< Пәнд-несиһәтләр 14 >
1 Һәр бир дана аял өз аилисини ават қилар; Ахмақ аял аилисини өз қоли билән вәйран қилар.
2 Дуруслуқ йолида маңидиған киши Пәрвәрдигардин қорқар; Қиңғир йолда маңған киши [Худани] көзгә илмас.
3 Ахмақниң тәкәббур ағзи өзигә таяқ болар; Ақиланиниң ләвлири өзини қоғдар.
4 Улақ болмиса, еғил пак-пакиз турар; Бирақ өкүзниң күчи болғандила [саңға] ашлиқ толар.
5 Ишәшлик гувачи ялған ейтмас; Сахта гувачи ялған гәпни нәпәстәк тинар.
6 Һакавурлар даналиқ издәп тапалмас; Бирақ йорутулған адәмгә билим елиш асанға чүшәр.
7 Бирәвниң ағзида билим йоқлуғини билип йәткәндә, Униңдин өзүңни нери тарт.
8 Әқил-парасәтлик кишиниң даналиғи өз йолини ойлиништидур; Ахмақларниң әқилсизлиги болса өзлириниң алдинишидур.
9 Ахмақлар болса «итаәтсизлик қурбанлиғи»ни көзгә илмайду, Һәққанийлар арисида болса илтипат тепилар.
10 Көңүлдики дәрдни пәқәт өзила көтирәләр; Көңүлдики хушлуққиму башқилар шерик болалмас.
11 Яманниң өйи өрүлүп чүшәр; Һәққаний адәмниң чедири гүллинип кетәр.
12 Адәм балисиға тоғридәк көрүнидиған бир йол бар, Лекин ақивити һалакәткә баридиған йоллардур.
13 Оюн-күлкә болса қәлбтики ғәм-қайғуни япар, Хошаллиқ өтүп кәткәндә, ғәм-қайғу йәнила қалар.
14 Тоғра йолдин бурулуп янған адәм һаман өз йолидин тояр; Яхши адәм өз ишидин қанаәтлинәр.
15 Саддилар һәммә гәпкә ишинип кетәр; Лекин пәм-парасәтлик киши һәр бир қәдәмни авайлап басар.
16 Дана адәм еһтиятчан болуп аваричиликтин нери кетәр; Ахмақ һакавурлуқ қилип, өзигә ишинип алдиға маңар.
17 Териккәк ахмақлиқ қилар; Нәйрәңваз адәм нәпрәткә учрар.
18 Саддилар ахмақлиққа варислиқ қилар; Пәм-парасәтликләр билимни өз таҗи қилар.
19 Яманлар яхшиларниң алдида егиләр; Қәбиһләр һәққанийниң дәрвазилири алдида [баш урар].
20 Намрат киши һәтта өз йеқиниғиму яман көрүнәр. Байниң дости болса көптур.
21 Йеқинини пәс көргән гунакардур; Лекин мискинләргә рәһим қилған бәрикәт тапар.
22 Яманлиқ ойлиғанлар йолдин адашқанлардин әмәсму? Бирақ яхшилиқ ойлиғанлар рәһим-шәпқәт, һәқиқәт-садиқлиққа муйәссәр болар.
23 Һәммә меһнәттин пайда чиқар; Бирақ қуруқ параңлар адәмни муһтаҗлиқта қалдурар.
24 Ақиланиләр үчүн байлиқлар бир таҗдур; Ахмақларниң наданлиғидин пәқәт йәнә шу наданлиқла чиқар.
25 Һәққаний гувалиқ бәргүчи кишиләрниң һаятини қутқузар; Ялған-явидақ сөзләйдиған [гувачи] ялған гәпни нәпәстәк тинар.
26 Пәрвәрдигардин қорқидиғанниң күчлүк йөләнчүки бар, Униң балилириму һимайигә егә болар.
27 Пәрвәрдигардин қорқуш һаятниң булиқидур; У кишини әҗәллик қапқанлардин қутқузар.
28 Падишаһниң шан-шәриви пухрасиниң көплигидиндур; Пухрасиниң кәмлиги әмирниң һалакитидур.
29 Еғир-бесиқ киши интайин ақил кишидур; Чечилғақ ахмақлиқни улуқлар.
30 Хатирҗәм көңүл тәнниң сақлиғидур; Һәсрәт чекиш болса сүйәкләрни чиритар.
31 Мискинни бозәк қилғучи — Пәрвәрдигарға һақарәт қилғучидур; Һаҗәтмәнләргә шапаәт қилиш Уни һөрмәтлигәнликтур.
32 Яман өз яманлиғи ичидә жиқитилар; Һәққаний адәм һәтта сәкратта ятқандиму хатирҗәм болар.
33 Йорутулған кишиниң көңлидә даналиқ ятар; Бирақ ахмақниң көңлидикиси ашкарә болмай қалмас.
34 Һәққанийәт һәр қайси әлни жуқури көтирәр; Гуна һәр қандақ милләтни номусқа қалдурар.
35 Падишаһниң илтипати әқиллиқ хизмәткарниң бешиға чүшәр; Бирақ униң ғәзиви номуста қалдурғучи уятсиз хизмәткариниң бешиға чүшәр.