< Чөл-баявандики сәпәр 9 >

1 Мисир зиминидин чиққандин кейинки иккинчи жили биринчи айда, Пәрвәрдигар Синай чөлидә Мусаға буйруп: —
Misir zéminidin chiqqandin kéyinki ikkinchi yili birinchi ayda, Perwerdigar Sinay chölide Musagha buyrup: —
2 Исраиллар бекитилгән вақитта өтүп кетиш һейтини өткүзсун;
Israillar békitilgen waqitta ötüp kétish héytini ötküzsun;
3 йәни мошу айниң он төртинчи күни гугумда, бекитилгән вақитта, барлиқ бәлгүлимә вә қаидә-тәртип бойичә һейтни өткүзүңлар, — деди.
yeni mushu ayning on tötinchi küni gugumda, békitilgen waqitta, barliq belgilime we qaide-tertip boyiche héytni ötküzünglar, — dédi.
4 Шуниң билән Муса Исраилларға сөз қилип өтүп кетиш һейтини өткүзүшни буйруди.
Shuning bilen Musa Israillargha söz qilip ötüp kétish héytini ötküzüshni buyrudi.
5 Улар биринчи айниң он төртинчи күни гугумда, Синай чөлидә өтүп кетиш һейтини өткүзди; Пәрвәрдигар Мусаға қандақ буйруған болса, Исраиллар шундақ қилди.
Ular birinchi ayning on tötinchi küni gugumda, Sinay chölide ötüp kétish héytini ötküzdi; Perwerdigar Musagha qandaq buyrughan bolsa, Israillar shundaq qildi.
6 Бир нәччәйлән бир өлүккә тегип кетип напак болуп қалғанлиғи үчүн, улар шу күни өтүп кетиш һейтини өткүзәлмиди-дә, улар шу күни Муса билән Һарунниң алдиға келип Мусаға: —
Bir nechcheylen bir ölükke tégip kétip napak bolup qalghanliqi üchün, ular shu küni ötüp kétish héytini ötküzelmidi-de, ular shu küni Musa bilen Harunning aldigha kélip Musagha: —
7 Биз өлүп қалған адәмгә тегип кетип напак болуп қалған болсақму, лекин немишкә Исраилларниң қатарида, бекитилгән вақитта Пәрвәрдигарға сунушқа керәк болғинини елип келиштин рәт қилинимиз? — дейишти.
Biz ölüp qalghan ademge tégip kétip napak bolup qalghan bolsaqmu, lékin némishqa Israillarning qatarida, békitilgen waqitta Perwerdigargha sunushqa kérek bolghinini élip kélishtin ret qilinimiz? — déyishti.
8 — Тохтап туруңлар, мән берип Пәрвәрдигар силәр тоғраңларда немә буйруйдикин, аңлап бақай, — деди Муса уларға.
— Toxtap turunglar, men bérip Perwerdigar siler toghranglarda néme buyruydikin, anglap baqay, — dédi Musa ulargha.
9 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
Perwerdigar Musagha söz qilip mundaq dédi: —
10 Сән Исраилларға мундақ дегин: «Силәр вә силәрниң әвлатлириңлар ичидә бәзиләр өлүкләргә тегип кетип напак болуп қалған болса яки узақ сәпәр үстидә болса, улар йәнила Пәрвәрдигар үчүн өтүп кетиш һейтини өткүзүшкә болиду.
Sen Israillargha mundaq dégin: «Siler we silerning ewladliringlar ichide beziler ölüklerge tégip kétip napak bolup qalghan bolsa yaki uzaq seper üstide bolsa, ular yenila Perwerdigar üchün ötüp kétish héytini ötküzüshke bolidu.
11 Ундақ кишиләр иккинчи айниң он төртинчи күни гугумда һейтни өткүзсун; [һейт таамини] петир нан вә аччиқ көктатлар билән биллә йесун;
Undaq kishiler ikkinchi ayning on tötinchi küni gugumda héytni ötküzsun; [héyt taamini] pétir nan we achchiq köktatlar bilen bille yésun;
12 улардин әтигә азрақму қалдурмисун вә [қозисиниң] устиханлиридин бирәрсиниму сундурғучи болмисун; улар һейтни өтүп кетиш һейтиниң барлиқ бәлгүлимилири бойичә өткүзсун.
ulardin etige azraqmu qaldurmisun we [qozisining] ustixanliridin birersinimu sundurghuchi bolmisun; ular héytni ötüp kétish héytining barliq belgilimiliri boyiche ötküzsun.
13 Һалбуки, пак болған, сәпәр үстидиму болмиған амма өтүп кетиш һейтини өткүзүшкә етивар бәрмигән киши болса өз хәлқидин үзүп ташлиниду; чүнки бекитилгән вақитта Пәрвәрдигарға сунуш керәк болғинини сунмиғанлиғи үчүн, у өз гунайини өз үстигә алиду.
Halbuki, pak bolghan, seper üstidimu bolmighan emma ötüp kétish héytini ötküzüshke étibar bermigen kishi bolsa öz xelqidin üzüp tashlinidu; chünki békitilgen waqitta Perwerdigargha sunush kérek bolghinini sunmighanliqi üchün, u öz gunahini öz üstige alidu.
14 Әгәр араңларда туруватқан ят әллик бир мусапир Пәрвәрдигар үчүн өтүп кетиш һейтини өткүзүшни халиса, у өтүп кетиш һейти тоғрисидики бәлгүлимә вә қаидә-тәртип бойичә өткүзсун; ят әллик мусапирлар үчүн вә зиминда туғулғанлар үчүнму араңларда шу бирла низам болсун.
Eger aranglarda turuwatqan yat ellik bir musapir Perwerdigar üchün ötüp kétish héytini ötküzüshni xalisa, u ötüp kétish héyti toghrisidiki belgilime we qaide-tertip boyiche ötküzsun; yat ellik musapirlar üchün we zéminda tughulghanlar üchünmu aranglarda shu birla nizam bolsun.
15 Ибадәт чедири тикләнгән күни, булут ибадәт чедирини, йәни һөкүм-гувалиқ чедирини қаплап турди; кәчтин таки әтигәнгичә, булут худди оттәк ибадәт чедириниң үстидә турди.
Ibadet chédiri tiklen’gen küni, bulut ibadet chédirini, yeni höküm-guwahliq chédirini qaplap turdi; kechtin taki etigen’giche, bulut xuddi ottek ibadet chédirining üstide turdi.
16 Дайим шундақ болатти; [күндүзи] булут ибадәт чедирини қаплап туратти, кечиси у отқа охшайтти.
Daim shundaq bolatti; [kündüzi] bulut ibadet chédirini qaplap turatti, kéchisi u otqa oxshaytti.
17 Қачаники булут җамаәт чедириниң үстидин көтирилсә, Исраиллар йолға чиқатти; булут қәйәрдә тохтиса, Исраиллар шу йәрдә баргаһ тикәтти.
Qachaniki bulut jamaet chédirining üstidin kötürülse, Israillar yolgha chiqatti; bulut qeyerde toxtisa, Israillar shu yerde bargah tiketti.
18 Исраиллар Пәрвәрдигарниң буйруғи бойичә маңатти, Пәрвәрдигарниң буйруғи бойичә баргаһ тикәтти; булут ибадәт чедириниң үстидә қанчә узақ тохтиса, улар баргаһта шунчә узақ туратти.
Israillar Perwerdigarning buyruqi boyiche mangatti, Perwerdigarning buyruqi boyiche bargah tiketti; bulut ibadet chédirining üstide qanche uzaq toxtisa, ular bargahta shunche uzaq turatti.
19 Булут ибадәт чедириниң үстидә хелә күнләргичә тохтап турса, Исраилларму Пәрвәрдигарниң көрситмисини тутуп сәпәргә чиқмайтти;
Bulut ibadet chédirining üstide xéli künlergiche toxtap tursa, Israillarmu Perwerdigarning körsitmisini tutup seperge chiqmaytti;
20 мабада булут ибадәт чедириниң үстидә пәқәт бир нәччә күнла тохтиса, улар Пәрвәрдигарниң буйруғи бойичә шу вақитта баргаһ қуруп ятатти, андин йәнә Пәрвәрдигарниң буйруғи бойичә сәпәргә атлинатти.
mubada bulut ibadet chédirining üstide peqet birnechche künla toxtisa, ular Perwerdigarning buyruqi boyiche shu waqitta bargah qurup yatatti, andin yene Perwerdigarning buyruqi boyiche seperge atlinatti.
21 Вә мабада булут пәқәтла кәчтин әтигәнгичә тохтап, әттигәндә булут йәнә көтирилсә, улар йәнә йолға чиқатти; мәйли күндүзи яки кечиси булут көтирилсила, улар сәпәргә чиқатти.
We mubada bulut peqetla kechtin etigen’giche toxtap, ettigende bulut yene kötürülse, ular yene yolgha chiqatti; meyli kündüzi yaki kéchisi bulut kötürülsila, ular seperge chiqatti.
22 Булут ибадәт чедириниң үстидә узунрақ турса, мәйли икки күн, бир ай, бир жил турсиму, Исраиллар йолға чиқмай баргаһта туруверәтти; лекин булут көтирилип маңсила улар сәпирини давамлаштуратти.
Bulut ibadet chédirining üstide uzunraq tursa, meyli ikki kün, bir ay, bir yil tursimu, Israillar yolgha chiqmay bargahta turuwéretti; lékin bulut kötürülüp mangsila ular sepirini dawamlashturatti.
23 Пәрвәрдигарниң буйруғи билән улар баргаһ қуратти, Пәрвәрдигарниң буйруғи билән улар сәпәрни давамлаштуратти; улар Пәрвәрдигарниң Мусаниң вастиси билән бәргән әмри бойичә, Пәрвәрдигарниң көрситмисини тутатти.
Perwerdigarning buyruqi bilen ular bargah quratti, Perwerdigarning buyruqi bilen ular seperni dawamlashturatti; ular Perwerdigarning Musaning wastisi bilen bergen emri boyiche, Perwerdigarning körsitmisini tutatti.

< Чөл-баявандики сәпәр 9 >