< Пәнд-несиһәтләр 3 >

1 И оғлум, тәлимимни унтума, Дегәнлиримни һемишә көңлүңдә чиң тут.
Me ba, mma wo werɛ mfi me nkyerɛkyerɛ, kora me mmara wɔ wo koma mu,
2 Чүнки у саңа бәрикәтлик күнләр, узун өмүр вә хатирҗәмлик қошуп бериду.
na ɛbɛma wo nkwa aware, mfe bebree na ɛde yiyedi abrɛ wo.
3 Меһриван вә һәқ-сәмимий болуштин ваз кәчмә, Буларни бойнуңға есивал, Қәлбиңгә пүтивал.
Mma adɔe ne nokware mmfi wo nkyɛn fa yan wo kɔn mu kyerɛw gu wo koma pon so.
4 Шундақ қилғанда Худа вә бәндиләрниң нәзиридә илтипатқа лайиқ болисән, данишмән һесаплинисән.
Na wubenya adom ne din pa wɔ Onyankopɔn ne nnipa anim.
5 Өз әқлиңгә таянмай, Пәрвәрдигарға чин қәлбиң билән таянғин;
Fa wo koma nyinaa to Awurade so, na mfa wo ho nto wʼankasa ntease so;
6 Қандақла иш қилсаң, Пәрвәрдигарни тонушқа интил; У саңа тоғра йолларни көрситиду.
hu no wʼakwan nyinaa mu, na ɔbɛteɛ wʼakwan.
7 Өзүңни әқиллиқ санима; Пәрвәрдигардин әйминип, яманлиқтин жирақ бол.
Nnye wo ho nni sɛ woyɛ onyansafo; suro Awurade na kyi bɔne.
8 Шундақ қилғиниңда, бу ишлар дәрдиңгә дәрман, Устиханлириңға илик болиду.
Ɛde ahoɔden bɛbrɛ wo nipadua, na ayɛ aduan ama wo nnompe.
9 Пәрвәрдигарниң һөрмитини қилип мал-дунияйиңдин һәдийәләрни сунғин, Етизиңдин тунҗа чиққан мәһсулатлириңдин Униңға атиғин;
Fa wʼahonya hyɛ Awurade anuonyam, ne wo nnɔbae a edi kan nyinaa;
10 Шундақ қилғиниңда, амбарлириң ашлиққа толуп ташиду, Шарап көлчәклириңдә йеңи шарап ешип-тешип туриду.
na ɛno na ɛbɛma wo pata ayɛ ma abu so, na nsa foforo abu afa wʼahina so.
11 И оғлум, Пәрвәрдигарниң тәрбийисигә бепәрвалиқ қилма, Униң тәнбиһидин бәзмә.
Me ba, sɛ Awurade teɛ wo so a, tie no yiye, na mmu nʼanimka so,
12 Чүнки, ата әзиз көргән оғлиға тәнбиһ-тәрбийә бәргәндәк, Пәрвәрдигар кимни сөйгән болса униңға тәнбиһ-тәрбийә бериду.
Efisɛ, obiara a Awurade pɛ nʼasɛm no, ɔtwe nʼaso, sɛnea agya teɛ ɔba a ɔdɔ no no.
13 Даналиққа муйәссәр болған киши, Йоруқлуққа егә болған киши немидегән бәхитлик-һә!
Nhyira nka onipa a ohu nyansa, onipa a onya ntease,
14 Чүнки даналиқниң пайдиси күмүчниң пайдисидин көптур, Қиммити сап алтунниңкидинму зиядидур.
efisɛ, nimdeɛ so mfaso sen dwetɛ, na nea efi mu ba sen sikakɔkɔɔ.
15 У ләәл-яқутлардин қиммәтликтур, Интизар болған һәр қандақ нәрсәңдин һеч бириму униңға тәң кәлмәстур.
Ne bo yɛ den sen bota; na worentumi mfa wʼapɛde biara ntoto no ho.
16 Даналиқниң оң қолида узун өмүр, Сол қолида байлиқ вә шөһрәт бардур.
Nkwa tenten wɔ ne nsa nifa mu; ahonyade ne anuonyam wɔ ne nsa benkum mu.
17 Униң йоллири саңа хуш пурақ туюлур, Униң барлиқ тәриқилири сени арам тапқузур.
Nʼakwan yɛ ahomeka, na nʼanammɔnkwan nyinaa yɛ asomdwoe.
18 У өзини тапқан адәмгә «һаятлиқ дәриғи»дур, Уни чиң тутқан киши немидегән бәхитлик!
Ɔyɛ nkwadua ma wɔn a woso ne mu; wɔn a wokura no mu no benya nhyira.
19 Пәрвәрдигар даналиқ билән йәр-зиминни бәрпа қилди, Һекмәт билән асманни орнатти.
Nyansa mu na Awurade yɛɛ asase fapem, na ntease mu na ɔde ɔsoro tim hɔ.
20 Униң билими билән йәрниң чоңқур қатламлири йерилди, Һәмдә булутлардин шәбнәм чүшти.
Efi ne nimdeɛ mu na ɔkyekyɛɛ ebun mu, na omununkum nso tɔɔ obosu.
21 И оғлум! [Даналиқ билән билимни] көзүңдин чиқарма, Пишқан һекмәт вә пәм-парасәтни чиң тут.
Me ba, fa atemmu pa ne nhumu sie, na mma emfi wʼani so;
22 Шуниң билән улар җениңға җан қошиду, Бойнуңға есилған есил марҗандәк саңа гөзәллик қошиду.
ɛbɛyɛ nkwa ama wo, nnwinne a ɛma wo kɔn anuonyam wie pɛyɛ.
23 Шу чағда йолуңда аман-есән маңалайсән, Йолда путлашмайсән.
Afei wo kwan so bɛyɛ wo dwoodwoo, na wo nan renhintiw;
24 Ятқанда һеч немидин қорқмайсән, Йетишиң биләнла татлиқ ухлайсән.
sɛ woda a worensuro; sɛ woda a wʼani bekum.
25 Бешиңға дәһшәтлик вәһимә чүшкәндә қорқмиғин, Рәзилләрниң вәйранчилиғидин ғәм қилмиғин!
Nsuro mpofirim amanehunu anaa ɔsɛe a ɛba amumɔyɛfo so,
26 Чүнки Пәрвәрдигар сениң таянчиңдур, У путуңни қапқанлардин нери қилиду.
efisɛ Awurade bɛwɔ wʼafa na ɔbɛkora wo nan afi afiri mu.
27 Пәқәт қолуңдин кәлсила, һаҗәтмәнләрдин яхшилиқни айимиғин.
Mfa ade pa nkame wɔn a wɔfata, bere a tumi wɔ wo nsam.
28 Қолум-хошнилириң сениңдин өтнә сорап кирсә, «Қайтип кетип, әтә кәлгин, әтә берәй» — демигин.
Nka nkyerɛ wo yɔnko se: “Kɔ na bra; mede bɛma wo ɔkyena” wɔ bere a wowɔ no saa bere no.
29 Хошнаңға зиянкәшлик нийитидә болма, Чүнки у саңа ишинип йениңда хатирҗәм яшайду.
Mpam ɔhaw mma wo yɔnko bere a ɔne wo te yiye.
30 Бириси саңа зиян йәткүзмигән болса, Униң билән сәвәпсиз маҗиралашма.
Mmɔ obi sobo kwa bere a ɔnyɛɛ wo bɔne biara ɛ.
31 Зулумхор кишигә һәсәт қилма, Униң йол-тәдбирлиридин һеч немини таллима.
Mma wʼani mmere basabasayɛfo, na mfa nʼakwan no mu biara,
32 Чүнки қиңғир йолларни маңидиғанлар Пәрвәрдигарниң нәзиридә жиркиничликтур, Лекин Униң сирдаш достлуғи дурус яшаватқан адәмгә тәәллуқтур.
efisɛ Awurade kyi basabasayɛfo na ɔde ne werɛ hyɛ ɔtreneeni mu.
33 Пәрвәрдигарниң ләнити рәзиллик қилғучиниң өйидидур, Лекин У һәққаний адәмниң өйигә бәхит ата қилур.
Awurade nnome wɔ omumɔyɛfo fi so, na ohyira ɔtreneeni fi.
34 Бәрһәқ, мәсқирә қилғучиларни У мәсқирә қилиду, Лекин кичик пеил кишиләргә шәпқәт көрситиду.
Odi fɛwdifo a wɔyɛ ahantan no ho fɛw, na ɔdom ahobrɛasefo ne wɔn a wɔhyɛ wɔn so no.
35 Даналар шөһрәткә варислиқ қилиду, Лекин һамақәтләр рәсва қилиниду.
Anyansafo benya anuonyam adi, nanso nkwaseafo de, ɔma wɔn anim gu ase.

< Пәнд-несиһәтләр 3 >