< Чөл-баявандики сәпәр 7 >
1 Муса ибадәт чедирини тиклигән күни, у чедирни мәсиһ қилип майлап муқәддәс қилди, шундақла униң ичидики барлиқ әсвап-җабдуқлар, қурбангаһ вә униң барлиқ қача-қуча әсваплирини мәсиһ қилип майлап муқәддәс қилди; шү күни шундақ болдики, Исраилниң әмирлири, йәни уларниң ата җәмәтиниң башлиқлири болған, қәбилә әмирлири келип һәдийәләрни сунди; шу қәбилиләрниң әмирлири санақтин өткүзүш ишиға назарәт қилғучилар еди.
2
3 Улар өзлириниң һәдийәлирини Пәрвәрдигарниң һозуриға һазир қилишти, кәлтүрүлгән бу һәдийәләр җәмий болуп алтә һарву, он икки өкүздин ибарәт еди; һәр икки әмир бирлишип бирдин сайивәнлик һарву, һәр бир әмир бирдин өкүз елип кәлди; улар бу һәдийәләрни чедириниң алдиға әкилишти.
4 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип: —
5 Җамаәт чедириниң ишлириға ишлитиш үчүн сән бу нәрсиләрни қобул қилип, Лавийларниң һәр бириниң беҗиридиған ишлири бойичә уларниң ишлитишигә бәргин, — деди.
6 Шуниң билән Муса һарву билән өкүзләрни қобул қилип Лавийларға тапшуруп бәрди.
7 У Гәршон әвлатлириниң қилидиған ишлириға асасән, уларға икки һарву билән төрт өкүз бәрди.
8 Мәрари әвлатлириниң қилидиған ишлириға асасән, уларға төрт һарву билән сәккиз өкүз бәрди; уларниң һәммиси каһин Һарунниң оғли Итамарға қарайтти;
9 лекин у Коһатниң әвлатлириға һеч немә бәрмиди; чүнки улар муқәддәс нәрсиләрни көтиришкә мәсъул еди; демәк, улар мәсъул болған нәрсиләрни өз мүрисидә көтирәтти.
10 Қурбангаһ майлинип мәсиһләнгән күни, уни Худаға беғишлаш йолида әмирләр сунидиған һәдийәлирини елип келип, қурбангаһ алдиға қоюшти.
11 Пәрвәрдигар Мусаға: — Улар қурбангаһни беғишлаш йолида һәдийәлирини сунсун; һәр бир әмир өз күнидә сунсун, — деди.
12 Биринчи күни һәдийә сунғучи Йәһуда қәбилисидин Амминадабниң оғли Наһшон болди.
13 У сунған һәдийә еғирлиғи бир йүз оттуз шәкәл келидиған бир күмүч легән, еғирлиғи йәтмиш шәкәл келидиған бир күмүч дас болуп, булар муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә өлчәнди; ашлиқ һәдийә болсун дәп иккисигә зәйтун мейи арилаштурулған есил ун толдурулған еди;
14 он шәкәл еғирлиқта, хушбуй толдурулған бир алтун пиялә;
15 көйдүрмә қурбанлиқ үчүн бир әркәк топақ, бир қочқар, бир яшлиқ бир әркәк қоза;
16 гуна қурбанлиғи үчүн бир текә;
17 енақлиқ қурбанлиғи үчүн икки буқа, бәш қочқар, бәш текә, бир яшлиқ бәш әркәк қоза; булар Амминадабниң оғли Наһшон сунған һәдийәләр еди.
18 Иккинчи күни һәдийә сунғучи Иссакарниң әмри Зуарниң оғли Нәтанәл болди.
19 У сунған һәдийә еғирлиғи бир йүз оттуз шәкәл келидиған бир күмүч легән, еғирлиғи йәтмиш шәкәл келидиған бир күмүч дас болуп, булар муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә өлчәнди; ашлиқ һәдийә болсун дәп иккисигә зәйтун мейи арилаштурулған есил ун толдурулған еди;
20 он шәкәл еғирлиқта, хушбуй толдурулған бир алтун пиялә;
21 көйдүрмә қурбанлиқ үчүн бир топақ, бир қочқар, бир яшлиқ бир әркәк қоза;
22 гуна қурбанлиғи үчүн бир текә;
23 енақлиқ қурбанлиғи үчүн икки буқа, бәш қочқар, бәш текә, бир яшлиқ бәш әркәк қоза; булар Зуарниң оғли Нәтанәл сунған һәдийәләр еди.
24 Үчинчи күни һәдийә сунғучи Зәбулун әвлатлириниң әмри Һелонниң оғли Елиаб болди.
25 У сунған һәдийә еғирлиғи бир йүз оттуз шәкәл келидиған бир күмүч легән, еғирлиғи йәтмиш шәкәл келидиған бир күмүч дас болуп, булар муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә өлчәнди; ашлиқ һәдийә болсун дәп иккисигә зәйтун мейи арилаштурулған есил ун толдурулған еди;
26 он шәкәл еғирлиқта, хушбуй толдурулған бир алтун пиялә;
27 көйдүрмә қурбанлиқ үчүн бир топақ, бир қочқар, бир яшлиқ бир әркәк қоза;
28 гуна қурбанлиғи үчүн бир текә;
29 енақлиқ қурбанлиғи үчүн икки буқа, бәш қочқар, бәш текә, бир яшлиқ бәш әркәк қоза; булар Һелонниң оғли Елиаб сунған һәдийәләр еди.
30 Төртинчи күни һәдийә сунғучи Рубән әвлатлириниң әмри Шидөрниң оғли Әлизур болди.
31 У сунған һәдийә еғирлиғи бир йүз оттуз шәкәл келидиған бир күмүч легән, еғирлиғи йәтмиш шәкәл келидиған бир күмүч дас болуп, булар муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә өлчәнди; ашлиқ һәдийә болсун дәп иккисигә зәйтун мейи арилаштурулған есил ун толдурулған еди;
32 он шәкәл еғирлиқта, хушбуй толдурулған бир алтун пиялә;
33 көйдүрмә қурбанлиқ үчүн бир топақ, бир қочқар, бир яшлиқ бир әркәк қоза;
34 гуна қурбанлиғи үчүн бир текә;
35 енақлиқ қурбанлиғи үчүн икки буқа, бәш қочқар, бәш текә, бир яшлиқ бәш әркәк қоза; булар Шидөрниң оғли Әлизур сунған һәдийәләр еди.
36 Бәшинчи күни һәдийә сунғучи Шимеон әвлатлириниң әмри Зури-шаддайниң оғли Шелумийәл болди.
37 У сунған һәдийә еғирлиғи бир йүз оттуз шәкәл келидиған бир күмүч легән, еғирлиғи йәтмиш шәкәл келидиған бир күмүч дас болуп, булар муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә өлчәнди; ашлиқ һәдийә болсун дәп иккисигә зәйтун мейи арилаштурулған есил ун толдурулған еди;
38 он шәкәл еғирлиқта, хушбуй толдурулған бир алтун пиялә;
39 көйдүрмә қурбанлиқ үчүн бир топақ, бир қочқар, бир яшлиқ бир әркәк қоза;
40 гуна қурбанлиғи үчүн бир текә;
41 енақлиқ қурбанлиғи үчүн икки буқа, бәш қочқар, бәш текә, бир яшлиқ бәш әркәк қоза; булар Зури-шаддайниң оғли Шелумийәл сунған һәдийәләр еди.
42 Алтинчи күни һәдийә сунғучи Гад әвлатлириниң әмри Деуәлниң оғли Әлиасаф болди.
43 У сунған һәдийә еғирлиғи бир йүз оттуз шәкәл келидиған бир күмүч легән, еғирлиғи йәтмиш шәкәл келидиған бир күмүч дас болуп, булар муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә өлчәнди; ашлиқ һәдийә болсун дәп иккисигә зәйтун мейи арилаштурулған есил ун толдурулған еди;
44 он шәкәл еғирлиқта, хушбуй толдурулған бир алтун пиялә;
45 көйдүрмә қурбанлиқ үчүн бир топақ, бир қочқар, бир яшлиқ бир әркәк қоза;
46 гуна қурбанлиғи үчүн бир текә;
47 енақлиқ қурбанлиғи үчүн икки буқа, бәш қочқар, бәш текә, бир яшлиқ бәш әркәк қоза; булар Деуәлниң оғли Әлиасаф сунған һәдийәләр еди.
48 Йәттинчи күни һәдийә сунғучи Әфраим әвлатлириниң әмри Аммиһудниң оғли Әлишама болди.
49 У сунған һәдийә еғирлиғи бир йүз оттуз шәкәл келидиған бир күмүч легән, еғирлиғи йәтмиш шәкәл келидиған бир күмүч дас болуп, булар муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә өлчәнди; ашлиқ һәдийә болсун дәп иккисигә зәйтун мейи арилаштурулған есил ун толдурулған еди;
50 он шәкәл еғирлиқта, хушбуй толдурулған бир алтун пиялә;
51 көйдүрмә қурбанлиқ үчүн бир топақ, бир қочқар, бир яшлиқ бир әркәк қоза;
52 гуна қурбанлиғи үчүн бир текә;
53 енақлиқ қурбанлиғи үчүн икки буқа, бәш қочқар, бәш текә, бир яшлиқ бәш әркәк қоза; булар Аммиһудниң оғли Әлишама сунған һәдийәләр еди.
54 Сәккизинчи күни һәдийә сунғучи Манассәһ әвлатлириниң әмри Пидаһзурниң оғли Гамалийәл болди.
55 У сунған һәдийә еғирлиғи бир йүз оттуз шәкәл келидиған бир күмүч легән, еғирлиғи йәтмиш шәкәл келидиған бир күмүч дас болуп, булар муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә өлчәнди; ашлиқ һәдийә болсун дәп иккисигә зәйтун мейи арилаштурулған есил ун толдурулған еди;
56 он шәкәл еғирлиқта, хушбуй толдурулған бир алтун пиялә;
57 көйдүрмә қурбанлиқ үчүн бир топақ, бир қочқар, бир яшлиқ бир әркәк қоза;
58 гуна қурбанлиғи үчүн бир текә;
59 енақлиқ қурбанлиғи үчүн икки буқа, бәш қочқар, бәш текә, бир яшлиқ бәш әркәк қоза; булар Пидаһзурниң оғли Гамалийәл сунған һәдийәләр еди.
60 Тоққузинчи күни һәдийә сунғучи Бенямин әвлатлириниң әмри Гидеониниң оғли Абидан болди.
61 У сунған һәдийә еғирлиғи бир йүз оттуз шәкәл келидиған бир күмүч легән, еғирлиғи йәтмиш шәкәл келидиған бир күмүч дас болуп, булар муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә өлчәнди; ашлиқ һәдийә болсун дәп иккисигә зәйтун мейи арилаштурулған есил ун толдурулған еди;
62 он шәкәл еғирлиқта, хушбуй толдурулған бир алтун пиялә;
63 көйдүрмә қурбанлиқ үчүн бир топақ, бир қочқар, бир яшлиқ бир әркәк қоза;
64 гуна қурбанлиғи үчүн бир текә;
65 енақлиқ қурбанлиғи үчүн икки буқа, бәш қочқар, бәш текә, бир яшлиқ бәш әркәк қоза; булар Гидеониниң оғли Абидан сунған һәдийәләр еди.
66 Онинчи күни һәдийә сунғучи Дан әвлатлириниң әмри Аммишаддайниң оғли Аһиәзәр болди.
67 У сунған һәдийә еғирлиғи бир йүз оттуз шәкәл келидиған бир күмүч легән, еғирлиғи йәтмиш шәкәл келидиған бир күмүч дас болуп, булар муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә өлчәнди; ашлиқ һәдийә болсун дәп иккисигә зәйтун мейи арилаштурулған есил ун толдурулған еди;
68 он шәкәл еғирлиқта, хушбуй толдурулған бир алтун пиялә;
69 көйдүрмә қурбанлиқ үчүн бир топақ, бир қочқар, бир яшлиқ бир әркәк қоза;
70 гуна қурбанлиғи үчүн бир текә;
71 енақлиқ қурбанлиғи үчүн икки буқа, бәш қочқар, бәш текә, бир яшлиқ бәш әркәк қоза; булар Аммишаддайниң оғли Аһиәзәр сунған һәдийәләр еди.
72 Он биринчи күни һәдийә сунғучи Ашир әвлатлириниң әмри Окранниң оғли Пагийәл болди.
73 У сунған һәдийә еғирлиғи бир йүз оттуз шәкәл келидиған бир күмүч легән, еғирлиғи йәтмиш шәкәл келидиған бир күмүч дас болуп, булар муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә өлчәнди; ашлиқ һәдийә болсун дәп иккисигә зәйтун мейи арилаштурулған есил ун толдурулған еди;
74 он шәкәл еғирлиқта, хушбуй толдурулған бир алтун пиялә;
75 көйдүрмә қурбанлиқ үчүн бир топақ, бир қочқар, бир яшлиқ бир әркәк қоза;
76 гуна қурбанлиғи үчүн бир текә;
77 енақлиқ қурбанлиғи үчүн икки буқа, бәш қочқар, бәш текә, бир яшлиқ бәш әркәк қоза; булар Окранниң оғли Пагийәл сунған һәдийәләр еди.
78 Он иккинчи күни һәдийә сунғучи Нафтали әвлатлириниң әмри Енанниң оғли Аһира болди.
79 У сунған һәдийә еғирлиғи бир йүз оттуз шәкәл келидиған бир күмүч легән, еғирлиғи йәтмиш шәкәл келидиған бир күмүч дас болуп, булар муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә өлчәнди; ашлиқ һәдийә болсун дәп иккисигә зәйтун мейи арилаштурулған есил ун толдурулған еди;
80 он шәкәл еғирлиқта, хушбуй толдурулған бир алтун пиялә;
81 көйдүрмә қурбанлиқ үчүн бир топақ, бир қочқар, бир яшлиқ бир әркәк қоза;
82 гуна қурбанлиғи үчүн бир текә;
83 енақлиқ қурбанлиғи үчүн икки буқа, бәш қочқар, бәш текә, бир яшлиқ бәш әркәк қоза; булар Енанниң оғли Аһира сунған һәдийәләр еди.
84 Қурбангаһ майлинип мәсиһләнгән күнидә, Исраил әмирлири қурбангаһқа сунған һәдийәләр: — җәмий он икки күмүч легән, он икки күмүч дас, он икки алтун пиялә болди,
85 һәр бир күмүч легәнниң еғирлиғи бир йүз оттуз шәкәл, һәр бир күмүч дасниң еғирлиғи йәтмиш шәкәл еди; мошу қача-қучиға кәткән күмүч муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә өлчәнгәндә, җәмий икки миң төрт йүз шәкәл чиқти;
86 хушбуй билән толдурулған алтун пиялә он икки болуп, муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә өлчәнгәндә, һәр бир алтун пиялиниң еғирлиғи он шәкәл чиқти; бу алтун пиялиләрниң алтуни җәмий бир йүз жигирмә шәкәл чиқти;
87 көйдүрмә қурбанлиқлар үчүн болған маллар: — җәмий он икки топақ, он икки қочқар, он икки бир яшлиқ әркәк қоза еди, һәр бири тегишлик ашлиқ һәдийәләр билән биллә сунулди; он икки текә гуна қурбанлиғи үчүн сунулди;
88 енақлиқ қурбанлиқлири үчүн сунулғини җәмий жигирмә төрт буқа, атмиш қочқар, атмиш текә, бир яшлиқ атмиш әркәк қоза еди. Қурбангаһ майлинип мәсиһлинип, уни Худаға беғишлаш йолида сунулған һәдийәләр мана мошулар.
89 Муса [Пәрвәрдигар] билән сөзләшкили җамаәт чедириға киргән чеғида, у «һөкүм-гувалиқ сандуғи»ниң үстидики «кафарәт тәхти»ниң икки тәрипидики керубниң оттурисидин униң өзигә гәп қилған авазини аңлап турди; Пәрвәрдигар шу йолда униңға сөз қилатти.