< Пәнд-несиһәтләр 21 >
1 Падишаһниң көңли ериқлардики судәк Пәрвәрдигарниң қолидидур; [Пәрвәрдигар] қәйәргә тоғрилиса, шу тәрәпкә маңиду.
2 Инсан өзиниң һәммә қилған ишини тоғра дәп биләр; Лекин Пәрвәрдигар қәлбдики нийәтләрни таразиға селип тартип көрәр.
3 Пәрвәрдигарниң нәзиридә, Һәққанийлиқ билән адаләт жүргүзүш қурбанлиқ қилиштин әвзәлдур.
4 Тәкәббур көзләр, мәғрур қәлб, яманларниң чириғи — һәммиси гунадур.
5 Әстайидил кишиләрниң ойлири уларни пәқәт баяшатлиққа йетәкләр; Чечилаңғуларниң ойлири болса, уларни пәқәт йоқсузлуққила йетәкләр.
6 Яғлима тил билән еришкән байлиқлар, Өлүмни издәп жүргәнләр қоғлап жүргән бир түтүнла, халас.
7 Яманларниң залимлиғи өзлирини чирмивалар; Чүнки улар адаләт йолида меңишни рәт қилған.
8 Җинайәткар маңидиған йол наһайити әгирдур; Сап дил адәмниң һәрикити түптүздур.
9 Соқушқақ хотун билән [азадә] өйдә биллә турғандин көрә, Өгүзниң бир булуңида [ялғуз] йетип қопқан яхши.
10 Яман кишиниң көңли яманлиққила һерисмәндур; У йеқиниғиму шапаәт көрсәтмәс.
11 Һакавурниң җазаға тартилиши, билимсизгә ибрәт болар; Дана киши қобул қилған несиһәтләрдин техиму көп билим алар.
12 Һәққаний Болғучи яманниң өйини көзләр; У һаман яманларни яманлиққа қоюп жиқитар.
13 Мискинләрниң налисиға қулиқини йопутуп кари болмиғучи, Ахири өзи пәряд көтирәр, Бирақ һеч ким пәрва қилмас.
14 Йошурун соғат ғәзәпни басар; Йәң ичидә берилгән пара қәһр-ғәзәпни пәсәйтәр.
15 Адаләтни беҗа кәлтүрүш һәққанийларниң хошаллиғидур, Бирақ яманлиқ қилғучиларға вәһимидур.
16 Һекмәт йолидин езип кәткән киши, Әрваһларниң җамаити ичидикиләрдин болуп қалар.
17 Тамашәға берилгән киши намрат қалар; Яғ чайнашқа, шарап ичишкә амрақ бейимас.
18 Яман адәм һәққаний адәм үчүн гөрү пулиниң орнида қалар; [Езилгән] дурусларниң орниға ипласлар қалар.
19 Соқушқақ вә териккәк аял билән ортақ турғандин, Чөл-баяванда ялғуз яшиған яхшидур.
20 Ақиланиниң өйидә байлиқ бар, зәйтун май бар; Бирақ ахмақлар тапқинини уттурлуқ бузуп-чачар.
21 Һәққанийәт, меһриванлиқни издигүчи адәм, Һаят, һәққанийәт вә иззәт-һөрмәткә еришәр.
22 Дана киши күчлүкләр шәһириниң сепилиға ямишар, Уларниң таянчи болған қорғинини ғулитар.
23 Өз тилиға, ағзиға егә болған киши, Җенини аваричиликләрдин сақлап қалар.
24 Чоңчилиқ қилғанлар, «Һакавур», «һали чоң», «мазақчи» атилар.
25 Һорун киши өз нәпсидин һалак болар, Чүнки униң қоли ишқа бармас;
26 Нәпси яман болуп у күн бойи тама қилип жүрәр; Бирақ һәққаний адәм һеч немини айимай сәдиқә қилар.
27 Яман адәмниң қурбанлиғи Пәрвәрдигарға жиркиничликтур; Рәзил ғәрәздә әпкелингән болса техиму шундақтур!
28 Ялған гувалиқ қилғучи һалак болар; Әйни әһвални аңлап сөзлигән кишиниң сөзи әбәткичә ақар.
29 Яман адәм йүзини қелин қилар; Дурус киши йолини ойлап пухта басар.
30 Пәрвәрдигарға қарши туралайдиған һеч қандақ даналиқ, әқил-парасәт яки тәдбир йоқтур.
31 Атлар җәң күни үчүн тәйяр қилинған болсиму, Бирақ ғәлибә-ниҗат пәқәт Пәрвәрдигардиндур.