< Пәнд-несиһәтләр 15 >
1 Мулайим җавап ғәзәпни басар; Қопал сөз аччиқни қозғар.
2 Ақиланиләрниң тили билимни җари қилар; Ахмақниң ағзи қуруқ гәп төкәр.
3 Пәрвәрдигарниң көзи һәр йәрдә жүрәр; Яхши-яманларни көрүп турар.
4 Шипа йәткүзгүчи тил худди бир «һаятлиқ дәриғи»дур; Тили әгирлик кишиниң роһини сундурар.
5 Ахмақ атисиниң тәрбийисигә писәнт қилмас; Лекин атисиниң тәнбиһигә қулақ салған зерәк болар.
6 Һәққанийниң өйидә гөһәрләр көптур; Бирақ яманниң тапавити өзигә аваричилик тапар.
7 Дананиң ләвлири билим тарқитар; Ахмақниң көңлидин һеч билим чиқмас.
8 Яманларниң қурбанлиғи Пәрвәрдигарға жиркиничликтур; Дурусларниң дуаси Униң хурсәнлигидур.
9 Яманларниң йоли Пәрвәрдигарға жиркиничликтур; Лекин һәққанийәтни интилип издигүчини У яхши көрәр.
10 Тоғра йолдин чиққанлар азаплиқ тәрбийини көрәр; Тәнбиһгә өч болғучи өләр.
11 Тәһтисара вә һалакәт Пәрвәрдигарниң көз алдида очуқ турған йәрдә, Инсан көңлидики ой-пикирни қандақму Униңдин йошуралисун?! (Sheol )
12 Һакавур тәнбиһ бәргүчини яқтурмас; У ақиланиләрдин несиһәт елишқа бармас.
13 Көңүл шат болса, хуш чирай болар; Дәрд-әләм тартса, роһи сунар.
14 Йорутулған көңүл билимни издәр; Әқилсизниң ағзи наданлиқни озуқ қилар.
15 Езилгәнләрниң һәммә күнлири тәстә өтәр; Бирақ шат көңүл һәр күнини һейттәк өткүзәр.
16 Зор байлиқ билән беарамлиқ тапқандин, Азға шүкүр қилип, Пәрвәрдигардин әймәнгән әвзәл.
17 Нәпрәт ичидә йегән бордақ гөштә қилинған катта зияпәттин, Меһир-муһәббәт ичидә йегән көктат әвзәл.
18 Териккәк киши җедәл чиқирар; Еғир-бесиқ талаш-тартишларни тиничландурар.
19 Һорунниң йоли тикәнлик қашадур, Дурус адәмниң йоли көтирилгән йолдәк дағдамдур.
20 Дана оғул атисини шат қилар; Әқилсиз адәм анисини кәмситәр.
21 Әқли йоқ киши ахмақлиғи билән хуштур; Йорутулған киши йолини тоғрилап маңар.
22 Мәслиһәтсиз иш қилғанда нишанлар әмәлгә ашмас; Мәслиһәтчи көп болғанда муддиалар әмәлгә ашурулар.
23 Кишигә җайида бәргән җававидин хуш болар, Дәл вақтида қилған сөз нәқәдәр яхшидур!
24 Һаятлиқ йоли әқиллиқ кишини жуқуриға башлайдуки, Уни чоңқур тәһтисарадин қутқузар. (Sheol )
25 Пәрвәрдигар тәкәббурниң өйини жулуветәр; Бирақ У тул хотунларға пасилларни турғузар.
26 Яманларниң ой-пикри Пәрвәрдигарға жиркиничликтур; Бирақ сап дилниң сөзлири сөйүмлүктур.
27 Ач көз киши өз аилисигә аваричилик кәлтүрәр; Пара елишқа нәпрәтләнгән киши күн көрәр.
28 Һәққаний адәм қандақ җавап бериштә қайта-қайта ойлинар; Яман адәмниң ағзидин шумлуқ төкүләр.
29 Пәрвәрдигар яман адәмдин жирақтур; Бирақ У һәққанийниң дуасини аңлар.
30 Хуш көзләр көңүлни шатландурар; Хуш хәвәр устиханларға гөш-май қондурар.
31 Һаятлиққа елип баридиған тәнбиһкә қулақ салған киши даналарниң қатаридин орун алар.
32 Тәрбийәни рәт қилған өз җенини хар қилар; Тәнбиһгә қулақ салған йорутулар.
33 Пәрвәрдигардин қорқуш адәмгә даналиқ үгитәр; Авал кәмтәрлик болса, андин шөһрәт келәр.