< Пәнд-несиһәтләр 29 >
1 Қайта-қайта әйиплинип туруп йәнә бойни қаттиқлиқ қилған киши, Туюқсиздин давалиғусиз янҗилар.
2 Һәққанийлар гүлләнсә, пухралири шатлинар, Қәбиһләр һоқуқ тутса пухра налә-пәряд көтирәр.
3 Даналиқни сөйгән оғул атисини хуш қилар; Бирақ паһишиләргә һәмраһ болған униң мал-мүлкини бузуп-чачар.
4 Падиша адаләт билән жутини тинич қилар; Бирақ баҗ-селиқ салған болса, уни вәйран қилар.
5 Өз йеқиниға хушамәт қилған киши, Униң путлириға тор тәйярлап қойғандур.
6 Рәзил адәмниң гунайи өзигә қапқан ясап қурар; Бирақ һәққаний киши нахшилар билән шатлинар.
7 Һәққаний киши мискинниң дәвасиға көңүл бөлүр; Бирақ яманлар болса бу ишни чүшәнмәс.
8 Һакавур кишиләр шәһәрни қутритип давалғутар; Бирақ ақиланиләр аччиқ ғәзәпләрни яндурар.
9 Дана киши ахмақ билән дәвалашса, Ахмақ һүрпийиду яки күлиду, нәтиҗиси һаман течлиқ болмас.
10 Қанхорлар пак-диянәтликләргә нәпрәтлинәр; Дурусларниң җенини болса, улар қәстләр.
11 Ахмақ һәрдайим ичидики һәммини ашкарә қилар; Бирақ дана өзини бесивалар.
12 Һөкүмдар ялған сөзләргә қулақ салса, Униң барлиқ хизмәткарлири яман үгәнмәй қалмас.
13 Гадай билән уни әзгүчи киши бир зиминда яшар; Һәр иккисиниң көзини нурландурғучи Пәрвәрдигардур.
14 Йоқсулларни диянәт билән сориған падишаниң болса, Тәхти мәңгүгә мәһкәм турар.
15 Таяқ билән тәнбиһ-несиһәт балиларға даналиқ йәткүзәр; Бирақ өз мәйлигә қоюп берилгән бала анисини хиҗаләткә қалдурар.
16 Яманлар гүллинип кәтсә, наһәқлик көпийәр; Лекин һәққанийлар уларниң жиқилғинини көрәр.
17 Оғлуңни тәрбәлисәң, у сени арам тапқузар; У көңлүңни сөйүндүрәр.
18 [Пәрвәрдигарниң] вәһийси болмиған әлниң пухралири йолдин чиқип башпанаһсиз қалар; Лекин Тәврат-қануниға әмәл қилидиған киши бәхитликтур.
19 Қулни сөз биләнла түзәткили болмас; У сөзүңни чүшәнгән болсиму, етивар қилмас.
20 Ағзини басалмайдиған кишини көргәнму? Униңдин үмүт күткәндин, ахмақтин үмүт күтүш әвзәлдур.
21 Кимки өз қулини кичигидин тартип өз мәйлигә қоюп бәрсә, Күнләрниң биридә униң бешиға чиқар.
22 Териккәк киши җедәл-маҗира қозғап турар; Асан аччиқлинидиған кишиниң гуналири көптур.
23 Мәғрурлуқ кишини пәс қилар, Бирақ кәмтәрлик кишини һөрмәткә ериштүрәр.
24 Оғри билән шерик болған киши өз җениға дүшмәндур; У сорақчиниң [гува беришкә] агаһландурушини аңлисиму, лекин раст гәп қилишқа петиналмас.
25 Инсан балисидин қорқуш адәмни қапқанқа чүшүриду; Бирақ кимки Пәрвәрдигарға таянған болса, у бехәтәр көтириләр.
26 Көп кишиләр һөкүмдардин илтипат издәп жүрәр; Бирақ адәмниң һәқ-рисқи пәқәт Пәрвәрдигарниңла қолидидур.
27 Наһәқләр һәққанийларға жиркиничликтур; Дурус йолда маңған кишиләр яманларға жиркиничликтур.