< Пәнд-несиһәтләр 20 >
1 Шарап кишини рәсва қилар, Һарақ кишини ғалҗирлаштурар; Кимки униңға берилип езип кәтсә, әқилсиздур.
2 Падишаһниң ғәзиви ширниң һөкиришигә охшаш қорқунучлуқтур; Униң аччиғини кәлтүргән, өз җениға җаза чүшүрәр.
3 Өзини маҗирадин нери қилиш кишиниң иззитидур; Бирақ һәр бир ахмақ өзини басалмас.
4 Һорун адәм қишта йәр һайдимәс; Жиғим вақтида йоқлуқта қелип ашлиқ тиләр.
5 Кишиниң көңлидики ой-нийәтлири чоңқур суға охшаштур; Йорутулған адәм уларни тартип алалайду.
6 Өзини садиқ дәйдиғанлар көптур; Бирақ ишәшлик бир адәмни ким тапалисун?
7 Һәққаний адәм диянәтлик йолда маңар; Униң пәрзәнтлиригә бәхит-бәрикәт қалдурулар!
8 Падиша адаләт тәхтидә олтарғанда, Һәммә яманлиқни көзи билән қоғлайду.
9 Ким өзини гунадин тазиландим, Виҗданим пакланди, дейәләйду?
10 Икки хил тараза теши, Икки хил күрә ишлитиш, Охшашла Пәрвәрдигарға жиркиничликтур.
11 Һәтта бала өз хислити билән билинәр; Униң қилғанлириниң пак, дурус яки әмәслиги һәрикәтлиридин көрүнүп турар.
12 Көридиған көзни, аңлайдиған қулақни, Һәр иккисини Пәрвәрдигар яратти.
13 Уйқиға амрақ болма, намратлиққа учрайсән; Көзүңни ечип ойғақ бол, нениң мол болар.
14 Херидар мал алғанда: «Начар екән, начар екән!» дәп қақшайду; Елип кәткәндин кейин [«Есил нәрсә, әрзан алдим» дәп] махтиниду.
15 Алтун бар, ләәл-яқутларму көптур; Бирақ билимни беғишлиған ләвләр немидегән қиммәтлик гөһәрдур!
16 Ятқа кепил болған кишидин қәризгә тонини тутуп алғин; Ят хотунға капаләт бәргән кишидин капаләт пули ал.
17 Алдап еришкән тамақ татлиқтур; Кейин, униң йегини шеғил болар.
18 Планлар мәслиһәт билән бекитиләр; Пишқан көрсәтмә билән җәң қилғин.
19 Гәп тошуғучи сирларни ашкарилар; Шуңа валақтәккүр билән арилашма.
20 Кимки ата-анисини һақарәт қилса, Униң чириғи зулмәт қараңғусида өчәр!
21 Тез еришкән мирас һаман бәрикәтлик болмас.
22 Яманлиққа яманлиқ қайтурай демә; Пәрвәрдигарға тайинип күт, У дәрдиңгә йетәр.
23 Икки хил тараза теши Пәрвәрдигарға жиркиничликтур; Сахта өлчәм қәтъий яримас.
24 Инсанниң һаятлиқ қәдәмлирини Пәрвәрдигар бәлгүләйду; Ундақта инсан өз мусаписини нәдин билсун?
25 Бир нәрсисини йениклик билән «[Худаға] аталған!» дәп вәдә бериш, Қәсәмләрдин кейин иккилинип қайта ойлиниш, Өз җенини қилтаққа чүшүргәнгә баравәр.
26 Дана падиша яманларни топанни соруғандәк соруветиду, Хаман тәпкәндәк тулуқ билән янҗиветәр.
27 Адәмниң роһ-виҗдани — Пәрвәрдигарниң чириғидур, У қәлбниң һәр бир тәглирини тәкшүрүп пәриқ етәр.
28 Меһри-шәпқәт вә һәқиқәт падишани сақлайду; У меһри-шәпқәт биләнла өз тәхтини мустәһкәмләйду.
29 Яш жигитләрниң қавуллуғи уларниң пәхридур; Қериларниң иззити ақ чачлиридур.
30 Тәрбийә ярилири яманлиқни тазилап чиқирар, Таяқ излири ич-бағирни таза қилар.