< Пәнд-несиһәтләр 17 >
1 Қурбанлиқ гөшлиригә толған җедәллик өйдин, Бир чишләм қуруқ нан йәп, көңүл течлиқта болған әвзәл.
2 Хизмәткар чевәр болса, ғоҗисиниң номуста қойғучи оғлини башқурар; Кәлгүсидә у ғоҗиниң оғли қатарида туруп униң мирасни тәқсим қилар.
3 Сапал қазан күмүчни тавлар, чанақ алтунни тавлар, Бирақ адәмниң қәлбини Пәрвәрдигар синар.
4 Қәбиһ киши яман сөзләргә ишинәр; Ялғанчи питничиләрниң сөзигә қулақ салар.
5 Мискинләрни мәсқирә қилғучи, өзини Яратқучини һақарәтлигүчидур; Башқиларниң бәхитсизлигидин хошал болған киши җазасиз қалмас.
6 Қериларниң нәврилири уларниң таҗидур; Пәрзәнтләрниң пәхри уларниң атилиридур.
7 Ахмақ яришиқ гәп қилса униңға ярашмас; Мөтивәр ялған сөзлисә униңға техиму ярашмас.
8 Пара — уни бәргүчиниң нәзиридә есил бир гөһәрдур; Гоя уни нәгила ишләтсә мувәппәқийәткә еришидиғандәк.
9 Башқиларниң хаталиқини йопутуп кәчүргән киши меһир-муһәббәтни көзләр; Кона хаманни сориған киши йеқин достларни дүшмән қилар.
10 Ақиланигә сиңгән бир еғиз тәнбиһ, Ахмаққа урулған йүз дәрридин үнүмлүктур.
11 Яманлар пәқәт асийлиқни көзләр; Уни җазалашқа рәһимсиз бир әлчи әвәтиләр.
12 Әхмиқанә иш қиливатқан надан кишигә учрап қалғандин көрә, Балилиридин айрилған ейиққа йолуғуп қалған яхши.
13 Кимки яхшилиққа яманлиқ қилса, Ишигидин балайиқаза нери кәтмәс.
14 Җедәлниң башлиниши тосмини су елип кәткәнгә охшайду; Шуңа җедәл партлаштин авал талаш-тартиштин қол үзгин.
15 Яманни ақлиған, Һәққанийға қара чаплиған, Охшашла Пәрвәрдигарға жиркиничликтур.
16 Ахмақниң көңли даналиқни әтиварлимиса, Қандақму униң қолида даналиқни сетивалғидәк пули болсун?
17 [Һәқиқий] дост һәрдайим саңа муһәббәт көрситәр, [Һәқиқий] қериндаш яман күнүң үчүн ярдәмгә дунияға кәлгәндур.
18 Әқилсиз киши қол берип, Йеқини үчүн кепил болиду.
19 Җедәлгә амрақ гунаға амрақтур; Босуғини егиз қилған һалакәтни издәр.
20 Нийити бузулған яхшилиқ көрмәс; Тилида һәқ-наһәқни астин-үстүн қилғучи балаға йолуқар.
21 Бала ахмақ болса, ата ғәм-қайғуға патар; Һамақәтниң атиси хушаллиқ көрмәс.
22 Шат көңүл шипалиқ доридәк тәнгә давадур; Сунуқ роһ-дил адәмниң илигини қурутар.
23 Чирик адәм йәң ичидә парини қобул қилар; У адаләтниң йолини бурмилар.
24 Даналиқ йорутулған кишиниң көз алдида турар; Бирақ әқилсизниң көзи хиялкәшлик қилип қутупта жүрәр.
25 Галваң бала атини азапға салар; Уни туққучиниңму дәрди болар.
26 Һәққанийларға җәриманә қоюшқа қәтъий болмас; Әмирләрни адаләтни қоллиғини үчүн думбалашқа болмас.
27 Билими бар киши кам сөзлүк болар; Йорутулған адәм қалтис еғир-бесиқ болар.
28 Һәтта ахмақму аз сөзлисә дана һесаплинар; Тилини тизгинлигән киши данишмән санилар.