< Пәнд-несиһәтләр 10 >
1 Падиша Сулайманниң пәнд-несиһәтлири: — Дана оғул атисини шат қилар; Әқилсиз оғул анисини қайғу-һәсрәткә салар.
2 Һарам байлиқларниң һеч пайдиси болмас; Һәққанийәт инсанни өлүмдин қутулдурар.
3 Пәрвәрдигар һәққаний адәмниң җенини ач қоймас; Лекин у қәбиһләрниң нәпсини боғуп қояр.
4 Һорунлуқ кишини гадай қилар; Ишчанлиқ болса баяшат қилар.
5 Язда һосулни жиғивалғучи — дана оғулдур; Лекин орма вақтида ухлап ятқучи — хиҗаләткә қалдуридиған оғулдур.
6 Бәрикәт һәққаний адәмниң бешиға чүшәр; Амма зораванлиқ яманларниң ағзиға урар.
7 Һәққаний адәмниң ядикари мубарәктур; Яманларниң нами болса, сесиқ қалар.
8 Дана адәм йолйоруқ-несиһәтләрни қобул қилар; Кот-кот, надан киши өз айиғи билән путлишар.
9 Ғубарсиз жүргән кишиниң жүрүш-туруши турақлиқтур, Йоллирини әгир қилғанниң кири ахири ашкарилиниду.
10 Көз ишаритини қилип жүридиғанлар адәмни дағда қалдурар; Кот-кот, надан киши өз айиғи билән путлишар.
11 Һәққаний адәмниң ағзи һаятлиқ булиқидур, Амма зораванлиқ яманниң ағзиға урар.
12 Өчмәнлик җедәл қозғар; Меһир-муһәббәт һәммә гуналарни япар.
13 Әқил-идрақлик адәмниң ағзидин даналиқ тепилар; Әқилсизниң дүмбисигә палақ тегәр.
14 Дана адәмләр билимләрни зиядә топлар; Лекин ахмақниң ағзи уни һалакәткә йеқинлаштурар.
15 Мал-дуниялири гоя мәзмут шәһәрдәк байниң капалитидур; Мискинни һалак қилидиған иш дәл униң намратлиғидур.
16 Һәққанийларниң әҗирлири җанға җан қошар, Қәбиһләрниң һосули гунанила көпәйтиштур.
17 Несиһәтни аңлап уни сақлиғучи һаятлиқ йолиға маңар; Тәнбиһләрни рәт қилған киши йолдин азғанлардур.
18 Адавәт сақлиған киши ялған сөзлимәй қалмас; Төһмәт чаплиғанлар ахмақтур.
19 Гәп көп болуп кәтсә, гунадин халий болмас, Лекин ағзиға егә болған әқиллиқтур.
20 Һәққаний адәмниң сөзи худди сап күмүч; Яманниң ойлири толиму әрзимәстур.
21 Һәққаний адәмниң сөзлири нурғун кишини қувәтләр; Ахмақлар әқли кәмлигидин өләр.
22 Пәрвәрдигарниң ата қилған бәрикити адәмни дөләтмән қилар; У бәрикитигә һеч бир җапа-мушәққәт қошмас.
23 Ахмақ қәбиһликни тамашә дәп биләр; Амма даналиқ йорутулған кишиниң [хурсәнлигидур].
24 Яман киши немидин қорқса шуниңға учрар; Һәққаний адәмниң арзуси әмәлгә ашурулар.
25 Яман адәм қуюндәк өтүп йоқар; Лекин һәққаний адәм мәңгүлүк һулдәктур.
26 Адәм аччиқ су жутувалғандәк, Көзигә ис-түтәк кирип кәткәндәк, Һорун адәмни ишқа әвәткәнму шундақ болар.
27 Пәрвәрдигардин әйминиш өмүрни узун қилар, Яманниң өмри қисқартилар.
28 Һәққаний адәмниң үмүти хурсәнлик елип келәр; Лекин рәзилниң күткини йоққа чиқар.
29 Пәрвәрдигарниң йоли дурус яшаватқанларға башпанаһдур; Қәбиһлик қилғучиларға болса һалакәттур.
30 Һәққанийларниң орни мустәһкәмдур; Яманлар зиминда узун турмас.
31 Һәққаний адәмниң ағзидин даналиқ чиқар; Лекин шумлуқ тил кесип ташлинар.
32 Һәққаний адәмниң сөзи кишигә мок хушяқар; Яман адәмниң ағзидин шумлуқ чиқар.