< Филиппилиқларға 1 >

1 Әйса Мәсиһниң қуллири болған Павлус вә Тимотийдин, Филиппида туруватқан, Мәсиһ Әйсада болған барлиқ муқәддәс бәндиләргә, йетәкчиләр вә хизмәтчиләргә салам!
キリスト・イエスの僕たる我ら、パウロとテモテと、書をピリピにをるキリスト・イエスに在る凡ての聖徒、および監督たちと執事たちとに贈る。
2 Силәргә ХудаАтимиз вә Рәб Әйса Мәсиһтин меһри-шәпқәт вә хатирҗәмлик ата қилинғай!
願はくは我らの父なる神および主イエス・キリストより賜ふ恩惠と平安と汝らに在らんことを。
3 һәр қетим силәрни әслигинимдә мән Худайимға тәшәккүр ейтимән,
われ汝らを憶ふごとに、我が神に感謝し、
4 һәр қетим дуа қилғинимда, силәрниң биринчи күнидин тартип бүгүнгә қәдәр хуш хәвәр хизмитигә болған һәмкарлиғиңлар түпәйлидин тохтимай шат-хурамлиқ билән силәргә дуа-тилавәт қиливатимән;
常に汝ら衆のために、願のつどつど喜びて願をなす。
5
是なんぢら初の日より今に至るまで、福音を弘むることに與るが故なり。
6 чүнки мениң дәл шуниңға ишәшим камилки, силәрдә яхши ишни Башлиғучи бу ишни таки Әйса Мәсиһниң күнигичә камаләткә йәткүзүп тамамлайду;
我は汝らの衷に善き業を始め給ひし者の、キリスト・イエスの日まで之を全うし給ふべきことを確信す。
7 мениң һәммиңлар тоғрилиқ шундақ ойлишим тоғридур; чүнки мән қәлбиңлардидурмән; мән зинданда зәнҗирләнгинимдиму вә хуш хәвәрни ақлиғинимдиму, дәлиллигинимдиму [Худа маңа йәткүзгән] меһри-шәпқәттин силәрму ортақ бәһримән болисиләр.
わが斯くも汝ら衆を思ふは當然の事なり、我が縲絏にある時にも、福音を辯明して之を堅うする時にも、汝らは皆われと共に恩惠に與るによりて、我が心にあればなり。
8 Мениң Мәсиһ Әйсаниң ич-бағрида болуп силәрни шунчилик тәлпүнүп сеғинғанлиғимға Худа Өзи гувачидур.
我いかにキリスト・イエスの心をもて汝ら衆を戀ひ慕ふか、その證をなし給ふ者は神なり。
9 Мениң дуа-тилавитим болса, силәрниң муһәббитиңларниң һәртәрәплимә билим вә әтраплиқ сават билән йорутулуп техиму ешип ташқайки,
我は祈る、汝らの愛、知識ともろもろの悟とによりて彌が上にも増し加はり、
10 силәр немә ишларниң әвзәл екәнлигини пәриқ етәләйдиған болуп, Мәсиһниң күнидә пак-диянәтлик, әйипсиз болисиләр
善惡を辨へ知り、キリストの日に至るまで潔よくして躓くことなく、
11 һәмдә Әйса Мәсиһ арқилиқ болған, Худаниң шан-шәриви һәм мәдһийисини елип келидиған һәққанийлиқниң мевиси билән толдурулисиләр.
イエス・キリストによる義の果を充して、神の榮光と譽とを顯さん事を。
12 Бирақ силәргә шуни хәвәрләндүрмәкчимәнки, и қериндашлар, мениң бу әһвалим әмәлийәттә хуш хәвәрниң техиму кәң тарқилиши үчүн түрткә болди;
兄弟よ、我はわが身にありし事の反つて福音の進歩の助となりしを汝らが知らんことを欲するなり。
13 Чүнки мениң қамилишим Мәсиһ үчүн екәнлиги император ордисидики қаравулханидикиләргә вә башқа һәммәйләнгә аян болди.
即ち我が縲絏のキリストの爲なることは、近衞の全營にも、他の凡ての人にも顯れ、
14 Шуниң билән қериндашларниң көпинчиси мениң қамилишим түпәйлидин Рәбгә тайинип [Худаниң] сөз-каламини қорқмай сөзләшкә техиму җүръәтлик болди;
かつ兄弟のうちの多くの者は、わが縲絏によりて主を信ずる心を厚くし、懼るる事なく、ますます勇みて神の言を語るに至れり。
15 дәрвәқә, бәзилири һәсәт қилип яки риқабәтлишип, бәзилири ақ көңүллүк билән Мәсиһни җакалайду;
或 者は嫉妬と分爭とによりてキリストを宣傳へ、あるものは善き心によりて之を宣傳ふ。
16 кейинкилири болса бәрһәқ муһәббәттин, мениң хуш хәвәрни ақлап испатлишим үчүн мошу йәргә қоюлғанлиғимни билгәнлигидин шундақ қилмақта;
これは福音を辯明するために我が立てられたることを知り、愛によりてキリストを宣べ、
17 Алдинқилири болса чин көңлидин әмәс, бәлки шәхсийәтчилигидин, мениң зәнҗирләнгән дәрдимгә дәрд қошмақчи болуп шундақ қилмақта.
かれは我が縲絏に患難を加へんと思ひ、誠意によらず、徒黨によりて之を宣ぶ。
18 Әнди буларға немә дегүлүк? Қандақла болмисун, тоғра нийәттин болсун сахтилиқтин болсун, охшашла Мәсиһ җакалиниду; мән шуниңға шатлинимән; бәрһәқ, давамлиқ шатлиниверимән.
さらば如何、外貌にもあれ、眞にもあれ、孰も宣ぶる所はキリストなれば、我これを喜ぶ、また之を喜ばん。
19 Чүнки дуалириңлар вә Мәсиһ Әйсаниң Роһиниң қувәтлиши арқилиқ бу ишлар ниҗат-қутқузулушумға мәдәт болиду дәп билимән,
そは此のことの汝らの祈とイエス・キリストの御靈の賜物とによりて、我が救となるべきを知ればなり。
20 — демәк, тәқәззалиғим вә үмүт-истиким бойичә һеч ишта хиҗаләтчиликтә қалмастин, тирик яки өлүк болай, һәрдайим болғинидәк һазирму толуқ җасарәт билән Мәсиһ тенимдә улуқлансун!
これは我が何事をも恥ぢずして、今も常のごとく聊かも臆することなく、生くるにも、死ぬるにも、我が身によりてキリストの崇められ給はんことを切に願ひ、また望むところに適へるなり。
21 Чүнки маңа нисбәтән һаятимниң өзи Мәсиһдур, өлүш болса техиму пайдилиқтур.
我にとりて、生くるはキリストなり、死ぬるもまた益なり。
22 Җеним тенимдә қалса, әнди несивәм йәнә мевилик хизмәт болиду; лекин қайсисини әвзәл билип талливелишимни билмәйватимән;
されど若し肉體にて生くる事わが勤勞の果となるならば、孰を選ぶべきか、我これを知らず。
23 мән һаят билән мамат оттурисида қисилип қалдим; чүнки бу дуниядин айрилип, Мәсиһ билән биллә болушқа интизармән — бу иш зиядә әвзәлдур;
我はこの二つの間に介まれたり。わが願は世を去りてキリストと偕に居らんことなり、これ遙に勝るなり。
24 амма силәр үчүн җенимниң тенимдә қелиши техиму зөрүрғу дәймән.
されど我なほ肉體に留るは汝らの爲に必要なり。
25 Әнди буниңға ишәшим камил болуп, силәрниң етиқатта алға илгирилишиңлар һәм шат-хурам болушуңлар үчүн мән силәр билән биллә қелип давамлиқ туримән дәп билимән;
我これを確信する故に、なほ存へて汝らの信仰の進歩と喜悦とのために、汝 等すべての者と偕に留らんことを知る。
26 шуниң билән мениң силәргә йәнә һәмраһ болғиним вәҗидин мән арқилиқ Мәсиһ Әйсада пәхирлинип тәнтәнә қилишиңлар техиму зиядилишиду!
これは我が再び汝らに到ることにより、汝らキリスト・イエスに在りて我にかかはる誇を増さん爲なり。
27 Пәқәт өзүңларни Мәсиһниң хуш хәвиригә лайиқ тутуңларки, мән йениңларға берип силәр билән дидарлашқандиму, силәрдин айрилғандиму, ишлириңлардин аңлайдиғиним силәрниң бир роһ бир җанда болуп чиң дәссәп туруп, хуш хәвәрдики етиқатниң йолида күрәшкә интиливатқиниңлар,
汝 等ただキリストの福音に相應しく日を過せ、さらば我が往きて汝らを見るも、離れゐて汝らの事をきくも、汝らが靈を一つにして堅く立ち、心を一つにして福音の信仰のために共に戰ひ、
28 шундақла қарши чиққучиларниң һеч қандақ вәһимилиридин патипарақ болуп кәтмигиниңлар болсун; силәрдики бу ғәйрәт, уларға һалакәтниң бәлгүси, силәргә болса қутқузулушуңларниң аламити, шуниңдәк алайитән Худадин кәлгән бир аламәттур;
凡ての事において逆ふ者に驚かされぬを知ることを得ん。その驚かされぬは、彼らには亡の兆、なんぢらには救の兆にて、此は神より出づるなり。
29 Чүнки Мәсиһниң йолида силәргә пәқәт Униңға ишинишнила әмәс, йәнә Униң үчүн хорлуққа учрашму несивә қилинғандур.
汝 等はキリストのために啻に彼を信ずる事のみならず、また彼のために苦しむ事をも賜はりたればなり。
30 Чүнки силәр илгири мәндә көргиниңлардәк вә шуниңдәк һазир аңлиғиниңлардәк мән йолуққан күрәшкә силәрму йолуқмақтисиләр.
汝らが遭ふ戰鬪は、曩に我の上に見しところ、今また我に就きて聞くところに同じ。

< Филиппилиқларға 1 >