< Пәнд-несиһәтләр 25 >
1 Төвәндә баян қилинидиғанлириму Сулайманниң пәнд-несиһәтлири; буларни Йәһуданиң падишаси Һәзәкияниң ордисидикиләр көчүрүп хатирилигән: —
2 Пәрвәрдигарниң улуқлуғи — Өзиниң қилған ишини ашкарилимиғинида; Падишаһларниң улуқлуғи — бир ишниң сирини йешәлигинидә.
3 Әршниң егизлигини, Зиминниң чоңқурлуғини, Вә падишаларниң көңлидикини мөлчәрләп билгили болмас.
4 Авал күмүчниң поқи айрилип тавланса, Андин зәргәр нәпис бир қача ясап чиқар.
5 Авал падишаниң алдидики рәзил хизмәткарлири қоғливетилсә, Андин униң тәхти адаләт үстигә қурулар.
6 Падишаһниң алдида өзүңни һәмминиң алди қилип көрсәтмә, [Униң алдидики] әрбабларниң орнида турувалма;
7 Орнуңни өзүңдин жуқури җанабқа берип, униң алдида пәгаһқа чүшүрүлгиниңдин көрә, Өзгиләрниң сени төргә тәклип қилғини яхшидур.
8 Алдирап дәваға бармиғин, Мабада берип, йеқиниң [үстүн чиқип] сени ләт қилса, қандақ қилисән?
9 Йеқиниң билән муназириләшсәң, Башқиларниң сирини ачма.
10 Болмиса, буни билгүчиләр сени әйипләйду, Сесиқ намдин қутулалмайсән.
11 Вақти-җайида қилинған сөз, Күмүч рамкиларға тизилған алтун алмилардур.
12 [Қулаққа] алтун һалқа, нәпис алтундин ясалған зиннәт буюми ярашқандәк, Ақиланиниң агаһландуруши көңүл қойғанниң қулиқиға яришар.
13 Худди орма вақтидики томузда [ичкән] қар сүйидәк, Ишәшлик әлчи өзини әвәткүчиләргә шундақ болар; У ғоҗайинлириниң көкси-қарнини яшартар.
14 Ямғури йоқ булут-шамал, Ялған соғатни вәдә қилип махтанғучиға охшаштур.
15 Узунғичә сәвир-тақәт қилинса, һөкүмдарму қайил қилинар, Жумшақ тил сүйәкләрдинму өтәр.
16 Сән һәсәл тепивалдиңму? Уни пәқәт тойғучила йә, Көп йесәң яндуруветисән.
17 Хошнаңниң босуғисиға аз дәссә, Улар сәндин тоюп, өч болуп қалмисун.
18 Ялған гувалиқ билән йеқиниға қара чаплиғучи, Худди гүрзә, қилич вә өткүр оққа охшаштур.
19 Сунуқ чиш билән чайнаш, Токур пут [билән меңиш], Күлпәт күнидә вапасиз кишигә үмүт бағлиғандәктур.
20 Қиш күнидә кишиләрниң кийимини салдуруветиш, Яки суда үстигә аччиқ су қуюш, Қайғулуқ кишиниң алдида нахша ейтқандәктур.
21 Дүшминиңниң қосиғи ач болса, Нан бәр; Уссиған болса су бәр;
22 Шундақ қилсаң, бешиға көмүр чоғини топлап салған болисән, Вә Пәрвәрдигар бу ишни саңа яндуриду.
23 Шимал тәрәптин чиққан шамал қаттиқ ямғур елип кәлгәндәк, Чеқимчи шум чирайни кәлтүрәр.
24 Соқушқақ хотун билән [азадә] өйдә биллә турғандин көрә, Өгүзниң бир булуңида [ялғуз] йетип-қопқан яхши.
25 Уссап кәткән кишигә муздәк су берилгәндәк, Жирақ жуттин кәлгән хуш хәвәрму әнә шундақ болар.
26 Петиқдилип сүйи лейип кәткән булақ, Сүйи булғиветилгән қудуқ, Рәзилләргә йол қойған һәққаний адәмгә охшаштур.
27 Һәсәлни һәддидин зиядә йейиш яхши болмас; Бирақ улуқлуқни издәшниң өзи улуқ иштур.
28 Өзини туталмайдиған киши, Вәйран болған, сепилсиз қалған шәһәргә охшайду.