< Пәнд-несиһәтләр 16 >
1 Көңүлдики нийәтләр инсанға тәвәдур; Бирақ тилниң җавави Пәрвәрдигарниң илкидидур.
2 Инсан өзиниң һәммә қилған ишини пак дәп биләр; Лекин қәлбдики нийәтләрни Пәрвәрдигар таразиға селип тартип көрәр.
3 Нийәт қилған ишлириңни Пәрвәрдигарға тапшурғин, Шундақ қилғанда планлириң пишип чиқар.
4 Пәрвәрдигар барлиқ мәвҗудийәтниң һәр бирини мәлум мәхсәт билән апиридә қилған; Һәтта яманларниму балаю-апәт күни үчүн яратқандур.
5 Тәкәббурлуққа толған көңүлләрниң һәр бири Пәрвәрдигарға жиркиничликтур; Қол тутушуп бирләшсиму, җазасиз қалмас.
6 Муһәббәт-шәпқәт вә һәқиқәт билән гуналар кафарәт қилинип йепилар; Пәрвәрдигардин әйминиш адәмләрни яманлиқтин халий қилар.
7 Адәмниң ишлири Пәрвәрдигарни хурсән қилса, У һәтта дүшмәнлириниму униң билән енақлаштурар.
8 Һалал алған аз, Һарам алған көптин әвзәлдур.
9 Инсан көңлидә өз йолини тохтитар; Амма қәдәмлирини тоғрилайдиған Пәрвәрдигардур.
10 Һәтта падишаниң ләвлиригә қаритип әпсун оқулсиму, Униң ағзи тоғра һөкүмдин чәтнимәс.
11 Адил тараза-мизанлар Пәрвәрдигарға хастур; Тараза ташлириниң һәммисини У ясиғандур.
12 Падиша рәзиллик қилса жиркиничликтур, Чүнки тәхт һәққанийәт биләнла мәһкәм турар.
13 Һәққаний сөзлигән ләвләр падишаларниң хурсәнлигидур; Улар дурус сөзлигүчиләрни яхши көрәр.
14 Падишаһниң қәһри гоя өлүмниң әлчисидур; Бирақ дана киши [униң ғәзивини] тиничландурар.
15 Падишаһниң чирайиниң нури кишигә җан киргүзәр; Униң шәпқити вақтида яққан «кейинки ямғур»дур.
16 Даналиқ елиш алтун елиштин нәқәдәр әвзәлдур; Йорутулушни таллаш күмүчни таллаштин шунчә үстүндур!
17 Дурус адәмниң егиз көтирилгән йоли яманлиқтин айрилиштур; Өз йолиға еһтият қилған киши җенини сақлап қалар.
18 Мәғрурлуқ һалак болуштин авал келәр, Тәкәббурлуқ жиқилиштин авал келәр.
19 Кәмтәр болуп мискинләр билән барди-кәлдидә болуш, Тәкәббурлар билән һарам мал бөлүшкәндин әвзәлдур.
20 Кимки ишни пәм-парасәт билән қилса пайда тапар; Пәрвәрдигарға таянған болса, бәхит-саадәт көрәр.
21 Көңли дана киши сәгәк атилар; Йеқимлиқ сөзләр адәмләрниң билимини ашурар.
22 Пәм-парасәт өзигә егә болғанларға һаятлиқниң булиқидур; Әқилсизләргә тәлим бәрмәкниң өзи әқилсизликтур.
23 Ақиланә кишиниң қәлби ағзидин әқил чиқирар; Униң ләвзигә билимни зиядә қилар.
24 Йеқимлиқ сөзләр гоя һәсәлдур; Көңүлләрни хуш қилип тәнгә давадур.
25 Адәм балисиға тоғридәк көрүнидиған бир йол бар, Лекин ақивити һалакәткә баридиған йоллардур.
26 Ишлигүчиниң иштийи уни ишқа салар; Униң қарни униңға һайдакчилик қилар.
27 Муттәһәм киши яман гәпни колап жүрәр; Униң ләвлири лавулдап турған отқа охшар.
28 Әгир адәм җедәл-маҗира туғдурғучидур; Ғәйвәтчи йеқин достларни айриветәр.
29 Зораван киши йеқин адимини аздурар; Уни яман йолға башлап кирәр.
30 Көзини жумувалған киши яман нийәтни ойлар; Левини чишлигән киши яманлиққа тәйярдур.
31 Һәққанийәт йолида ақарған чач, Адәмниң шөһрәт таҗидур.
32 Асан аччиқлимайдиған киши палвандин әвзәлдур; Өзини тутувалған шәһәр алғандинму үстүндур.
33 Чәк етәккә ташланғини билән, Лекин нәтиҗиси пүтүнләй Пәрвәрдигардиндур.