< Пәнд-несиһәтләр 11 >
1 Ялған тараза Пәрвәрдигарға жиркиничликтур; Адил җиң теши Уни хурсән қилар.
2 Тәкәббурлуқ билән биргә шәрмәндичилик әгишип келәр; Лекин даналиқ кичик пеилларға һәмраһ болар.
3 Тоғриларниң сәмимийлиги өзини йетәкләр; Лекин каззапларниң әгирлиги өзини вәйран қилар.
4 Худаниң ғәзәп күнидә мал-дунияниң пайдиси болмас; Лекин һәққанийәт адәмни өлүмдин қутқузар.
5 Камил адәмниң һәққанийлиғи өзини түз йолға башлар; Яман адәм өз яманлиғидин жиқилар.
6 Дурус адәмләрниң һәққанийлиғи өзлирини қутқузар; Лекин каззаплар өз һейлә-нәйриңидин тутулар.
7 Рәзил адәм өлсә, униң үмүти йоққа чиқар; Гунакарниң үмүти ахири қуруқ қалар.
8 Һәққаний адәм қийинчилиқтин халий қилинар; Рәзил адәм униң орниға тутулар.
9 Мунапиқлар өз ағзи билән йеқинини бузар; Лекин һәққанийлар билими билән қутқузулар.
10 Һәққаний адәм ронақ тапса, шәһәр хуш болар; Рәзил адәм һалак болса, хәлиқ тәнтәнә қилар.
11 Тоғриларниң бәрикәт тиләшлири билән шәһәр гүллинәр; Лекин рәзилләрниң тили билән вәйран болар.
12 Өз йеқинини сөкидиған киши — әқилсиздур; Амма йорутулған адәм ағзини жиғар.
13 Гәп тошуғучи мәхпийәтләрни ашкарилар; Садиқ адәм аманәткә хиянәт қилмас.
14 Йолйоруқ кам болса, әл-жут жиқилар; Улуқ бир мәслиһәтчи болса, әл ниҗат тапар.
15 Ятқа борун болған киши зиян тартмай қалмас; Қол беришип кепил болушни яман көргән кишиниң қулиқи тинич болар.
16 Шапаәтлик аял иззәт-һөрмәтни қолдин бәрмәс; Зораванлар байлиқни қолдин бәрмәс.
17 Рәһимдил өз-өзигә бәхит яритар; Рәһимсиз өз тенини ағритар.
18 Яман адәмләрниң алған иш һәққи уларни алдар, бәрикәтсиз болар; Амма һәққанийәт териғучи адәм әмәлий инъам алар.
19 Һәққанийәт адәмгә һаятлиқ тапқузар; Яманлиқни көзләп жүридиған киши өлүмгә йүз тутар.
20 Нийити бузуқ киши Пәрвәрдигарға жиркиничликтур; Амма йоли диянәтлик кишиләр униң хурсәнлигидур.
21 Қол тутушуп бирләшсиму, яманлар җазаға тартилмай қалмас; Лекин һәққанийларниң нәсли ниҗат тапар.
22 Чирайлиқ амма тетиқсиз хотун, Чошқиниң тумшуғиға алтун һалқа салғандәктур.
23 Һәққанийларниң арзуси пәқәт яхши мевә елип келәр; Яманларниң күткини ғәзәп-нәпрәттур.
24 Бирәв мәртләрчә тарқатсиму, гүллинәр; Йәнә бирәв беришкә тегишлигини айисиму, пәқәт намратлишар.
25 Мәрт адәм әтлинәр; Башқиларни суғарғучи өзиму суғирилар.
26 Ашлиқни сатмай бесивалған киши әлниң ләнитигә учрайду; Лекин ашлиқни сетип бәргүчигә бәрикәт тилинәр.
27 Яхшилиқни издәп интилгән адәм шапаәт тапар; Яманлиқни издигән адәм өзи яманлиқ көрәр.
28 Өз мал-дуниясиға таянғучи жиқилар; Һәққаний киши йопурмақтәк көкирәр.
29 Өз өйигә азарчилиқ салған киши шамалға мирас болар; Әқилсиз адәм ақиланиниң қули болуп қалар.
30 Һәққанийниң беридиған мевиси «һаятлиқ дәриғи»дур; Дана киши көңүлләрни [һаятлиққа] майил қилар.
31 Қараңлар, һәққаний адәм бу дунияда [сәһвәнлиги үчүн] бәдәл төлигән йәрдә, Рәзилләр билән гунакарларниң ақивити қандақ болар?