Зүлүкниң икки қизи бар, улар һәрдайим: «Бәргин, бәргин» дәп товлишар. Һәргиз тоюнмайдиған үч нәрсә бар, һәргиз қанаәтләнмәйдиған төрт нәрсә бар, улар болсиму: —
לַֽעֲלוּקָ֨ה ׀ שְׁתֵּ֥י בָנוֹת֮ הַ֤ב ׀ הַ֥ב שָׁל֣וֹשׁ הֵ֭נָּה לֹ֣א תִשְׂבַּ֑עְנָה אַ֝רְבַּ֗ע לֹא־אָ֥מְרוּ הֽוֹן׃
16 Гөр, туғмас хотунниң қарни, Суға тоюнмиған қурғақ Йәр. Вә һәргиз «болди, тойдум» демәйдиған оттин ибарәт. (Sheol h7585)
שְׁאוֹל֮ וְעֹ֪צֶ֫ר רָ֥חַם אֶ֭רֶץ לֹא־שָׂ֣בְעָה מַּ֑יִם וְ֝אֵ֗שׁ לֹא־אָ֥מְרָה הֽוֹן׃ (Sheol h7585)
17 Атисини мәсқирә қилидиған, Анисини кәмситидиған көзни болса, Қарға-қузғунлар чоқулар, Бүркүтниң балилириму уни йәр.
עַ֤יִן ׀ תִּֽלְעַ֣ג לְאָב֮ וְתָב֪וּז לִֽיקֲּהַ֫ת־אֵ֥ם יִקְּר֥וּהָ עֹרְבֵי־נַ֑חַל וְֽיֹאכְל֥וּהָ בְנֵי־נָֽשֶׁר׃ פ
18 Мән үчүн интайин тилсимат үч нәрсә бар; Шундақ, мән чүшинәлмәйдиған төрт иш бар: —
שְׁלֹשָׁ֣ה הֵ֭מָּה נִפְלְא֣וּ מִמֶּ֑נִּי וארבע לֹ֣א יְדַעְתִּֽים׃
19 Бүркүтниң асмандики учуш йоли, Иланниң ташта беғирлап маңидиған йоли, Кеминиң деңиздики йоли вә жигитниң қизға ашиқ болуштики йолидур.
דֶּ֤רֶךְ הַנֶּ֨שֶׁר ׀ בַּשָּׁמַיִם֮ דֶּ֥רֶךְ נָחָ֗שׁ עֲלֵ֫י צ֥וּר דֶּֽרֶךְ־אֳנִיָּ֥ה בְלֶב־יָ֑ם וְדֶ֖רֶךְ גֶּ֣בֶר בְּעַלְמָֽה׃
20 Зинахор хотунниң йолиму шундақтур; У бир немини йәп болуп ағзини сүртивәткән кишидәк: «Мән һеч қандақ яманлиқни қилмидим!» — дәйду.
כֵּ֤ן ׀ דֶּ֥רֶךְ אִשָּׁ֗ה מְנָ֫אָ֥פֶת אָ֭כְלָה וּמָ֣חֲתָה פִ֑יהָ וְ֝אָמְרָ֗ה לֹֽא־פָעַ֥לְתִּי אָֽוֶן׃ פ
21 Йәр-зимин үч нәрсә астида беарам болар; У көтирәлмәйдиған төрт иш бар: —
תַּ֣חַת שָׁ֭לוֹשׁ רָ֣גְזָה אֶ֑רֶץ וְתַ֥חַת אַ֝רְבַּ֗ע לֹא־תוּכַ֥ל שְׂאֵֽת׃
22 Падиша болған қул, Тамаққа тойған һамақәт,
תַּֽחַת־עֶ֭בֶד כִּ֣י יִמְל֑וֹךְ וְ֝נָבָ֗ל כִּ֣י יִֽשְׂבַּֽע־לָֽחֶם׃
23 Нәпрәткә патқан, әргә тәккән хотун, Өз ханиминиң орнини басқан дедәк.
תַּ֣חַת שְׂ֭נוּאָה כִּ֣י תִבָּעֵ֑ל וְ֝שִׁפְחָ֗ה כִּֽי־תִירַ֥שׁ גְּבִרְתָּֽהּ׃ פ
24 Йәр йүзидә тени кичик, лекин интайин әқиллиқ төрт хил җанивар бар: —
אַרְבָּ֣עָה הֵ֭ם קְטַנֵּי־אָ֑רֶץ וְ֝הֵ֗מָּה חֲכָמִ֥ים מְחֻכָּמִֽים׃
25 Чөмүлиләр күчлүк хәлиқ болмисиму, бирақ язда озуқ тәйярливелишни билиду;
הַ֭נְּמָלִים עַ֣ם לֹא־עָ֑ז וַיָּכִ֖ינוּ בַקַּ֣יִץ לַחְמָֽם׃
26 Суғурлар өзи аҗиз бир қовм болсиму, хада ташларниң арисиға уга салиду;
שְׁ֭פַנִּים עַ֣ם לֹא־עָצ֑וּם וַיָּשִׂ֖ימוּ בַסֶּ֣לַע בֵּיתָֽם׃
27 Чекәткиләрниң падишаси болмисиму, лекин қатар тизилип рәтлик маңиду;
מֶ֭לֶךְ אֵ֣ין לָאַרְבֶּ֑ה וַיֵּצֵ֖א חֹצֵ֣ץ כֻּלּֽוֹ׃
28 Кәсләнчүкни қол билән тутувалғили болиду, Лекин хан ордилирида яшайду.
שְׂ֭מָמִית בְּיָדַ֣יִם תְּתַפֵּ֑שׂ וְ֝הִ֗יא בְּהֵ֣יכְלֵי מֶֽלֶךְ׃ פ
29 Қәдәмлири һәйвәтлик үч җанивар бар, Кишигә зоқ берип маңидиған төрт нәрсә бар: —
שְׁלֹשָׁ֣ה הֵ֭מָּה מֵיטִ֣יבֵי צָ֑עַד וְ֝אַרְבָּעָ֗ה מֵיטִ֥בֵי לָֽכֶת׃
30 Һайванатлар ичидә әң күчлүк, һеч немидин қорқмас шир,
לַ֭יִשׁ גִּבּ֣וֹר בַּבְּהֵמָ֑ה וְלֹא־יָ֝שׁ֗וּב מִפְּנֵי־כֹֽל׃
31 Зилва бәйгә ити, Текә, Вә пухралири қоллайдиған падишадур.
זַרְזִ֣יר מָתְנַ֣יִם אוֹ־תָ֑יִשׁ וּ֝מֶ֗לֶךְ אַלְק֥וּם עִמּֽוֹ׃
32 Әгәр сән ахмақлиқ қилип өзүңни бәк жуқури орунға қоювалған болсаң, Вә яки тәлвә бир ойда болған болсаң, Қолуң билән ағзиңни юм!
אִם־נָבַ֥לְתָּ בְהִתְנַשֵּׂ֑א וְאִם־זַ֝מּ֗וֹתָ יָ֣ד לְפֶֽה׃
33 Кала сүти қочулса сериқ май чиқар; Бириниң бурни миҗилса, қан чиқар; Адавәт қозғап интиқам ойлиса җедәл-маҗира чиқар.
כִּ֤י מִ֪יץ חָלָ֡ב י֘וֹצִ֤יא חֶמְאָ֗ה וּֽמִיץ־אַ֭ף י֣וֹצִיא דָ֑ם וּמִ֥יץ אַ֝פַּ֗יִם י֣וֹצִיא רִֽיב׃ פ

< Пәнд-несиһәтләр 30 >