< Пәнд-несиһәтләр 24 >

1 Яманларға рәшк қилма, Улар билән барди-кәлди қилишни арзу қилма;
Yamanlarƣa rǝxk ⱪilma, Ular bilǝn bardi-kǝldi ⱪilixni arzu ⱪilma;
2 Чүнки уларниң көңли зораванлиқнила ойлар; Уларниң ағзи азар йәткүзүшни сөзләр.
Qünki ularning kɵngli zorawanliⱪnila oylar; Ularning aƣzi azar yǝtküzüxni sɵzlǝr.
3 Аилә болса даналиқ асасида бәрпа қилинар; Чүшиниш билән мустәһкәмлинәр.
ailǝ bolsa danaliⱪ asasida bǝrpa ⱪilinar; Qüxinix bilǝn mustǝⱨkǝmlinǝr.
4 Билим билән өйниң ханилири һәр хил қиммәтлик, есил гөһәрләргә толдурулар.
Bilim bilǝn ɵyning haniliri ⱨǝrhil ⱪimmǝtlik, esil gɵⱨǝrlǝrgǝ toldurular.
5 Дана адәм зор күчкә егидур; Билими бар адәм қудритини ашурар.
Dana adǝm zor küqkǝ igidur; Bilimi bar adǝm ⱪudritini axurar.
6 Пухта несиһәтләр билән җәң қилғин; Ғәлибә болса Бирдин-бир Улуқ Мәслиһәтчи билән болар.
Puhta nǝsiⱨǝtlǝr bilǝn jǝng ⱪilƣin; Ƣǝlibǝ bolsa Birdinbir Uluƣ Mǝsliⱨǝtqi bilǝn bolar.
7 Даналиқ әқилсиз адәмгә нисбәтән толиму егиз, чүшиниксиздур; [Чоңлар] шәһәр дәрвазиси алдиға жиғилғанда у зуван ачалмас.
Danaliⱪ ǝⱪilsiz adǝmgǝ nisbǝtǝn tolimu egiz, qüxiniksizdur; [Qonglar] xǝⱨǝr dǝrwazisi aldiƣa yiƣilƣanda u zuwan aqalmas.
8 Әскиликни нийәтлигән адәм «сүйқәстчи» атилар.
Əskilikni niyǝtligǝn adǝm «suyiⱪǝstqi» atilar.
9 Ахмақлиқтин болған нийәт гунадур; Һакавур киши адәмләргә жиркиничликтур.
Əhmǝⱪliⱪtin bolƣan niyǝt gunaⱨdur; Ⱨakawur kixi adǝmlǝrgǝ yirginqliktur.
10 Бешиңға еғир күн чүшкәндә җасарәтсиз болсаң, Күчсиз һесаплинисән.
Bexingƣa eƣir kün qüxkǝndǝ jasarǝtsiz bolsang, Küqsiz ⱨesablinisǝn.
11 [Сәвәпсиз] өлүмгә тартилғанларни қутқузғин; Боғузлиниш хәвпидә турғанлардин ярдәм қолуңни тартма;
[Sǝwǝbsiz] ɵlümgǝ tartilƣanlarni ⱪutⱪuzƣin; Boƣuzlinix hǝwpidǝ turƣanlardin yardǝm ⱪolungni tartma;
12 Әгәр сән: «Бу иштин хәвиримиз йоқтур» десәң, Һәр адәмниң көңлини таразиға Салғучи буни көрмәсму? Җениңни һаят Сақлиғучи уни билмәсму? У һәр бир инсан балсиниң өз қилғанлири бойичә уларниң өзигә яндурмасму?
Əgǝr sǝn: «Bu ixtin hǝwirimiz yoⱪtur» desǝng, Ⱨǝr adǝmning kɵnglini taraziƣa Salƣuqi buni kɵrmǝsmu? Jeningni ⱨayat Saⱪliƣuqi uni bilmǝsmu? U ⱨǝrbir insan balsining ɵz ⱪilƣanliri boyiqǝ ularning ɵzigǝ yandurmasmu?
13 И оғлум, һәсәл [тапсаң] истимал қил, у яхшидур. Һәрә көнигидин алған һәсәл болса татлиқ тетийду;
I oƣlum, ⱨǝsǝl [tapsang] istimal ⱪil, u yahxidur. Ⱨǝrǝ kɵnikidin alƣan ⱨǝsǝl bolsa tatliⱪ tetiydu;
14 Даналиқ билән тонушсаң, уму көңлүңгә шуниңдәк болар; Уни тапқиниңда җәзмән яхши көридиған күнүң болиду, Арзу-үмүтүң бекарға кәтмәс.
Danaliⱪ bilǝn tonuxsang, umu kɵnglünggǝ xuningdǝk bolar; Uni tapⱪiningda jǝzmǝn yahxi kɵridiƣan kününg bolidu, Arzu-ümiding bikarƣa kǝtmǝs.
15 И рәзил адәм, һәққанийниң өйигә йошурун һуҗум қилишни күтмә, Униң туралғусини булиғучи болма!
I rǝzil adǝm, ⱨǝⱪⱪaniyning ɵyigǝ yoxurun ⱨujum ⱪilixni kütmǝ, Uning turalƣusini buliƣuqi bolma!
16 Чүнки һәққаний йәттә қетим жиқилип чүшәр, Бирақ ахири йәнә орнидин турар. Лекин рәзил киши күлпәт ичигә путлишип чүшәр.
Qünki ⱨǝⱪⱪaniy yǝttǝ ⱪetim yiⱪilip qüxǝr, Biraⱪ ahiri yǝnǝ ornidin turar. Lekin rǝzil kixi külpǝt iqigǝ putlixip qüxǝr.
17 Рәқибиң жиқилип кәтсә хуш болуп кәтмә, Дүшминиң путлишип чүшсә шатланма;
Rǝⱪibing yiⱪilip kǝtsǝ hux bolup kǝtmǝ, Düxmining putlixip qüxsǝ xadlanma;
18 Пәрвәрдигар буни көргәндә, Бу қилиғиңни яхши көрмәй, Бәлким ғәзивини рәқибиңгә чүшүрмәслиги мүмкин.
Pǝrwǝrdigar buni kɵrgǝndǝ, Bu ⱪiliⱪingni yahxi kɵrmǝy, Bǝlkim ƣǝzipini rǝⱪibinggǝ qüxürmǝsliki mumkin.
19 Яманлар [раваҗ тапса], беарам болуп кәтмә; Рәзилләргә рәшк қилма.
Yamanlar [rawaj tapsa], biaram bolup kǝtmǝ; Rǝzillǝrgǝ rǝxk ⱪilma.
20 Чүнки яманларниң келәчики йоқтур, Униң чириғиму өчүрүләр.
Qünki yamanlarning kelǝqiki yoⱪtur, Uning qiriƣimu ɵqürülǝr.
21 И оғлум, Пәрвәрдигардин қорққин, падишаниму һөрмәт қил. Қутратқучилар билән арилашма.
I oƣlum, Pǝrwǝrdigardin ⱪorⱪⱪin, padixaⱨnimu ⱨɵrmǝt ⱪil. Ⱪutratⱪuqilar bilǝn arilaxma.
22 Бундақ кишиләргә келидиған балаю-апәт уштумтут болар, [Пәрвәрдигар билән падишаниң] уларни қандақ йоқитидиғанлиғини биләмсән?
Bundaⱪ kixilǝrgǝ kelidiƣan balayi’apǝt uxtumtut bolar, [Pǝrwǝrdigar bilǝn padixaⱨning] ularni ⱪandaⱪ yoⱪitidiƣanliⱪini bilǝmsǝn?
23 Буларму ақиланиләрниң сөзлиридур: — Сот қилғанда бир тәрәпкә ян бесиш қәтъий болмас.
Bularmu aⱪilanilǝrning sɵzliridur: — Sot ⱪilƣanda bir tǝrǝpkǝ yan besix ⱪǝt’iy bolmas.
24 Җинайәтчигә: «Әйипсиз сән» дәп һөкүм чиқарған кишигә, Хәлиқләр ләнәт ейтар; Әл-жутлар униңдин нәпрәтлинәр.
Jinayǝtqigǝ: «Əyibsiz sǝn» dǝp ⱨɵküm qiⱪarƣan kixigǝ, Hǝlⱪlǝr lǝnǝt eytar; Əl-yurtlar uningdin nǝprǝtlinǝr.
25 Бирақ улар җинайәтчиниң гунайини ечип ташлиған кишидин хурсән болар, Улар униңға бәхит-саадәт тилишәр.
Biraⱪ ular jinayǝtqining gunaⱨini eqip taxliƣan kixidin hursǝn bolar, Ular uningƣa bǝht-saadǝt tilixǝr.
26 Дурус җавап бәргүчи, Гояки кишиниң ләвлиригә сөйгүчидур.
Durus jawab bǝrgüqi, Goyaki kixining lǝwlirigǝ sɵygüqidur.
27 Авал сиртта ишлириңниң йолини һазирлап, Етиз-ериқлириңни тәйярла, Андин өйүңни салғин.
Awwal sirtta ixliringning yolini ⱨazirlap, Etiz-eriⱪliringni tǝyyarla, Andin ɵyüngni salƣin.
28 Йеқиниңға қарши асассиз гувалиқ қилма; Ағзиңдин һеч ялғанчилиқ чиқарма.
Yeⱪiningƣa ⱪarxi asassiz guwaⱨliⱪ ⱪilma; Aƣzingdin ⱨeq yalƣanqiliⱪ qiⱪarma.
29 «У маңа қандақ қилған болса, мәнму униңға шундақ қилимән, Униң маңа қилғинини өзигә яндуримән», дегүчи болма.
«U manga ⱪandaⱪ ⱪilƣan bolsa, mǝnmu uningƣa xundaⱪ ⱪilimǝn, Uning manga ⱪilƣinini ɵzigǝ yandurimǝn», degüqi bolma.
30 Мән һорунниң етизлиғидин өттим, Әқилсизниң үзүмзарлиғи йенидин маңдим,
Mǝn ⱨurunning etizliⱪidin ɵttim, Əⱪilsizning üzümzarliⱪi yenidin mangdim,
31 Мана, һәр йеридин тикәнләр өсүп чиққан, Хохилар йәр йүзини бесип кәткән, Қоруқ теми өрүлүп кәткән!
Mana, ⱨǝr yeridin tikǝnlǝr ɵsüp qiⱪⱪan, Hohilar yǝr yüzini besip kǝtkǝn, Ⱪoruⱪ temi ɵrülüp kǝtkǝn!
32 Уларни көргәч, убдан ойландим; Көргинимдин савақ алдим: —
Ularni kɵrgǝq, obdan oylandim; Kɵrginimdin sawaⱪ aldim: —
33 Сән: «Йәнә бирдәм көзүмни жумувалай, Йәнә бирдәм ухливалай, Йәнә бирдәм пут-қолумни алмап йетивалай» — десәң,
Sǝn: «Yǝnǝ birdǝm kɵzümni yumuwalay, Yǝnǝ birdǝm uhliwalay, Yǝnǝ birdǝm put-ⱪolumni almap yetiwalay» — desǝng,
34 Намратлиқ булаңчидәк сени бесип келәр, Һаҗәтмәнлик қалқанлиқ әскәрдәк саңа һуҗум қилар.
Namratliⱪ bulangqidǝk seni besip kelǝr, Ⱨajǝtmǝnlik ⱪalⱪanliⱪ ǝskǝrdǝk sanga ⱨujum ⱪilar.

< Пәнд-несиһәтләр 24 >