< Пәнд-несиһәтләр 26 >
1 Язда қар йеғиш, Орма вақтида ямғур йеғиш қамлашмиғандәк, Иззәт-һөрмәт ахмаққа лайиқ әмәстур.
Like snow in summer, and as rain in harvest, so honour is not fitting for a fool.
2 Ләйләп учуп жүргән қучқачтәк, Учқан қарлиғач йәргә қонмиғандәк, Сәвәпсиз қарғиш кишигә зиян кәлтүрәлмәс.
Like a fluttering sparrow, like a darting swallow, so the undeserved curse doesn’t come to rest.
3 Атқа қамча, ешәккә нохта лазим болғинидәк, Ахмақниң дүмбисигә таяқ лайиқтур.
A whip is for the horse, a bridle for the donkey, and a rod for the back of fools!
4 Ахмақниң әхмиқанә гепи бойичә униңға җавап бәрмигин, Җавап бәрсәң өзүң униңға охшап қелишиң мүмкин.
Don’t answer a fool according to his folly, lest you also be like him.
5 Ахмақниң әхмиқанә гепи бойичә униңға җавап бәргин, Җавап бәрмисәң у өзиниң ахмақлиғини әқиллиқ дәп чағлар.
Answer a fool according to his folly, lest he be wise in his own eyes.
6 Өз путини кесивәткәндәк, Өз бешиға зулмәт тилигәндәк, Ахмақтин хәвәр йоллашму шундақ бир иштур.
One who sends a message by the hand of a fool is cutting off feet and drinking violence.
7 Токурниң карға кәлмигән путлиридәк, Ахмақниң ағзиға селинған пәнд-несиһәтму бекар болур.
Like the legs of the lame that hang loose, so is a parable in the mouth of fools.
8 Салғиға ташни бағлап атқандәк, Ахмаққа һөрмәт билдүрүшму әхмиқанә иштур.
As one who binds a stone in a sling, so is he who gives honour to a fool.
9 Ахмақниң ағзиға селинған пәнд-несиһәт, Мәсниң қолиға санҗилған тикәндәктур.
Like a thorn bush that goes into the hand of a drunkard, so is a parable in the mouth of fools.
10 Өз йеқинлирини қарисиға зәхимләндүргән оқячидәк, Ахмақни яки удул кәлгән адәмни яллап ишләткән ғоҗайинму охшашла зәхимләндүргүчидур.
As an archer who wounds all, so is he who hires a fool or he who hires those who pass by.
11 Ишт айлинип келип өз қусуғини ялиғандәк, Ахмақ ахмақлиғини қайтилар.
As a dog that returns to his vomit, so is a fool who repeats his folly.
12 Өзини дана чағлап мәмнун болған кишини көрдүңму? Униңға үмүт бағлимақтин ахмаққа үмүт бағлимақ әвзәлдур.
Do you see a man wise in his own eyes? There is more hope for a fool than for him.
13 Һорун адәм: — «Ташқирида дәһшәтлик бир шир туриду, Кочида бир шир жүриду!» — дәп [өйдин чиқмас].
The sluggard says, “There is a lion in the road! A fierce lion roams the streets!”
14 Өз муҗуқида ечилип-йепилип турған ишиккә охшаш, Һорун кариватта йетип у яқ-бу яққа өрүлмәктә.
As the door turns on its hinges, so does the sluggard on his bed.
15 Һорун қолини сунуп қачиға тиққини билән, Ғизани ағзиға селиштинму еринәр.
The sluggard buries his hand in the dish. He is too lazy to bring it back to his mouth.
16 Һорун өзини пәм билән җавап бәргүчи йәттә кишидинму дана санар.
The sluggard is wiser in his own eyes than seven men who answer with discretion.
17 Кочида келиветип, өзигә мунасивәтсиз маҗираға арилашқан киши, Иштниң қулиқини тутуп созғанға охшаш хәтәргә дучар болар.
Like one who grabs a dog’s ears is one who passes by and meddles in a quarrel not his own.
18 Өз йеқинлирини алдап «Пәқәт чақчақ қилип қойдум!» дәйдиған киши, Отқашларни, оқларни, һәр хил әҗәллик қуралларни атқан тәлвигә охшайду.
Like a madman who shoots torches, arrows, and death,
is the man who deceives his neighbour and says, “Am I not joking?”
20 Отун болмиса от өчәр; Ғәйвәт болмиса, җедәл бесилар.
For lack of wood a fire goes out. Without gossip, a quarrel dies down.
21 Чоғлар үстигә чачқан көмүрдәк, От үстигә қойған отундәк, җедәлчи җедәлни улғайтар.
As coals are to hot embers, and wood to fire, so is a contentious man to kindling strife.
22 Ғәйвәтхорниң сөзлири һәр хил назу-немәтләрдәк, Кишиниң қәлбигә чоңқур сиңдүрүләр.
The words of a whisperer are as dainty morsels, they go down into the innermost parts.
23 Ялқунлуқ ләвләр рәзил көңүлләргә қошулғанда, Сапал қачиға күмүч һәл бәргәнгә охшаштур.
Like silver dross on an earthen vessel are the lips of a fervent one with an evil heart.
24 Адавәт сақлайдиған адәм өчини гәплири билән япсиму, Көңлидә қат-қат сүйқәст сақлайду.
A malicious man disguises himself with his lips, but he harbours evil in his heart.
25 Униң сөзи чирайлиқ болсиму, ишинип кәтмигин; Қәлбидә йәттә қат ипласлиқ бардур.
When his speech is charming, don’t believe him, for there are seven abominations in his heart.
26 У өчмәнлигини чирайлиқ гәп билән япсиму, Лекин рәзиллиги җамаәтниң алдида ашкарилинар.
His malice may be concealed by deception, but his wickedness will be exposed in the assembly.
27 Кишигә ора колиған өзи чүшәр; Ташни домилатқан кишини таш думилап қайтип келип уни янҗар.
Whoever digs a pit shall fall into it. Whoever rolls a stone, it will come back on him.
28 Сахта тил өзи зиянкәшлик қилған кишиләргә нәпрәтлинәр; Хушамәт қилғучи еғиз адәмни һалакәткә иштирәр.
A lying tongue hates those it hurts; and a flattering mouth works ruin.