< Пәнд-несиһәтләр 22 >
1 Яхши нам зор байлиққа егә болуштин әвзәл; Қәдир-қиммәт алтун-күмүчтин үстүндур.
2 Гадай билән бай бир зиминда яшар; Һәр иккисини яратқан Пәрвәрдигардур.
3 Зерәк киши балайиқазани алдин көрүп қачар; Саддилар алдиға берип зиян тартар.
4 Өзини төвән тутуп, Пәрвәрдигардин әйминишниң бәрикити — баяшатлиқ, иззәт-һөрмәт вә һаяттур.
5 Һейлигәрләрниң йолида тикәнләр, қапқанлар ятар; Өз йолиға һези болған киши улардин жирақ болар.
6 Балиға кичигидә мүҗәзигә қарап дурус тәрбийә бәрсәң, Чоң болғанда у шу йолдин чиқмас.
7 Байлар мискинләрни башқурур; Қәриздар қәриз егисиниң қулидур.
8 Наһәқлиқ уруғини чачқанниң алидиған һосули балаю-апәттур; Униң ғәзәп-һәйвиси чүшәр.
9 Сехий адәм бәрикәт тапар; Чүнки у мискинләргә өз ненидин бөлүп бәргүчидур.
10 Һакавурни қоғливәтсәң, җедәл-маҗира бесилар; Келишмәсликләр вә шәрмәндичиликләр түгәр.
11 Пак нийәтни қәдирләйдиған кишиниң сөзлири гөзәлдур; Шуңа падиша униң билән дост болар.
12 Пәрвәрдигарниң көзи илим-һәқиқәтни сақлар; У ипласларниң сөзлирини ечип ташлап бекар қилар.
13 Һорун адәм: «Ташқирида бир шир туриду, Кочиға чиқсам өлтүрүлимән!» — дәйду.
14 Зинахор аялниң ағзи чоңқур бир оридур; Пәрвәрдигар нарази болған киши униңға чүшүп кетәр.
15 Наданлиқ сәбий балиларниң қәлбигә бағлағлиқтур; Бирақ тәрбийә тайиғи буни униңдин жирақ қилар.
16 Мискинләрни езиш билән бай болған, Вә байларға соғат сунидиған киши, Ахири пәқәт йоқсуллуқта қалар.
17 Қулақ сал, саңа ақиланиләрниң сөзлирини үгитәй; Көңүл қоюп билимимни үгәнгин.
18 Уларни қәлбиңдә чиң тутсаң, Улар саңа шерин болар, Ләвлириңдә сәп болуп тәйяр туриду.
19 Чин қәлбиң билән Пәрвәрдигарға тайинишиң үчүн, Бүгүн [бу һекмәтлик сөзләрни] башқа бирисигә әмәс, Бәлки саңа йәткүздум.
20 Униңдин мана оттузни яздим, Буниң ичидә несиһәтләр һәм билим бар.
21 Булар билән һәқиқәтниң сөзлириниң дәрвәқә һәқиқәт екәнлигини биләләйсән, Вә шундақ қилип сени әвәткүчиләргә һәқиқәтниң сөзлири билән җавап қайтуралайсән.
22 Йоқсулдин булап алма, у кәмбәғәл турса, Аҗиз мөминләрни сорақ орнида бозәк қилма.
23 Чүнки Пәрвәрдигар уларниң дәвасини көтирәр, Улардин булап алғанлардин булап алар.
24 Мүҗәзи иштик адәм билән дост болма, Қәһрлик адәм билән арилашма,
25 Болмиса, униң яман йолини үгинип қелип, қилтаққа чүшисән.
26 Башқиларға [кепил болуп] қол бәргүчиләрдин болма, Қәризләрни төләшкә капаләт бәргүчиләрдин болма;
27 Сениң қайтуралиғидәк нәрсәң болған болса, Улар орун-көрпилириңни бекардин-бекар астиңдин елип кәтмигән болатти!
28 Ата-бовилириң пасилни бәлгүләп бәргән кона чегара ташлирини йөткимә.
29 Ишни әстайидил вә чаққан беҗиридиған кишини көргәнмидиң? У пәс адәмләрниң хизмитидә болмас; Падишаһларниң алдида турар.