< Чөл-баявандики сәпәр 8 >
1 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип: —
Pǝrwǝrdigar Musaƣa sɵz ⱪilip: —
2 Сән Һарунға: «Сән чирақлар яқидиған чағда йәттә чирақниң һәммиси чирақданниң алдини йорутидиған болсун» дәп ейтип қой, — деди.
Sǝn Ⱨarunƣa: «Sǝn qiraƣlar yaⱪidiƣan qaƣda yǝttǝ qiraƣning ⱨǝmmisi qiraƣdanning aldini yorutidiƣan bolsun» dǝp eytip ⱪoy, — dedi.
3 Һарун шундақ қилди; у чирақдан үстидики чирақларниң һәммисини яндуруп, худди Пәрвәрдигарниң Мусаға ейтқинидәк, чирақ нурини чирақданниң алдини йорутидиған қилип қойди.
Ⱨarun xundaⱪ ⱪildi; u qiraƣdan üstidiki qiraƣlarning ⱨǝmmisini yandurup, huddi Pǝrwǝrdigarning Musaƣa eytⱪinidǝk, qiraƣ nurini qiraƣdanning aldini yorutidiƣan ⱪilip ⱪoydi.
4 Чирақданниң ясилиши мундақ: у алтундин болқа билән соқуп ясалған, путидин гүллиригичә болқа билән соқуп чиқирилған. Пәрвәрдигар Мусаға көрсәткән нусхидәк, у чирақданни шундақ ясатти.
Qiraƣdanning yasilixi mundaⱪ: u altundin bolⱪa bilǝn soⱪup yasalƣan, putidin güllirigiqǝ bolⱪa bilǝn soⱪup qiⱪirilƣan. Pǝrwǝrdigar Musaƣa kɵrsǝtkǝn nushidǝk, u qiraƣdanni xundaⱪ yasatti.
5 Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди: —
Pǝrwǝrdigar Musaƣa mundaⱪ dedi: —
6 Сән Исраилларниң ичидин Лавийларни таллап чиқип паклиғин.
Sǝn Israillarning iqidin Lawiylarni tallap qiⱪip pakliƣin.
7 Уларни паклаш үчүн уларға мундақ қил: «кафарәт сүйи»ни уларниң бәдинигә чачқин; андин улар өзлири пүтүн бәдинини устура билән чүшүрсун, кийимлирини жуюп өзини пак қилсун.
Ularni paklax üqün ularƣa mundaⱪ ⱪil: «kafarǝt süyi»ni ularning bǝdinigǝ qaqⱪin; andin ular ɵzliri pütün bǝdinini ustura bilǝn qüxürsun, kiyimlirini yuyup ɵzini pak ⱪilsun.
8 Андин кейин улар бир топақ билән шуниңға қошуп ашлиқ һәдийәсини, йәни зәйтун мейи иләштүрүлгән есил унни кәлтүрсун; сән гуна қурбанлиғи үчүн йәнә бир топақни кәлтүр.
Andin keyin ular bir torpaⱪ bilǝn xuningƣa ⱪoxup axliⱪ ⱨǝdiyǝsini, yǝni zǝytun meyi ilǝxtürülgǝn esil unni kǝltürsun; sǝn gunaⱨ ⱪurbanliⱪi üqün yǝnǝ bir torpaⱪni kǝltür.
9 Сән Лавийларни җамаәт чедириниң алдиға кәлтүр вә пүтүн Исраил җамаитини жиғип кәл;
Sǝn Lawiylarni jamaǝt qedirining aldiƣa kǝltür wǝ pütün Israil jamaitini yiƣip kǝl;
10 Лавийларни Пәрвәрдигарниң һозуриға һазир қилғин; андин Исраиллар келип қоллирини уларниң үстигә қойсун.
Lawiylarni Pǝrwǝrdigarning ⱨuzuriƣa ⱨazir ⱪilƣin; andin Israillar kelip ⱪollirini ularning üstigǝ ⱪoysun.
11 Һарун Лавийларни Исраилларниң «пулаңлатма қурбанлиқ»и сүпитидә Пәрвәрдигарниң хизмитини қилсун дәп, Пәрвәрдигарға һәдийә қилсун.
Ⱨarun Lawiylarni Israillarning «pulanglatma ⱪurbanliⱪ»i süpitidǝ Pǝrwǝrdigarning hizmitini ⱪilsun dǝp, Pǝrwǝrdigarƣa ⱨǝdiyǝ ⱪilsun.
12 Лавийлар қоллирини һелиқи икки топақниң бешиға қойсун; сән бирини гуна қурбанлиғи болсун, бирини көйдүрмә қурбанлиқ болсун, Лавийлар үчүн кафарәт кәлтүрсун дәп Пәрвәрдигарға сунғин.
Lawiylar ⱪollirini ⱨeliⱪi ikki torpaⱪning bexiƣa ⱪoysun; sǝn birini gunaⱨ ⱪurbanliⱪi bolsun, birini kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ bolsun, Lawiylar üqün kafarǝt kǝltürsun dǝp Pǝrwǝrdigarƣa sunƣin.
13 Сән андин Лавийларни Һарун билән униң оғуллириниң алдида турғузуп, уларни пулаңлатма қурбанлиқ сүпитидә Пәрвәрдигарға һәдийә қил.
Sǝn andin Lawiylarni Ⱨarun bilǝn uning oƣullirining aldida turƣuzup, ularni pulanglatma ⱪurbanliⱪ süpitidǝ Pǝrwǝrdigarƣa ⱨǝdiyǝ ⱪil.
14 Лавийлар Мениңки болсун дәп, сән Лавийларни әнә шу тәриқидә Исраиллардин айрип чиқ.
Lawiylar Meningki bolsun dǝp, sǝn Lawiylarni ǝnǝ xu tǝriⱪidǝ Israillardin ayrip qiⱪ.
15 Андин Лавийлар кирип җамаәт чедириниң ишлирини қилса болиду; сән уларни пакландур, уларни пулаңлатма қурбанлиқ сүпитидә һәдийә қил.
Andin Lawiylar kirip jamaǝt qedirining ixlirini ⱪilsa bolidu; sǝn ularni paklandur, ularni pulanglatma ⱪurbanliⱪ süpitidǝ ⱨǝdiyǝ ⱪil.
16 Чүнки улар Исраиллар ичидә пүтүнләй Маңа аталған; Мениң уларни Мениңки болсун дәп таллишим уларни Исраилларниң арисида балиятқуниң тунҗа мевиси орнида қойғанлиғимдур.
Qünki ular Israillar iqidǝ pütünlǝy Manga atalƣan; Mening ularni Meningki bolsun dǝp tallixim ularni Israillarning arisida baliyatⱪuning tunji mewisi ornida ⱪoyƣanliⱪimdur.
17 Чүнки Исраилларниң тунҗиси, мәйли у инсан яки һайван болсун, пүтүнләй Маңа тәвәдур; Мән Мисир зиминида барлиқ тунҗиларни өлтүргән күни уларни Өзүмгә муқәддәс қилип еливалған едим.
Qünki Israillarning tunjisi, mǝyli u insan yaki ⱨaywan bolsun, pütünlǝy Manga tǝwǝdur; Mǝn Misir zeminida barliⱪ tunjilarni ɵltürgǝn küni ularni Ɵzümgǝ muⱪǝddǝs ⱪilip eliwalƣanidim.
18 Мениң Лавийларни у йол билән таллишим уларни Исраилларниң ичидики тунҗилириниң орнида қоюшум үчүндур.
Mening Lawiylarni u yol bilǝn tallixim ularni Israillarning iqidiki tunjilirining ornida ⱪoyuxum üqündur.
19 Вә җамаәт чедирида Исраилларниң хизмитидә болсун вә Исраилларниң [гунайини тиләп] кафарәт кәлтүрсун, шуниңдәк Исраиллар муқәддәс җайға йеқинлашқанда улар арисида бала-қаза чиқмисун дәп, Мән Исраиллар ичидин Лавийларни Һарун билән униң оғуллириға бәрдим.
Wǝ jamaǝt qedirida Israillarning hizmitidǝ bolsun wǝ Israillarning [gunaⱨini tilǝp] kafarǝt kǝltürsun, xuningdǝk Israillar muⱪǝddǝs jayƣa yeⱪinlaxⱪanda ular arisida bala-ⱪaza qiⱪmisun dǝp, Mǝn Israillar iqidin Lawiylarni Ⱨarun bilǝn uning oƣulliriƣa bǝrdim.
20 Муса, Һарун вә пүткүл Исраил җамаити Лавийларни шундақ қилди; Пәрвәрдигарниң Лавийлар тоғрилиқ Мусаға буйруғинидәк Исраиллар һәммисини беҗа кәлтүрди.
Musa, Ⱨarun wǝ pütkül Israil jamaiti Lawiylarni xundaⱪ ⱪildi; Pǝrwǝrdigarning Lawiylar toƣruluⱪ Musaƣa buyruƣinidǝk Israillar ⱨǝmmisini bǝja kǝltürdi.
21 Лавийлар шундақ қилип өзлирини [гунадин] паклап, кийим-кечәклирини жуюп пакизлиди; Һарун уларни пулаңлатма қурбанлиқ сүпитидә Пәрвәрдигарға һәдийә қилди; Һарун йәнә уларни паклашқа [гунайини тиләп] кафарәт қилди.
Lawiylar xundaⱪ ⱪilip ɵzlirini [gunaⱨtin] paklap, kiyim-keqǝklirini yuyup pakizlidi; Ⱨarun ularni pulanglatma ⱪurbanliⱪ süpitidǝ Pǝrwǝrdigarƣa ⱨǝdiyǝ ⱪildi; Ⱨarun yǝnǝ ularni paklaxⱪa [gunaⱨini tilǝp] kafarǝt ⱪildi.
22 Андин кейин Лавийлар кирип Һарунниң алдида, шундақла униң оғуллириниң алдида, җамаәт чедири ичидики ишларни қилишқа киришти; Пәрвәрдигар Лавийлар тоғрилиқ Мусаға қандақ буйруған болса, Исраиллар уни шу бойичә беҗа кәлтүрди.
Andin keyin Lawiylar kirip Ⱨarunning aldida, xundaⱪla uning oƣullirining aldida, jamaǝt qediri iqidiki ixlarni ⱪilixⱪa kirixti; Pǝrwǝrdigar Lawiylar toƣruluⱪ Musaƣa ⱪandaⱪ buyruƣan bolsa, Israillar uni xu boyiqǝ bǝja kǝltürdi.
23 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
Pǝrwǝrdigar Musaƣa sɵz ⱪilip mundaⱪ dedi: —
24 Лавийларниң вәзиписи мундақ болсун: — Жигирмә бәш яштин жуқурилири кирип җамаәт чедири ичидики ишларни қилишқа сәпкә кирсун;
Lawiylarning wǝzipisi mundaⱪ bolsun: — Yigirmǝ bǝx yaxtin yuⱪiriliri kirip jamaǝt qediri iqidiki ixlarni ⱪilixⱪa sǝpkǝ kirsun;
25 әллик яшқа йәткәндин кейин сәптин чекинип шу хизмәтни қилмисун;
ǝllik yaxⱪa yǝtkǝndin keyin sǝptin qekinip xu hizmǝtni ⱪilmisun;
26 лекин улар җамаәт чедири ичидә қериндашлириға ярдәмлишип, уларниң һаҗәтлиридин чиқишқа болиду, амма чедирдики рәсмий вәзипидә болмисун. Лавийларниң вәзипилири һәққидә уларға әнә шундақ қил.
lekin ular jamaǝt qediri iqidǝ ⱪerindaxliriƣa yardǝmlixip, ularning ⱨajǝtliridin qiⱪixⱪa bolidu, ǝmma qedirdiki rǝsmiy wǝzipidǝ bolmisun. Lawiylarning wǝzipiliri ⱨǝⱪⱪidǝ ularƣa ǝnǝ xundaⱪ ⱪil.