< Пәнд-несиһәтләр 18 >
1 Көпчиликтин айрилип ялғуз жүргән киши һаман өз нәпсигә чоғ тартар; Һәр қандақ чин һекмәткә һаман җан-җәһли билән қарши чиқар.
2 Ахмақ йорутулушқа қизиқмас; Қизиқидиғини пәқәт өз ойлиғанлирини көрситишла, халас.
3 Яман киши кәлсә, нәпрәтму пәйда болар; Номуссиз иш иза-аһанәттин айрилмас.
4 Адәмниң сөзлири чоңқур суларға охшар; Даналиқ булиқи ериқ сүйидәк өркәшләп ақар.
5 Яманға ян бесишқа, Сорақта һәққанийға увал қилишқа қәтъий болмас.
6 Ахмақниң ләвлири уни җедәлгә башлар; Униң ағзи «Мени думбала» дәп тәклип қилар.
7 Ахмақниң ағзи өз бешиға һалакәттур; Униң ләвлири өз җениға қапқандур.
8 Ғәйвәтхорниң сөзлири һәр хил назу-немәтләрдәк, Кишиниң қәлбигә чоңқур сиңдүрүләр.
9 Ишида һорун болған кишиму, Бузғунчи билән үлпәтдаш болиду.
10 Пәрвәрдигарниң нами мәзмут мунардур; Һәққанийлар униң ичигә жүгүрүп кирип жуқурида аман болар.
11 Бай адәм мал-дуниясини «мустәһкәм шәһирим» дәп биләр; Нәзиридә өзини сақлайдиған егиз сепилдәк турар.
12 Битчит болуштин авал, көңүлгә тәкәббурлуқ келәр; Авал кәмтәрлик болса, андин шөһрәт келәр.
13 Сөзни аңлимай туруп, алдирап җавап бәргән, Ахмақлиғини көрситип өзини хиҗаләттә қалдурур.
14 Тәндики ағриқ азавиға адәмниң өз роһи бәрдашлиқ бәргүзәр; Бирақ роһи сунған болса уни ким көтирәр?
15 Йорутулғанниң қәлби билимгә еришмәктә, Ақиланиниң қулақлири билимни издимәктә.
16 Соғат өз егисигә ишикни дағдам ечип берәр; Уни чоң әрбаблар алдиға йәткүзәр.
17 Дәва қилғанда, авал сөзлигүчиниң сөзлири орунлуқ көрүнәр; Лекин қарши тәрәп соал қоюп ишни сүрүштүрәр.
18 Чәк ташлаш җедәлләрни түгитәр; Ғоҗиларниң арисидики ишниму һәл қилар.
19 Рәнҗигән қериндашниң көңлини елиш мустәһкәм шәһәрни елиштинму тәс; Җедәл-маҗира қорғанниң тақақ-балдақлириға охшаштур.
20 Адәм [дурус] сөзлигәнлигидин қосиғи тоқ болар; Өз көңлидин чиққан сөзлиридин мол һосул алар.
21 Һаят-мамат тилниң илкидидур; Кимки униң тәсирини әтиварлиса униң мевисидин йәр.
22 Хотунни таллап алған киши яхшилиқ тапиду, У Пәрвәрдигарниң мәрһимитигә еришкән болиду.
23 Мискинләр пәс авазда йелинип сөзләр; Бай болса қопаллиқ билән җавап берәр.
24 Достни көп тутқан киши харап болар; Лекин қериндаштинму йеқин бағланған бир дост бардур.