< Пәнд-несиһәтләр 2 >

1 И оғлум, әгәр сөзлиримни қобул қилсаң, Несиһәтлиримни қәлбиңгә пүксәң,
I oƣlum, ǝgǝr sɵzlirimni ⱪobul ⱪilsang, Nǝsiⱨǝtlirimni ⱪǝlbinggǝ püksǝng,
2 Әгәрдә даналиққа қулақ салсаң, Йоруқлуққа еришишкә көңүл бәрсәң,
Əgǝrdǝ danaliⱪⱪa ⱪulaⱪ salsang, Yoruⱪluⱪⱪa erixixkǝ kɵngül bǝrsǝng,
3 Әгәр әқил-парасәткә тәшна болуп илтиҗа қилсаң, Йоруқлуққа еришиш үчүн жуқури авазда йелинсаң,
Əgǝr ǝⱪil-parasǝtkǝ tǝxna bolup iltija ⱪilsang, Yoruⱪluⱪⱪa erixix üqün yuⱪiri awazda yelinsang,
4 Әгәр күмүчкә интилгәндәк интилсәң, Йошурун гөһәрни издигәндәк издисәң,
Əgǝr kümüxkǝ intilgǝndǝk intilsǝng, Yoxurun gɵⱨǝrni izdigǝndǝk izdisǝng,
5 Ундақта Пәрвәрдигардин [һәқиқий] қорқушни билидиған болисән, Вә саңа Худани тонуш несип болиду.
Undaⱪta Pǝrwǝrdigardin [ⱨǝⱪiⱪiy] ⱪorⱪuxni bilidiƣan bolisǝn, Wǝ sanga Hudani tonux nesip bolidu.
6 Чүнки Пәрвәрдигар даналиқ бәргүчидур; Униң ағзидин билим билән йоруқлуқ чиқиду.
Qünki Pǝrwǝrdigar danaliⱪ bǝrgüqidur; Uning aƣzidin bilim bilǝn yoruⱪluⱪ qiⱪidu.
7 У дурус яшаватқанлар үчүн мол һекмәт тәйярлап қойғандур, У виҗданлиқ адәмләр үчүн қалқандур.
U durus yaxawatⱪanlar üqün mol ⱨekmǝt tǝyyarlap ⱪoyƣandur, U wijdanliⱪ adǝmlǝr üqün ⱪalⱪandur.
8 У адиллиқ қилғучиларниң йоллирини асрайду, Ихласмән бәндилириниң йолини қоғдайду.
U adilliⱪ ⱪilƣuqilarning yollirini asraydu, Ihlasmǝn bǝndilirining yolini ⱪoƣdaydu.
9 У чағда һәққанийлиқ, адиллиқ вә дуруслуқни, Шундақла һәр қандақ гөзәл йолни чүшинидиған болисән.
U qaƣda ⱨǝⱪⱪaniyliⱪ, adilliⱪ wǝ durusluⱪni, Xundaⱪla ⱨǝrⱪandaⱪ güzǝl yolni qüxinidiƣan bolisǝn.
10 Даналиқ қәлбиңгә кириши биләнла, Билим көңлүңгә йеқиши биләнла,
Danaliⱪ ⱪǝlbinggǝ kirixi bilǝnla, Bilim kɵnglünggǝ yeⱪixi bilǝnla,
11 Пәм-парасәт сени қоғдайду, Йоруқлуқ сени сақлайду.
Pǝm-parasǝt seni ⱪoƣdaydu, Yoruⱪluⱪ seni saⱪlaydu.
12 Улар сени яман йолдин, Тили зәһәр адәмләрдин қутқузиду;
Ular seni yaman yoldin, Tili zǝⱨǝr adǝmlǝrdin ⱪutⱪuzidu;
13 Йәни тоғра йолдин чәтнигәнләрдин, Қараңғу йолларда маңидиғанлардин,
Yǝni toƣra yoldin qǝtnigǝnlǝrdin, Ⱪarangƣu yollarda mangidiƣanlardin,
14 Рәзиллик қилишни һозур көридиғанлардин, Яманлиқниң зиянлирини хошаллиқ дәп билидиғанлардин,
Rǝzillik ⱪilixni ⱨuzur kɵridiƣanlardin, Yamanliⱪning ziyanlirini huxalliⱪ dǝp bilidiƣanlardin,
15 Йәни әгир йолларда маңидиғанлардин, Қиңғир йолда маңидиғанлардин қутқузиду.
Yǝni ǝgri yollarda mangidiƣanlardin, Ⱪingƣir yolda mangidiƣanlardin ⱪutⱪuzidu.
16 [Даналиқ] сени бузуқ аялдин, Йәни ширин сөзләр билән аздурмақчи болған намәһрәм аяллардин қутқузиду.
[Danaliⱪ] seni buzuⱪ ayaldin, Yǝni xirin sɵzlǝr bilǝn azdurmaⱪqi bolƣan namǝⱨrǝm ayallardin ⱪutⱪuzidu.
17 [Бундақ аяллар] яш вақтида тәккән җорисини ташлап, Худа алдидики никаһ қәсимини унтуған вапасизлардиндур.
[Bundaⱪ ayallar] yax waⱪtida tǝgkǝn jorisini taxlap, Huda aldidiki nikaⱨ ⱪǝsimini untuƣan wapasizlardindur.
18 Униң өйигә баридиған йол өлүмгә апиридиған йолдур, Униң маңидиған йоллири адәмни әрваһлар маканиға башлайду.
Uning ɵyigǝ baridiƣan yol ɵlümgǝ apiridiƣan yoldur, Uning mangidiƣan yolliri adǝmni ǝrwaⱨlar makaniƣa baxlaydu.
19 Униң қешиға барғанларниң бириму қайтип кәлгини йоқ, Улардин бириму һаятлиқ йоллириға еришкини йоқ.
Uning ⱪexiƣa barƣanlarning birimu ⱪaytip kǝlgini yoⱪ, Ulardin birimu ⱨayatliⱪ yolliriƣa erixkini yoⱪ.
20 [Шуларни чүшәнсәң] яхшиларниң йолида маңисән, Һәққанийларниң йоллирини тутисән.
[Xularni qüxǝnsǝng] yahxilarning yolida mangisǝn, Ⱨǝⱪⱪaniylarning yollirini tutisǝn.
21 Чүнки дурус адәм зиминда яшап қалалайду, Мукәммәл киши бу йәрдә маканлишалайду.
Qünki durus adǝm zeminda yaxap ⱪalalaydu, Mukǝmmǝl kixi bu yǝrdǝ makanlixalaydu.
22 Лекин рәзилләр зиминдин үзүп ташлиниду, Вапасизлар униңдин жулуветилиду.
Lekin rǝzillǝr zemindin üzüp taxlinidu, Wapasizlar uningdin yuluwetilidu.

< Пәнд-несиһәтләр 2 >