< Пәнд-несиһәтләр 23 >
1 Катта әрбаб билән һәмдәстихан болсаң, Алдиңдики ким екәнлигини убдан ойлан.
2 Иштийиң яман болса, Гелиңға пичақ тәңләп турғандәк өзүңни тарт.
3 Униң назу-немәтлирини тама қилма, Улар адәм алдайдиған тамақлардур.
4 Бай болимән дәп өзүңни упратма; Өзүңниң зеһниңни бу ишқа қаратма.
5 [Байлиқларға] көз тикишиң биләнла, улар йоқ болиду; Пул-мал дәрвәқә өзигә қанат ясап, Худди бүркүттәк асманға учуп кетәр.
6 Ач көзниң ненини йемә, Униң есил назу-немәтлирини тама қилма;
7 Чүнки униң көңли қандақ болғандәк, өзиму шундақ. У ағзида: — Қени, алсила, ичсилә! — десиму, Бирақ көңлидә сени ойлиғини йоқ.
8 Йегән бир жутум таамниму қусуветисән, Униңға қилған чирайлиқ сөзлириңму бекарға кәткән болиду.
9 Ахмаққа йол көрситип салма, Чүнки у әқил сөзлириңни көзгә илмас.
10 Қедимдә бекиткән йәрниң пасил ташлирини йөткимә, Житимларниң етизлириғиму аяқ басма;
11 Чүнки уларниң Һәмҗәмәт-Қутқузғучиси интайин күчлүктур; У Өзи улар үчүн үстүңдин дәва қилар.
12 Несиһәткә көңүл қой, Илим-билимләргә қулақ сал.
13 Балаңға тәрбийә бериштин еринмә; Әгәр таяқ билән урсаң, у өлүп кәтмәйду;
14 Сән уни таяқ билән урсаң, Бәлким уни тәһтисарадин қутқузивалисән. (Sheol )
15 И оғлум, дана болсаң, Мениң қәлбим қанчә хуш болар еди!
16 Ағзиңда орунлуқ сөзләр болса, ич-ичимдин шатлинимән.
17 Гуна садир қилғучиларға рәшк қилма, Һәрдайим Пәрвәрдигардин әймиништә турғин;
18 Шундақ қилғиниңда җәзмән көридиған яхши күнүң болиду, Арзу-үмүтүң бекарға кәтмәс.
19 И оғлум, сөзүмгә қулақ селип дана бол, Қәлбиңни [Худаниң] йолиға башлиғин.
20 Мәйхорларға арилашма, Нәпси яман гөшхорлар билән барди-кәлди қилма;
21 Чүнки һарақкәш билән нәпси яман ахирида йоқсуллуқта қалар, Ғәпләт уйқисиға патқанларға җәндә кийимни кийгүзәр.
22 Сени тапқан атаңниң сөзини аңла, Анаң қериғанда униңға һөрмәтсизлик қилма.
23 Һәқиқәтни сетивал, Уни һәргиз сетивәтмә. Даналиқ, тәрбийә вә йорутулушниму ал.
24 Һәққаний балиниң атиси чоң хошаллиқ тапар; Дана оғулни тапқан атиси униңдин хурсән болар.
25 Ата-анаңни сөйүндүрүп, Сени туққан анаңни хуш қил.
26 И оғлум, қәлбиңни маңа тапшур; Көзлириңму һаятлиқ йоллиримға тикилсун!
27 Чүнки паһишә аял чоңқур оридур, Бузуқ ят аял тар зиндандур;
28 Улар қарақчидәк мөкүвелип, Инсанийәт арисидики вапасизларни көпәйтәр.
29 Кимдә азап бар? Кимдә дәрд-әләм? Ким җедәл ичидә қалар? Ким налә-пәряд көтирәр? Ким сәвәпсиз ярилинар? Кимниң көзи қизирип кетәр?
30 Дәл шарап үстидә узун олтарған, Әбҗәш шараптин тетишқа алдириған мәйхорлар!
31 Шарапниң әҗайип қизиллиғиға, униң җамдики җулалиғиға, Кишиниң гелидин шундақ силиқ өткәнлигигә мәптун болуп қалма!
32 Ахирида у зәһәрлик иландәк чеқивалиду, Оқ иландәк нәштирини санҗийду.
33 Көз алдиңда ғәлитә мәнзириләр көрүниду, Ағзиңдин қалаймиқан сөзләр чиқиду.
34 Худди деңиз-океанларда ләйләп қалғандәк, Йәлкәнлик кеминиң мома яғичи үстидә ятқандәк болисән.
35 Сән чоқум: — Бириси мени урди, лекин мән яриланмидим! Бириси мени таяқ билән урди, бирақ ағриғини сәзмидим!» — дәйсән. Бирақ сән йәнә: «Һошумға кәлсәмла, мән йәнила шарапни издәймән! — дәйсән.