< Обадия 1 >
1 Обадия көргән аламәт көрүнүш: — Рәб Пәрвәрдигар Едом тоғрилиқ мундақ дәйду: — (Биз Пәрвәрдигардин бу хәвәрни аңлашқа муйәссәр болдуқ) — «Бир әлчи әлләр арисиға әвәтилди; У: «Орнуңлардин туруңлар, биз униңға қарши җәң қилиш үчүн турайли!» — дәп хәвәр бериду.
2 Мана, Мән сени әлләр арисида кичик қилдим; Сән [әлләр арисида] қаттиқ кәмситилгән хәлиқ болисән!
3 Һәй тик қияниң йериқлири ичидә турғучи, Туралғуси жуқури болғучи, Көңлүңдә: «Ким мени йәргә чүшүрәлисун?!» дегүчи, Көңлүңдики тәкәббурлуқ өзүңни алдап қойди!
4 Сән бүркүттәк өзүңни жуқури көтәрсәңму, Чаңгаңни юлтузлар арисиға тизсаңму, Мән шу йәрдин сени чүшүрүветимән, — дәйду Пәрвәрдигар.
5 Булаңчилар қешиңға кәлсиму, Оғрилар кечиләп йениңға кирсиму, (Һәй, шунчә үзүп ташлинисән!) Улар өзлиригә чушлуқла оғрилайтти әмәсму? Үзүм үзгүчиләр йениңға кәлсиму, азрақ васаңларни қалдуриду әмәсму?
6 Бирақ Әсавниң тәәллуқати қандақ ахтурулди! Униң йошурун байлиқлири қандақ тепип чиқилди!
7 Барлиқ иттипақдашлириң сени чегарайиңғичә һайдиветиду; Сән билән енақ өткәнләр сени алдап, үстүңдин ғәлибә қилиду; Нениңни йегәнләр саңа қилтақ қуриду; [Сән] дәрвәқә йорутулмиғандурсән!
8 Мән шу күни, — дәйду Пәрвәрдигар, — Едомдин данишмәнләрни, Әсавдин әқил-парасәтни йоқатмамдимән?
9 Шуниң билән палванлириң паракәндә болиду, и Теман, Шуниң билән Әсавниң теғидики һәр бир адәм қирғинчилиқта қәтл қилиниду.
10 Укаң Яқупқа қилған зулум-зораванлиғиң түпәйлидин, Иза-аһанәт сени қаплайду; Сән мәңгүгә үзүп ташлинисән.
11 Сән бир чәттә [пәрвасиз] қарап турған күни, Йәни яқа жуттикиләр [бурадириңниң] мүлкини булап кәткән күни, Таипиләр униң дәрвазилиридин кирип Йерусалим үстигә чәк ташлиған күни, Сән уларниң бир әзасиға охшаш болғансән.
12 Бирақ қериндишиңниң апәтлик күнигә пәрвасиз қарап турмаслиғиң керәк еди, Йәһуданиң балилириниң һалакәт күнидә хушал болуп кәтмәслигиң керәк еди; Күлпәтлик күнидә ағзиңни йоған қилмаслиғиң керәк еди;
13 Өз хәлқимни апәт басқан күнидә, уларниң дәрвазисиға кирмәслигиң керәк еди; Уларни апәт басқан күнидә уларниң дәрд-әләмигә ерәнсиз қарап турмаслиғиң керәк еди, Апәт басқан күнидә қолуңни мал-мүлкигә созмаслиғиң керәк еди;
14 Сән шәһәрдин қечип қутулғанларни үзүп ташлаш үчүн һәдә йолда турмаслиғиң керәк еди; Күлпәт басқан күнидә униңдин қутулуп қалғанларни дүшмәнгә тапшурмаслиғиң керәк еди.
15 Чүнки Пәрвәрдигарниң күни барлиқ әлләр үстигә чүшүшкә йеқин қалғандур; Сениң башқиларға қилғиниңдәк, саңиму шундақ қилиниду; Саңа тегишлик җаза өз бешиңға чүшиду;
16 Чүнки сән Өз муқәддәс теғимда [ғәзивимни] ичкиниңдәк, Барлиқ әлләрму шундақ тохтавсиз ичиду; Бәрһәқ, улар ичиду, жутиду, Андин улар һеч мәвҗут әмәстәк йоқап кетиду.
17 Бирақ Зион теғи үстидә панаһ-қутқузулуш болиду, Тағ пак-муқәддәс болиду; Яқуп җәмәтиниң тәәллуқатлири өзигә тәвә болиду;
18 Вә Яқуп җәмәти от, Йүсүп җәмәти ялқун, Әсав җәмәти уларға пахал болиду; [От вә ялқун] Әсав җәмәти ичидә йеқилип, уларни жутуп кетиду; Әсав җәмәтидин һеч бирси қалмайду; Чүнки Пәрвәрдигар шундақ сөз қилған.
19 [Йәһуданиң] җәнубидикиләр Әсавниң теғиға егә болиду; Шәфәлаһ түзләңлигидикиләр Филистийләрниң зиминиға егә болиду, Бәрһәқ, улар Әфраимниң даласи һәм Самарийәниң даласиға егә болиду; Бинямин Гилеадқа егә болиду;
20 Сүргүн болғанлардин қелип қалған Исраиллардин тәркиб тапқан бу қошун Қанаандикиләргә тәвә болған зиминға Зарәфатқичә егә болиду; Сәфарадта сүргүндә турған Йерусалимдикиләр болса җәнуптики шәһәрләргә егә болиду.
21 Андин Зион теғи үстигә қутқузғучилар чиқиду, Улар Әсав теғи үстидин һөкүм сүриду; Шуниң билән падишалиқ Пәрвәрдигарға тәвә болиду!