< Филиппилиқларға 2 >
1 Әгәр әнди Мәсиһтә риғбәт бар дейилсә, муһәббәтниң тәсәллиси бар дейилсә, Роһниң сирдашлиғи бар дейилсә, қәлбдә ич ағритишлар һәм рәһимдиллиқ бар дейилсә,
2 — әнди охшаш бир ой-пикирдә болуп, бир-бириңларға охшаш муһәббәттә бағлинип, бир җан бир нийәттә болуп, араңларда һеч иш риқабәттин яки қуруқ шөһрәтпәрәсликтин болмисун; әксичә, ой-хиялиңларда кичик пеиллиқ болуп һәр бириңлар башқиларни өзүңлардин жуқури дәп билиңлар; шундақ болғанда шат-хурамлиғимни камил қилисиләр.
3
4 Һәр бириңлар пәқәт өз ишлириңларға көңүл бөлүп қалмай, бәлки башқиларниңкигиму көңүл бөлүңлар.
5 Мәсиһ Әйсада болған ой-позитсийә силәрдиму болсун: —
6 У Худаниң тип-шәклидә болсиму, Өзини Худа билән тәң қилишни олҗа қилип тутувалмиди;
7 Әксичә, У Өзидин һәммини қуруқдиди, Өзигә қулниң шәклини елип, Инсанларниң сияқиға кирип, инсаний тәбиәттин ортақдаш болуп,
8 Өзини төвән қилип, Һәтта өлүмгичә, йәни кресттики өлүмгичә итаәтмән болди;
9 Шуңа Худа Уни интайин жуқури көтирип мәртивилик қилди, Униңға һәр қандақ намдин үстүн болған намни беғишлидики,
10 Әйсаниң намиға асманларда, йәр йүзидә һәм йәр астида барлиқ тизлар пүкүлүп,
11 ХудаАтиға шан-шәрәп кәлтүрүп һәр бир тил Әйса Мәсиһниң Рәб екәнлигини етирап қилиду.
12 Шуниң билән, әй сөйүмлүклирим, силәр һемишә итаәт қилғиниңлардәк, пәқәт мән йениңларда болғинимдила әмәс, бәлки һазирқидәк мән силәрдин нери болғанда техиму шундақ итаәт билән әймиништә, титригән һалда өз ниҗатиңларни һәртәрәпкә тәтбиқлашқа интилиңлар.
13 Чүнки Худаниң гөзәл хаһиши бойичә силәрниң ирадә тиклишиңларға вә шуниңдәк уни әмәлгә ашурушуңларда ичиңларда ишлигучи Униң Өзидур.
14 Һәммә ишларни ғудуңшимай яки талаш-тартиш қилмай қилиңлар;
15 шуниң билән силәр әйипсиз, сап диллиқ болуп, бу дәвирдики тәтүр, әсәббий адәмләр оттурисида яшап, уларниң арисида дунияға йоруқлуқ бәргүчиләрдәк парлап, Худаниң дағсиз пәрзәнтлири болисиләр;
16 шуниңдәк һаятниң сөз-каламини сунуп бәргүчи болғиниңлар түпәйлидин, мән силәрдин Мәсиһниң күнидә бекар жүгүрмәптимән, бекар җапа тартмаптимән дәп пәхирлинип тәнтәнә қилайлайдиған болимән.
17 Һәтта мән «шарап һәдийә» сүпитидә етиқатиңлардики қурбанлиқ һәм хизмәт-ибадәтниң үстигә қуюлсамму, мән шатлинимән, шундақла силәр билән биллә ортақ шатлинимән.
18 Силәрму охшаш йолда шатлинисиләр вә мән билән биллә ортақ шатлинишиңлар керәк.
19 Лекин мән Рәбдә пат арида Тимотийни йениңларға әвәтишни үмүт қилимәнки, әһвалиңларни аңлап мәнму хуш болсам;
20 чүнки йенимда униңға охшаш, дилимиз бир болған, ишлириңларға чин дилидин көңүл бөлгүчи башқа адәм йоқтур.
21 Чүнки һәммә адәм Әйса Мәсиһниң ишлириға әмәс, бәлки өзиниң ишлири билән шуғуллинишқа интилиду;
22 амма силәр униң салаһийитини, униң хуш хәвәрниң хизмитидә худди атисиға һәмраһ болуп ишләйдиған балидәк мән билән биргә меһнәт сиңдүргәнлигини билисиләр.
23 Әнди ақивитимниң қандақ болидиғанлиғини ениқ билгән һаман, уни дәрһал маңдуруветишни үмүт қилимән;
24 амма өзүмниң йениңларға пат арида баридиғанлиғимға Рәб арқилиқ ишәшим бар.
25 Амма буниңдин авал мениң қериндишим, хизмәтдишим һәм сәпдишим болған, силәрниң әлчиңлар һәм һаҗитимдин чиққан қурбанлиқ ярдимиңларни йәткүзгүчи Епафродитни йениңларға әвәтишни зөрүр таптим,
26 чүнки у һәммиңларға сеғинип тәлпүнгән еди һәм силәрниң униң кесәл һалидин хәвәр тапқиниңлар түпәйлидин азапланди.
27 У дәрвәқә кесәл болуп әҗәлгә йеқинлишип қалди; лекин Худа униңға рәһим қилди; һәм мениң дәрдимниң үстигә дәрд болмисун дәп ялғуз униңғила әмәс, бәлки маңиму рәһим қилди.
28 Шуниңдәк униң билән йәнә көрүшүп шатлинишиңлар вә шундақла өзүмгә нисбәтән дәрдлиримни азайтиш үчүн уни техиму җиддий йолға салмақчимән.
29 Әнди уни шат-хурамлиқ билән Рәбдә қобул қилиңлар һәм униңдәк адәмләргә һөрмәт қилиңлар;
30 чүнки у Мәсиһниң хизмитини дәп, силәрниң маңа қилмақчи болған ярдимиңларни беҗириштә йолуққан бошлуқни толдуруп әҗәлгә йүзлинип, өз җенини тәвәккүл қилди.