< Филиппилиқларға 3 >
1 Ахирида, әй қериндашлирим, Рәбдә шатлиниңлар! Буларни силәргә қайта йезиш мән үчүн аваричилик әмәс, бәлки силәргә аманлиқ елип келиду.
Finally, my brethren, rejoice in the Lord; to write the same things to you, to me is not burdensome, and for you it is safe.
2 Иштлардин һези болуңлар, яманлиқ қилғучилардин һези болуңлар, «тилим-тилим кәскүчиләр»дин һези болуңлар!
Beware of the dogs, beware of the evil workmen, beware of the concision.
3 Чүнки һәқиқий сүннәтликләр болса Худаниң Роһи арқилиқ ибадәт қилғучи, Мәсиһ Әйсадин пәхирлинип тәнтәнә қилғучи, әткә таянмайдиған бизләрдурмиз.
For we are the circumcision, who worship by the Spirit of God, and glory in Christ Jesus, and have no confidence in the flesh;
4 Мениңму әткә таянғичилигим бар! Башқилар «өз әтлиримгә таянсам болиду» десә, мән техиму шундақ;
though I myself have reason for confidence even in the flesh. If any other man thinketh that he hath reason for confidence in the flesh, I more;
5 сүннәткә кәлсәк, мән туғулуп сәккизинчи күни сүннәт қилиндим; Исраил миллитидин, Биняминниң қәбилисидинмән, «Ибранийларниң ибранийиси»мән; Тәврат-қануни тәрәптин ейтқанда, «Пәрисий» мәзһипидиму болғанмән;
circumcised the eighth day, of the race of Israel, of the tribe of Benjamin, a Hebrew of the Hebrews; as to the Law, a Pharisee;
6 Худаға болған қизғинлиғимға кәлсәк, җамаәткә зиянкәшлик қилғучи едим; Тәврат қануни тәләп қилған һәққанийлиққа кәлсәк, әйивисиз едим;
as to zeal, persecuting the church; as to the righteousness which is in the Law, blameless.
7 амма маңа немә иш «пайдилиқ» болса, буларни Мәсиһ сәвәвидин зиянлиқ дәп һесаплидим;
But whatever things were gain to me, those for the sake of Christ I have counted but loss.
8 Мәсиһ Әйса Рәббимни тонушниң әвзәллиги вәҗидин, мән башқа һәммә ишни зиянлиқ дәп һесаплаймән; мән дәрвәқә Униң үчүнму һәммидин мәһрум болған; бәрһәқ, Мәсиһкә еришишим үчүн буларни ниҗасәт дәп һесаплаймәнки,
Nay more, I count all things to be loss for the excellency of the knowledge of Christ Jesus my Lord, for whom I have suffered the loss of all things, and count them as refuse, that I may gain Christ,
9 Мәсиһтә болуп, өзүмдики қандақтур һәққанийлиқ (Тәврат қанунидин чиққан һәққанийлиқ)тин ваз кечип, Мәсиһниң етиқат-садиқлиғи арқилиқ болған һәққанийлиқ, йәни етиқат арқилиқ Худадин болған һәққанийлиққа еришәләймән;
and be found in him, not having my own righteousness, which is of the Law, but that which is through faith in Christ, the righteousness which is from God upon faith;
10 муддиайим Уни тонуштур, — йәни Униң өлүп тирилишиниң күч-қудритидә яшап, Униң азаплириға сирдаш-һәмдәмликтә болуп, Униң өлүмини үлгә қилип өзгәртилип,
that I may know him, and the power of his resurrection, and the fellowship of his sufferings, while becoming like him in his death,
11 шундақла мүмкин қәдәр өлүмдин тирилишкә йетишни муддиа қилимән.
if by any means I may attain to the resurrection from the dead.
12 Уларға ериштим яки камаләткә йәттим демәкчи әмәсмән; лекин Мәсиһ Әйсаниң мени тутувелишида болған муддиа-нишанини өзүм тутувалсам дәп чепип жүрмәктимән.
Not that I have already obtained, or have been already perfected; but I press on, if I may also lay hold of that for which I was laid hold of by Christ.
13 Қериндашлар, мән өзүмни уни тутувалдим дәп қаримаймән. Пәқәт шу бир ишнила қилимәнки, өтүп кәткән ишларни унтуп, алдимдики ишларға интилип,
Brethren, I do not reckon myself to have laid hold of it; but one thing I do, forgetting the things that are behind, and stretching forth to the things that are before,
14 нишанни қоғлап, Худаниң Мәсиһ Әйсада болған бүйүк чақириқидики инъамиға қарап чепип жүрмәктимән.
I press toward the mark for the prize of the heavenly calling of God in Christ Jesus.
15 Әнди аримиздин кимки пишип йетилгән болса шу ой-мәхсәттә болайли. Әгәр башқичә ой-мәхсәттә болсаңлар, Худа буниму силәргә көрситип бериду.
Let us, therefore, as many as are perfect, be of this mind; and if ye have a different mind in anything, even this will God reveal to you.
16 Қандақла болмисун, қандақ өлчәмгә йәткән болсақ, шу өлчәм бойичә қәдәм бесиверәйли.
Nevertheless, whereto we have reached, in that let us walk.
17 Мени үлгә қилип әгишиңлар, әй қериндашлар, шундақла биз силәргә тикләп бәргән нәмунә бойичә охшаш йолда маңғанларғиму көзүңларни тикип, улардин үгиниңлар.
Brethren, be ye followers together of me, and mark those who walk as ye have us for an example.
18 Чүнки силәргә көп қетим ейтқинимдәк, вә һазирму көз яшлирим билән қайта ейтимәнки, нурғун кишиләр Мәсиһниң крестиға дүшмән болуп маңмақта.
For many walk, of whom I told you often, and now tell you even weeping, that they are the enemies of the cross of Christ;
19 Уларниң ақивити һалакәттур, худаси өзиниң қарнидур, шәриви қилип махтанғини өз номуссизлиғидур, ойлиғанлири пәқәт бу дуниядики ишлардур.
whose end is destruction, whose God is their belly, and whose glory is in their shame, whose mind is on earthly things.
20 Һалбуки, бизниң пухралиғимиз болса әрштидур, биз дәл шу йәрдин Ниҗаткарниң чүшүшини интизарлиқ билән күтмәктимиз — У болса Рәббимиз Әйса Мәсиһдур.
For the country of which we are citizens is heaven, whence also we wait for a Saviour, the Lord Jesus Christ,
21 У барлиқ мәвҗудатларни Өзигә бойсундуридиған қудрити бойичә бизниң әбгар бу тенимизни өзгәртип, Өзиниң шан-шәрәплик тенигә охшаш һалға кәлтүриду.
who will transform the body of our humiliation so that it shall be conformed to the body of his glory, according to the working of the power with which he is able to subdue all things to himself.