< Пәнд-несиһәтләр 28 >
1 Яманлар һеч ким қоғлимисиму қачар; Бирақ һәққанийлар шир жүрәк батур келәр.
2 Жутта гуналар көпәйсә, униң әмирлири көп алмишар, Лекин уни сориғучи йорутулған вә билимлик болса, жут аман-муқим узун турар.
3 Мискинләргә зулум селиватқан бир кәмбәғәл, Худди [зираәтләрни] ятқузуп денини қоймайдиған қара ямғурға охшайду.
4 Тәврат қанунидин ваз кәчкәнләр яманларни яхши дәп махтар; Бирақ қанунни тутқучилар уларға қарши күрәш қилар.
5 Рәзилләр адаләтни чүшәнмәс; Бирақ Пәрвәрдигарни издигүчиләр һәммә ишни чүшинәр.
6 Пәзиләтлик йолда маңған мискин киши, Сахта, икки йүзлимә бай адәмдин яхшидур.
7 Тәврат-қануниға итаәт қилған жигит әқиллиқ оғулдур; Бирақ нан қепиларға һәмраһ болғучи атисини номусқа қалдурар.
8 Җазанихорлуқ қилип жуқури өсүм арқилиқ байлиқлар тапқан киши, Ахирида буларни мискинләргә хәйрихаһлиқ қилғучиниң қолиға өткүзүш үчүн топлиғандур.
9 Кимки Тәврат-қанунини аңлимаймән дәп қулиқини йопурса, Һәтта дуалириму ләнити болуп қалар.
10 Кимки дурусларни яман йолға аздурса, Өзи колиған орисиға өзи чүшәр; Бирақ пак-диянәтлик адәм яхшилиққа мирасхор болар.
11 Бай дәрвәқә өзини дана санар; Бирақ йорутулған мискин уни һаман көрүп йетәр.
12 Һәққанийлар ғаливийәтлик болса, Җаһанни тәнтәнә қаплар; Бирақ яманлар мәртивигә чиқса, халайиқ өзлирини қачурар.
13 Өз гуналирини йошурған киши ронақ тапмас; Бирақ уларни тонуп иқрар қилип, улардин ваз кәчкән киши рәһим-шәпқәткә еришәр.
14 [Пәрвәрдигардин] һәрдайим қорқуп жүргән киши шунчә бәхитликтур! Бирақ көңлини таш қилған балаю-апәткә қалар.
15 Һөкирәп турған шир, Яки [овни издәп] кезиватқан ейиқ қандақ болса, Йоқсул пухраларниң үстидики рәзил һакимму шундақтур.
16 Йорутулмиған әмир һаман зор бир залим болуп чиқар, Бирақ һарам байлиқларға нәпрәтләнсә, тәхтидә узун олтирар.
17 Қан төккән киши қәриз билән һаңға қарап жүгүрәр; Уни һеч ким тосмисун!
18 Сәмимий, диянәтлик йолда маңған қутулар; Икки йолда маңған сахта киши уларниң биридә һаман жиқилип чүшәр.
19 Өз йеригә тиришип ишлигән деханниң нени йетип ашар; Бирақ бекар жүрүп хам хиялларни қоғлиған кишиниң йоқсуллуғи мол болар!
20 Растчил кишиниң бәхити көпийәр; Бирақ бай болушқа алдириған киши җазадин қечип қутулалмас.
21 Биригә ян бесиш қәтъий болмас; Чүнки бәзиләр һәтта бир бурда нан үчүнму гуна өткүзәр.
22 Нәпси тоймас киши байлиқларни көзләп алдирайду, У намратлиқниң өз бешиға чүшидиғинидин бехәвәрдур.
23 Башқиларниң хаталиқини очуқ әйиплигән киши, Һаман хушамәт қилғучиға қариғанда көпрәк илтипат тапар.
24 Ата-анисиниң тәәллуқатини оғрилап, «Бу һеч қандақ гуна әмәс» дегән киши, Һалак қилғучиниң шеригидур.
25 Нәпси тоймиғур киши җедәл-маҗира терийду; Бирақ Пәрвәрдигарға таянған киши әтлинәр.
26 Өзиниң көңлигә ишәнгән киши ахмақтур; Бирақ даналиқ билән маңған ниҗат тапар.
27 Намратларға хәйрхаһлиқ қилидиған киши муһтаҗлиқ тартмас; Лекин һаҗәтмәнни көрсиму көрмәскә салған киши көплигән қарғишқа учрар.
28 Яманлар мәртивигә чиқса, халайиқ өзлирини қачурар; Лекин улар завал тапса, һәққанийлар раваҗ тапар.