< Пәнд-несиһәтләр 13 >
1 Дана оғул атисиниң тәрбийисигә көңүл қояр; Мәсқирә қилғучи тәнбиһкә қулақ салмас.
2 Адәм дурус еғизиниң мевисидин һозурлинар; Тузкорлар зораванлиққа һәвәс қилип зораванлиққа учрар.
3 Сөздә еһтиятчан киши җенини сақлап қалар; Ағзи иштик һалакәткә учрар.
4 Һорунниң арзу-тилиги бар, лекин еришәлмәс; Лекин тиришчан әтлинәр.
5 Һәққаний адәм ялғанчилиқтин жиркинәр; Қәбиһ болса сесип, шәрмәндә болар.
6 Йоли дурусни һәққанийәт қоғдар; Лекин гунакарни рәзиллик жиқитар.
7 Бәзиләр өзини бай көрсәткини билән әмәлийәттә қуруқ сөләттур; Бәзиләр өзини йоқсул көрсәткини билән зор байлиқлири бардур.
8 Өз байлиғи гөрүгә тутулған байниң җениға ара турар; Бирақ йоқсуллар һеч вәһимини аңлимас.
9 Һәққаний адәмниң нури шатлинип парлар; Бирақ яман адәмниң чириғи өчүрүләр.
10 Кибирликтин пәқәт җедәл-маҗирала чиқар; Даналиқ болса несиһәтни аңлиғанлар билән биллидур.
11 Ишлимәй тапқан һарам байлиқ бәрикәтсиздур; Тәр төкүп һалал тапқан гүллинәр.
12 Тәлмүргинигә күтүп еришәлмәслик көңүлни сунуқ қилар, Лекин тәшналиқта еришкини «һаятлиқ дәриғи»дур.
13 [Худаниң] калам-сөзигә писәнт қилмиған адәм гунаниң төлимигә қәриздар болар; Лекин пәрманни қәдирлигән адәм яхшилиқ көрәр.
14 Ақиланиниң тәлими һаятлиқ бәргүчи булақтур, У сени өлүм қапқанлиридин қутулдурар.
15 Ақиланилик адәмни илтипатқа ериштүрәр; Бирақ тузкорларниң йоли әгир-бүгри, җапалиқ болар.
16 Пәм-парасәтлик адәм билими билән иш көрәр; Һамақәт өз наданлиғини ашкарилар.
17 Рәзил алақичи бала-қазаға учрар; Садиқ әлчи болса дәрдкә дәрмандур.
18 Тәрбийәни рәт қилған адәм намратлишип уятқа қалар; Амма тәнбиһни қобул қилған һөрмәткә еришәр.
19 Әмәлгә ашқан арзу кишигә шерин туюлар; Лекин ахмақлар яманлиқни ташлашни яман көрәр.
20 Ақиланиләр билән биллә жүргән Дан. болар; Бирақ ахмақларға һәмраһ болған налә-пәрядта қалар.
21 Балайиқаза гунакарларниң кәйнидин бесип маңар; Лекин һәққанийлар яхшилиқниң әҗрини тапар.
22 Яхши адәм пәрзәнтлириниң пәрзәнтлиригә мирас қалдурар; Гунакарларниң жиққан мал-дуниялири һәққанийлар үчүн топлинар.
23 Йоқсулниң ташландуқ йери мол һосул берәр, Лекин адаләтсизликтин у вәйран болар.
24 Таяқни айиған киши оғлини яхши көрмәс; Балини сөйгән киши уни әстайидил тәрбийиләп җазалар.
25 Һәққаний адәм көңли қанаәт тапқичә озуқ йәр; Яманниң қосиғи ач қалар.