< Филиппилиқларға 4 >

1 Әнди, әй қериндашлирим, сөйгәнлирим вә тәлпүнгәнлирим, мениң шат-хурамлиғим, мениң бешимниң таҗи болғучилар, Рәбдә чиң туруңлар, и сөйгәнлирим!
ⲁ̅ϩⲱⲥⲧⲉ ⲛⲁⲥⲛⲏⲩ ⲙⲙⲉⲣⲓⲧ ⲁⲩⲱ ⲉϯⲟⲩⲁϣⲟⲩ ⲡⲁⲣⲁϣⲉ ⲁⲩⲱ ⲡⲁⲕⲗⲟⲙ ⲁϩⲉⲣⲁⲧ ⲧⲏⲩⲧⲛ ⲛⲧⲉⲉⲓϩⲉ ϩⲙ ⲡϫⲟⲉⲓⲥ ⲛⲁⲙⲉⲣⲁⲧⲉ
2 Еводиядин өтүнимән, вә Сунтихәдин өтүнимәнки, Рәбдә бир ой, бир пикирдә болуңлар!
ⲃ̅ϯⲡⲁⲣⲁⲕⲁⲗⲉⲓ ⲛⲉⲩϩⲟⲇⲓⲁ ϯⲡⲁⲣⲁⲕⲁⲗⲉⲓ ⲛⲥⲩⲛⲧⲩⲭⲏ ⲙⲉⲉⲩⲉ ⲉⲟⲩⲁ ⲛⲟⲩⲱⲧ ϩⲙ ⲡϫⲟⲉⲓⲥ
3 Дурус, мән сәндинму тәләп қилимәнки, и һәқиқий һәмбоюнтуруқлуқ хизмәтдишим, бу аялларниң ярдимидә болғин; мана улар мән вә Климәнт билән биллә, шундақла намлири «һаятлик дәптири»гә хатириләнгән башқа хизмәтдашлирим билән биллә хуш хәвәр хизмитини илгири сүрүштә биргә күрәш қилған.
ⲅ̅ⲁⲓⲟ ϯⲥⲟⲡⲥ ⲙⲙⲟⲕ ϩⲱⲱⲕ ⲥⲩⲍⲩⲅⲉ ⲡϩⲁⲕ ϯⲧⲟⲟⲧⲕ ⲛⲙⲙⲁⲩ ⲛⲁⲓ ⲉⲛⲧⲁⲩϣⲙϣⲉ ⲛⲙⲙⲁⲓ ϩⲙ ⲡⲉⲩⲁⲅⲅⲉⲗⲓⲟⲛ ⲙⲛ ⲡⲕⲉⲕⲗⲏⲙⲏⲥ ⲁⲩⲱ ⲡⲁⲕⲉⲥⲉⲉⲡⲉ ⲛϣⲃⲣⲣϩⲱⲃ ⲛⲁⲓ ⲉⲣⲉⲡⲉⲩⲣⲁⲛ ϩⲙ ⲡϫⲱⲱⲙⲉ ⲙⲡⲱⲛϩ
4 Рәбдә шатлиниңлар; мән йәнә ейтимәнки, шатлиниңлар!
ⲇ̅ⲣⲁϣⲉ ϩⲙ ⲡϫⲟⲉⲓⲥ ϯϫⲱ ⲟⲛ ⲙⲙⲟⲥ ϫⲉ ⲣⲁϣⲉ
5 Силәрниң мулайимлиғиңлар пүткүл инсанға аян болсун; Рәб йеқиндур!
ⲉ̅ⲧⲉⲧⲛⲙⲛⲧϩⲁⲕ ⲙⲁⲣⲉⲥⲟⲩⲱⲛϩ ⲉⲃⲟⲗ ⲛⲣⲱⲙⲉ ⲛⲓⲙ ⲁⲡϫⲟⲉⲓⲥ ϩⲱⲛ ⲉϩⲟⲩⲛ
6 Һеч иш тоғрилиқ әндишә қилмаңлар; бәлки һәр бир ишта тәшәккүр ейтип тилигиңларни Худаға дуа һәм илтиҗа арқилиқ мәлум қилиңлар;
ⲋ̅ⲙⲡⲣϥⲓⲣⲟⲟⲩϣ ⲗⲁⲁⲩ ⲁⲗⲗⲁ ⲛⲟⲩⲟⲉⲓϣ ⲛⲓⲙ ϩⲙ ⲡⲉϣⲗⲏⲗ ⲙⲛ ⲡⲥⲟⲡⲥ ⲛⲉⲧⲛⲁⲓⲧⲏⲙⲁ ⲙⲁⲣⲟⲩⲟⲩⲱⲛϩ ⲉⲃⲟⲗ ⲙⲡⲛⲟⲩⲧⲉ ϩⲛ ⲟⲩϣⲡϩⲙⲟⲧ
7 шу чағда адәмниң ойлиғинидин ешип чүшидиған, Худа егә болған хатирҗәмлик қәлбиңларни вә ой-пикриңларни Мәсиһ Әйсада қоғдайду.
ⲍ̅ⲁⲩⲱ ϯⲣⲏⲛⲏ ⲙⲡⲛⲟⲩⲧⲉ ⲉⲧϫⲟⲥⲉ ⲉⲙⲉⲉⲩⲉ ⲛⲓⲙ ⲛⲁϩⲁⲣⲉϩ ⲉⲛⲉⲧⲛϩⲏⲧ ⲁⲩⲱ ⲛⲉⲧⲛⲙⲉⲉⲩⲉ ϩⲙ ⲡⲉⲭⲥ ⲓⲏⲥ
8 Ахирида, әй қериндашлирим, немә ишлар һәқиқәт, немә ишлар алийҗанаб, немә ишлар һәққаний, немә ишлар пак, немә ишлар хуш-йеқимлиқ, немә ишлар шан-шөһрәтлик болса, қисқиси һәр қандақ ишларда әхлақ-пәзиләт яки махташқа лайиқ тәрәпләр бар болса, шу ишларға көңүл қоюп ойлиниңлар.
ⲏ̅ⲧⲉⲛⲟⲩ ϭⲉ ⲛⲉⲥⲛⲏⲩ ϩⲱⲃ ⲛⲓⲙ ⲙⲙⲉ ϩⲱⲃ ⲛⲓⲙ ⲛⲥⲉⲙⲛⲟⲛ ϩⲱⲃ ⲛⲓⲙ ⲛⲇⲓⲕⲁⲓⲟⲛ ϩⲱⲃ ⲛⲓⲙ ⲉⲧⲟⲩⲁⲁⲃ ϩⲱⲃ ⲛⲓⲙ ⲉⲧⲛⲁⲛⲟⲩϥ ⲥⲙⲟⲩ ⲛⲓⲙ ⲁⲣⲉⲧⲏ ⲛⲓⲙ ⲧⲁⲓⲟ ⲛⲓⲙ ⲛⲁⲓ ⲙⲉⲉⲩⲉ ⲉⲣⲟⲟⲩ
9 Мәндин үгәнгән, қобул қилған, аңлиған вә мәндә көргәнләрниң һәр қандиқи болса, силәр шуларға әмәл қилиңлар; шундақ қилғанда хатирҗәмлик Егиси болған Худа силәргә яр болиду.
ⲑ̅ⲉⲧⲉ ⲛⲁⲓ ⲛⲉ ⲉⲛⲧⲁⲧⲉⲧⲛⲥⲃⲟ ⲉⲣⲟⲟⲩ ⲁⲩⲱ ⲁⲧⲉⲧⲛϫⲓⲧⲟⲩ ⲁⲧⲉⲧⲛⲥⲟⲧⲙⲟⲩ ⲁⲩⲱ ⲁⲧⲉⲧⲛⲛⲁⲩ ⲉⲣⲟⲟⲩ ⲛϩⲏⲧ ⲛⲁⲓ ⲁⲣⲓⲥⲟⲩ ⲁⲩⲱ ⲡⲛⲟⲩⲧⲉ ⲛϯⲣⲏⲛⲏ ⲛⲁϣⲱⲡⲉ ⲛⲙⲙⲏⲧⲛ
10 Әнди мән Рәбдә зиядә шатландимки, силәр һазир ахирда маңа болған көйүмчанлиғиңларни қайтидин көрсәттиңлар (билимәнки, маңа дайим көйүнүп кәлдиңлар, амма пәқәтла көрситиш пурсити чиқмиди).
ⲓ̅ⲁⲓⲣⲁϣⲉ ⲇⲉ ϩⲙ ⲡϫⲟⲉⲓⲥ ⲉⲙⲁⲧⲉ ϫⲉ ⲁⲧⲉⲧⲛⲟⲩⲣⲟⲧ ⲉⲣⲡⲁⲙⲉⲉⲩⲉ ⲛⲑⲉ ⲟⲛ ⲉⲧⲉⲧⲛⲉⲓⲣⲉ ⲙⲙⲟϥ ⲙⲡⲉⲧⲛϭⲙ ⲡⲟⲩⲟⲉⲓϣ ⲇⲉ
11 Мән бу гепимни, бирәр муһтаҗлиқтин ейтиватқиним йоқ; чүнки әһвалим қандақла болушидин қәтъинәзәр, бариға қанаәт қилишни үгинивалдим.
ⲓ̅ⲁ̅ⲛⲛⲉⲓϫⲱ ⲙⲙⲟⲥ ⲁⲛ ϫⲉ ⲁⲧⲉⲧⲛϣⲱⲱⲧ ⲁⲛⲟⲕ ⲅⲁⲣ ⲁⲓⲉⲓⲙⲉ ϩⲛ ⲛⲉϯⲛϩⲏⲧⲟⲩ ⲉⲧⲣⲁⲣⲱϣⲉ
12 Мән осал әһвалда яшашни билимән, һәм кәңричиликтә яшашниму билимән. Һәр ишта, һәр әһвалда, һәм тоқлуқта һәм ачлиқта, һәм баяшатчилиқта һәм муһтаҗлиқта яшашниң сирини үгинивалдим.
ⲓ̅ⲃ̅ϯⲥⲟⲟⲩⲛ ⲛⲑⲃⲃⲓⲟ ϯⲥⲟⲟⲩⲛ ⲛⲣϩⲟⲩⲟ ϩⲛ ϩⲱⲃ ⲛⲓⲙ ϯϫⲟⲛⲧ ⲛϩⲏⲧⲟⲩ ⲧⲏⲣⲟⲩ ⲉⲥⲉⲓ ⲉϩⲕⲟ ⲉⲣϩⲟⲩⲟ ⲉϣⲱⲱⲧ
13 Маңа қудрәт Бәргүчигә тайинип һәммә ишни қилалайдиған болдум.
ⲓ̅ⲅ̅ϯϭⲙϭⲟⲙ ϩⲛ ϩⲱⲃ ⲛⲓⲙ ϩⲙ ⲡⲉⲧϯ ϭⲟⲙ ⲛⲁⲓ
14 Һалбуки, мениң қийинчилиғимға ортақ болушуңлар билән яхши қилдиңлар.
ⲓ̅ⲇ̅ⲡⲗⲏⲛ ⲕⲁⲗⲱⲥ ⲁⲧⲉⲧⲛⲁⲁⲥ ⲉⲁⲧⲉⲧⲛⲕⲟⲓⲛⲱⲛⲉⲓ ⲛⲙⲙⲁⲓ ⲉⲧⲁⲑⲗⲓⲯⲓⲥ
15 Силәргиму мәлумки, әй Филиппилиқлар, мән Македонийә өлкисидин айрилип чиққинимда, хуш хәвәрни башқа йәрләргә йәткүзгән дәсләптики вақитларда, силәрдин башқа һеч қандақ җамаәт бериш вә қобул қилиш ишлирида мән билән һәмкарлашмиған.
ⲓ̅ⲉ̅ⲧⲉⲧⲛⲥⲟⲟⲩⲛ ⲇⲉ ϩⲱⲧ ⲧⲏⲩⲧⲛ ⲛⲉⲫⲓⲗⲓⲡⲡⲏⲥⲓⲟⲥ ϫⲉ ϩⲛ ⲧⲁⲣⲭⲏ ⲙⲡⲧⲁϣⲉⲟⲓϣ ⲛⲧⲉⲣⲓⲉⲓ ⲉⲃⲟⲗ ϩⲛ ⲧⲙⲁⲕⲉⲇⲟⲛⲓⲁ ⲙⲡⲉ ⲗⲁⲁⲩ ⲛⲉⲕⲕⲗⲏⲥⲓⲁ ⲕⲟⲓⲛⲱⲛⲉⲓ ⲛⲙⲙⲁⲓ ⲉⲡϣⲁϫⲉ ⲛϯ ϩⲓϫⲓ ⲉⲓ ⲙⲏⲧⲓ ⲛⲧⲱⲧⲛ ⲟⲩⲁⲁⲧ ⲧⲏⲩⲧⲛ
16 Чүнки Тесалоника шәһиридики вақтимдиму еһтияҗим чүшкәндә силәр маңа бир нәччә қетим ярдәм әвәттиңлар.
ⲓ̅ⲋ̅ϫⲉ ϩⲣⲁⲓ ⲟⲛ ϩⲛ ⲑⲉⲥⲥⲁⲗⲟⲛⲓⲕⲏ ⲁⲧⲉⲧⲛⲧⲛⲛⲟⲟⲩ ⲛⲁⲓ ⲛⲟⲩⲥⲟⲡ ⲁⲩⲱ ⲥⲛⲁⲩ ⲉⲧⲁⲭⲣⲓⲁ
17 Мениң бундақ дейишим, силәрдин бирәр соғатни издәп сориғиним әмәстур, издигиним болса һесаватиңларға [роһий] мевиниң көп топлинишидин ибарәттур.
ⲓ̅ⲍ̅ⲟⲩⲭ ⲟⲧⲉⲓ ϫⲉ ⲉⲓϣⲓⲛⲉ ⲛⲥⲁ ⲡϯ ⲁⲗⲗⲁ ⲉⲓϣⲓⲛⲉ ⲛⲥⲁ ⲡⲕⲁⲣⲡⲟⲥ ⲉⲧⲟϣ ⲉϩⲟⲩⲛ ⲉⲡⲉⲧⲛϣⲁϫⲉ
18 Лекин мәндә һәммә нәрсә бар, һәтта йетип ашқидәк бар; силәр әвәткәнлириңларни Епафродиттин тапшурувелип терәмгә сиғмай қалдим вә молчилиққа чөмдум. Бу әвәткиниңлар интайин хушбуй, Худаға қобул болғидәк, шундақла Уни хурсән қилидиған бир қурбанлиқтәк еди.
ⲓ̅ⲏ̅ϯⲙⲉϩ ⲇⲉ ⲛⲛⲕⲁ ⲛⲓⲙ ⲁⲩⲱ ϯⲣϩⲟⲩⲟ ⲁⲓϫⲱⲕ ⲉⲃⲟⲗ ⲉⲁⲓϫⲓ ⲉⲃⲟⲗ ϩⲓⲧⲛ ⲉⲡⲁⲫⲣⲟⲇⲓⲧⲟⲥ ⲛⲛⲉⲛⲧⲁⲧⲉⲧⲛⲧⲛⲛⲟⲟⲩⲥⲟⲩ ⲟⲩⲥϯ ⲛⲟⲩϥⲉ ⲟⲩⲑⲩⲥⲓⲁ ⲉⲥϣⲏⲡ ⲉⲥⲣⲁⲛⲁϥ ⲙⲡⲛⲟⲩⲧⲉ
19 Вә мениң Худайим силәр муһтаҗ болған һәммә нәрсини Мәсиһ Әйсада болған шан-шәривидики байлиқларға асасән мол тәминләйду.
ⲓ̅ⲑ̅ⲡⲁⲛⲟⲩⲧⲉ ⲇⲉ ⲉϥⲉϫⲱⲕ ⲉⲃⲟⲗ ⲛⲧⲉⲧⲛⲭⲣⲓⲁ ⲧⲏⲣⲥ ⲕⲁⲧⲁ ⲧⲉⲩⲙⲛⲧⲣⲙⲙⲁⲟ ϩⲛ ⲟⲩⲉⲟⲟⲩ ϩⲙ ⲡⲉⲭⲥ ⲓⲏⲥ
20 Әнди Худайимиз һәм Атимизға әбәдил-әбәткичә шан-шәрәп болғай! Амин. (aiōn g165)
ⲕ̅ⲡⲉⲟⲟⲩ ⲇⲉ ⲙⲡⲛⲟⲩⲧⲉ ⲡⲉⲛⲉⲓⲱⲧ ϣⲁ ⲉⲛⲉϩ ⲛⲛⲓⲉⲛⲉϩ ϩⲁⲙⲏⲛ (aiōn g165)
21 Мәсиһ Әйсада болған барлиқ муқәддәс бәндиләргә салам йәткүзүңлар. Йенимдики қериндашлардинму силәргә салам!
ⲕ̅ⲁ̅ϣⲓⲛⲉ ⲉⲛⲉⲧⲟⲩⲁⲁⲃ ⲧⲏⲣⲟⲩ ϩⲙ ⲡⲉⲭⲥ ⲓⲏⲥ ⲥⲉϣⲓⲛⲉ ⲉⲣⲱⲧⲛ ⲛϭⲓ ⲛⲉⲥⲛⲏⲩ ⲉⲧⲛⲙⲙⲁⲓ
22 Барлиқ муқәддәс бәндиләрдин, болупму Қәйсәр [императорниң] ордисида болғанлардин силәргә салам!
ⲕ̅ⲃ̅ⲥⲉϣⲓⲛⲉ ⲉⲣⲱⲧⲛ ⲛϭⲓ ⲛⲉⲧⲟⲩⲁⲁⲃ ⲧⲏⲣⲟⲩ ⲛϩⲟⲩⲟ ⲇⲉ ⲛⲉⲃⲟⲗ ϩⲙ ⲡⲏⲉⲓ ⲙⲡⲣⲣⲟ
23 Рәббимиз Әйса Мәсиһниң меһри-шәпқити роһуңларға яр болғай!
ⲕ̅ⲅ̅ⲧⲉⲭⲁⲣⲓⲥ ⲙⲡⲉⲛϫⲟⲉⲓⲥ ⲓⲏⲥ ⲡⲉⲭⲥ ⲙⲛ ⲡⲉⲧⲛⲡⲛⲁ

< Филиппилиқларға 4 >