< Пәнд-несиһәтләр 27 >
1 Әтики күнүң тоғрилиқ махтанма, Чүнки бир күни немә болидиғиниңниму билмәйсән.
2 Сени башқилар махтисун, өз ағзиң мундақ қилмисун, Ят адәм сени махтисун, өз ләвлириң ундақ қилмисун.
3 Таш еғир, қум хелә җиң басар, Бирақ ахмақ кәлтүридиған хапичилиқ иккисидин техиму еғирдур.
4 Ғәзәп рәһимсиздур, Қәһр болса кәлкүндәк адәмни еқитип кетәр, Бирақ ким һәсәтхорлуқ алдида тақабил туралисун?
5 Ашкарә әйипләш йошурун муһәббәттин әладур.
6 Достниң қолидин йегән зәхимләр садиқлиқтин болиду; Бирақ дүшмәнниң сөйүшлири һейлигәрликтур.
7 Тоқ киши һәсәл көнигидинму бизардур, Ач кишигә һәр қандақ аччиқ нәрсиму татлиқ билинәр.
8 Жут маканидин айрилған киши, Угисидин айрилип жүргән қушқа охшар.
9 Әтир вә хушбуй көңүлни ачар, Җан көйәр достниң сәмимий мәслиһәти кишини риғбәтләндүрәр. Җан көйәр достниң сәмимий, хушхуй мәслиһәти кишини хуш қилур.
10 Өз достуңни, атаңниң достиниму унтума; Бешиңға күн чүшкәндә қериндишиңниң өйигә кирип йелинма; Йеқиндики дост, жирақтики қериндаштин әла.
11 И оғлум, дана бол, көңлүмни хуш қил, Шундақ қилғиниңда мени мәсқирә қилидиғанларға җавап берәләймән.
12 Зерәк киши балайиқазани алдин көрүп қачар; Саддилар алдиға берип зиян тартар.
13 Ятқа кепил болған кишидин қәризгә тонини тутуп алғин; Ят хотунға капаләт бәргән кишидин капаләт пули ал.
14 Қақ сәһәрдә туруп, жуқури авазда достиға бәхит тилигәнлик, Өзини қарғаш һесаплинар.
15 Ямғурлуқ күндики тохтимай чүшкән тамчә-тамчә йеғин, Вә соқушқақ хотун бир-биригә охшаштур.
16 Уни тизгәнләш боранни тосқанға, Яки яғни оң қол билән чаңгаллиғанға охшаштур.
17 Төмүрни төмүргә билисә өткүрләшкәндәк, Достларму бир-бирини өткүрләштүрәр.
18 Әнҗир көчитини пәрвиш қилғучи униңдин әнҗир йәйду; Ғоҗайинини асрап күткән қул иззәт тапиду.
19 Суда адәмниң йүзи әкс әткәндәк, Инсанниң қәлбиниң қандақлиғи өз йенидики киши арқилиқ билинәр.
20 Тәһтисара вә һалакәт һәргиз тоймиғандәк, Адәмниң [ач] көзлири қанаәт тапмас. (Sheol )
21 Сапал қазан күмүчни, чанақ алтунни тавлар, Адәм болса махталғанда синилар.
22 Ахмақни буғдай билән биргә сәндәлдә талқан қилип соқсаңму, Ахмақлиғи йәнила униңда турар.
23 Падилириңниң әһвалини убдан билип тур, Мал-варанлириңдин яхши хәвәр ал;
24 Чүнки байлиқниң мәңгү капалити болмас, Таҗ-тәхтму дәвирдин-дәвиргичә турамду?
25 Қуруған чөпләр орулғандин кейин, Юмран чөпләр өсүп чиққанда, Тағ бағридинму явайи чөпләр жиғилғанда,
26 Шу чағда қозиларниң жуңлири қирқилип кийимиң болар; Өшкиләрни сатқан пулға бир етиз келәр,
27 Һәмдә өшкиләрниң сүтлири сениң һәм аилидикилириңниң озуқлуғини, Дедәклириңниң қосиғини тәминләшкиму йетәр.