< Чөл-баявандики сәпәр 5 >

1 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип: —
Perwerdigar Musagha söz qilip: —
2 Сән Исраилларға әмир қилип: «Силәр писә-мохо кесили билән ақма кесилигә гириптар болғанларни, шундақла өлүккә тегиши билән напак болуп қалған һәммисини әр-аял демәй баргаһтин чиқириветиңлар. Баргаһларни булғивәтмәслиги үчүн уларни баргаһтин чиқириветиңлар; чүнки Мән баргаһ оттурисида макан қилдим» — дегин, — деди.
Sen Israillargha emr qilip: «Siler pise-maxaw késili bilen aqma késilige giriptar bolghanlarni, shundaqla ölükke tégishi bilen napak bolup qalghan hemmisini er-ayal démey bargahtin chiqiriwétinglar. Bargahlarni bulghiwetmesliki üchün ularni bargahtin chiqiriwétinglar; chünki Men bargah otturisida makan qildim» — dégin, — dédi.
3
4 Исраиллар шундақ қилип уларни баргаһтин чиқиривәтти; Пәрвәрдигар Мусаға қандақ әмир қилған болса, Исраиллар шундақ қилди.
Israillar shundaq qilip ularni bargahtin chiqiriwetti; Perwerdigar Musagha qandaq emr qilghan bolsa, Israillar shundaq qildi.
5 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
Perwerdigar Musagha söz qilip mundaq dédi: —
6 Сән Исраилларға ейтқин: — Мәйли әр яки аял болсун, әгәр у инсанларниң Пәрвәрдигарға вапасизлиқ қилидиған һәр қандақ гуналиридин бирини садир қилип, шуниң билән гунакар дәп бекитилсә,
Sen Israillargha éytqin: — Meyli er yaki ayal bolsun, eger u insanlarning Perwerdigargha wapasizliq qilidighan herqandaq gunahliridin birini sadir qilip, shuning bilen gunahkar dep békitilse,
7 ундақта у өзи өткүзгән гунайиға иқрар қилип, итаәтсизлиги кәлтүрүп чиқарған, зиянланғучиниң зийинини толуқ төләп бериши керәк вә униң сиртида у кишигә йәнә бәштин бир үлүшни қошуп төләп бәрсун.
undaqta u özi ötküzgen gunahigha iqrar qilip, itaetsizliki keltürüp chiqarghan, ziyanlan’ghuchining ziyinini toluq tölep bérishi kérek we uning sirtida u kishige yene beshtin bir ülüshni qoshup tölep bersun.
8 Зиянланғучиниң мабада итаәтсизлик кәлтүрүп чиқарған зиянға берилгән төләм пулини алғидәк туққини болмиса, төләм пули гунакар болған кишиниң кафаритигә сунулидиған қошқарға қошулуп, Пәрвәрдигарға атилип, каһинға берилсун.
Ziyanlan’ghuchining mubada itaetsizlik keltürüp chiqarghan ziyan’gha bérilgen tölem pulini alghudek tughqini bolmisa, tölem puli gunahkar bolghan kishining kafaritige sunulidighan qoshqargha qoshulup, Perwerdigargha atilip, kahin’gha bérilsun.
9 Шуниңдәк Исраилларниң Худаға атиған барлиқ муқәддәс һәдийәлири, йәни каһинға кәлтүргән нәрсиләрдин барлиқ «көтәрмә қурбанлиқ-һәдийә»ләр каһинға һесап болсун.
Shuningdek Israillarning Xudagha atighan barliq muqeddes hediyeliri, yeni kahin’gha keltürgen nersilerdin barliq «kötürme qurbanliq-hediye»ler kahin’gha hésab bolsun.
10 Һәр ким Худаға атиған һәдийәләр муқәддәс дәп һесаплансун, шундақла каһинниң болсун; кишиләр каһинға немә һәдийә қилса, униң һәммиси каһинниң болсун.
Herkim Xudagha atighan hediyeler muqeddes dep hésablansun, shundaqla kahinning bolsun; kishiler kahin’gha néme hediye qilsa, uning hemmisi kahinning bolsun.
11 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
Perwerdigar Musagha söz qilip mundaq dédi: —
12 Сән Исраилларға сөз қилип мундақ дегин: — Әгәр бирисиниң хотуни өз еридин йүз өрүгән, садақәтсизлик қилған болса,
Sen Israillargha söz qilip mundaq dégin: — Eger birsining xotuni öz éridin yüz örügen, sadaqetsizlik qilghan bolsa,
13 — демәк, башқа бириси билән йеқинлашқан, шундақла униң булғанғанлиғи ериниң көзлиридин йошурун болған болса, һеч гувачи болмиған һәм гуна қилған чеғида тутулупму қалмиған болса,
— démek, bashqa birsi bilen yéqinlashqan, shundaqla uning bulghan’ghanliqi érining közliridin yoshurun bolghan bolsa, héch guwahchi bolmighan hem gunah qilghan chéghida tutulupmu qalmighan bolsa,
14 шундақ әһвалда, ери өз хотунидин гуман қилип күнлисә, хотуни растла зина қилип булғанған болса (яки өз хотуниға гуман қилип күнлисиму, хотуни зина қилмиған вә булғанмиған болса)
shundaq ehwalda, éri öz xotunidin guman qilip künlise, xotuni rastla zina qilip bulghan’ghan bolsa (yaki öz xotunigha guman qilip künlisimu, xotuni zina qilmighan we bulghanmighan bolsa)
15 әһвалини испатлаш үчүн бу адәм хотунини каһинниң йениға әкәлсун һәм хотуни үчүн зөрүр ашлиқ һәдийәси, йәни арпа ундин ондин бир әфаһни алғач кәлсун; шу һәдийәниң үстигә у һеч зәйтун мейи қуймисун яки һеч мәстики қошуп қоймисун; чүнки бу күндашлиқ һәдийәси, әсләтмә ашлиқ һәдийәси болуп, уларниң қәбиһлигигә болған әсләтмидур.
ehwalini ispatlash üchün bu adem xotunini kahinning yénigha ekelsun hem xotuni üchün zörür ashliq hediyesi, yeni arpa undin ondin bir efahni alghach kelsun; shu hediyening üstige u héch zeytun méyi quymisun yaki héch mestiki qoshup qoymisun; chünki bu kündashliq hediyesi, esletme ashliq hediyesi bolup, ularning qebihlikige bolghan esletmidur.
16 Каһин у хотунни алдиға кәлтүрүп, Пәрвәрдигарниң һозурида турғузсун.
Kahin u xotunni aldigha keltürüp, Perwerdigarning huzurida turghuzsun.
17 Каһин комзәккә муқәддәс судин қуюп, ибадәт чедириниң йәр тописидин бир чимдим елип суға чечип қойсун.
Kahin komzekke muqeddes sudin quyup, ibadet chédirining yer topisidin bir chimdim élip sugha chéchip qoysun.
18 Каһин у хотунни Пәрвәрдигарниң һозурида турғузуп, бешини ечип, әсләтмә ашлиқ һәдийәси, йәни күндашлиқ һәдийәсини униң қолиға тутқузсун, андин каһин қолиға қарғиш кәлтүргүчи әләм сүйини алсун.
Kahin u xotunni Perwerdigarning huzurida turghuzup, béshini échip, esletme ashliq hediyesi, yeni kündashliq hediyesini uning qoligha tutquzsun, andin kahin qoligha qarghish keltürgüchi elem süyini alsun.
19 Каһин у хотунға қәсәм ичкүзүп, униңға «Дәрвәқә сән һеч қандақ адәм билән биллә ятмиған, ериңниң орнида башқа бириси билән биллә болушқа езип бузуқлуқ қилмиған болсаң, ундақта сән бу қарғиш кәлтүргүчи әләм сүйидин халас болғайсән.
Kahin u xotun’gha qesem ichküzüp, uninggha «Derweqe sen héchqandaq adem bilen bille yatmighan, éringning ornida bashqa birsi bilen bille bolushqa ézip buzuqluq qilmighan bolsang, undaqta sen bu qarghish keltürgüchi elem süyidin xalas bolghaysen.
20 Лекин сән ериңниң орнида башқа бирисигә йеқинлишип өзүңни булғиған болсаң, ериңдин башқа бир әр сән билән биллә ятқан болса, —» десун;
Lékin sen éringning ornida bashqa birsige yéqinliship özüngni bulghighan bolsang, éringdin bashqa bir er sen bilen bille yatqan bolsa, —» désun;
21 андин каһин у хотунға қарғиш қәсимини ичкүзгәндин кейин, йәнә униңға: «— Пәрвәрдигар янпашңни йиглитип, қосиғиңни ишшитивәтсун, шуниңдәк Пәрвәрдигар сени өз хәлқиң ичидә қарғиш вә қәсәм ичиш дәстикигә айландурсун; бу қарғиш сүйи ич-қарниңға кирип, қосиғиңни ишшитивәтсун, янпашңни йигилитивәтсун» дегәндә, у хотун: «Амин, амин» десун.
andin kahin u xotun’gha qarghish qesimini ichküzgendin kéyin, yene uninggha: «— Perwerdigar yotangni yiglitip, qorsiqingni ishshitiwetsun, shuningdek Perwerdigar séni öz xelqing ichide qarghish we qesem ichish destikige aylandursun; bu qarghish süyi ich-qarninggha kirip, qorsiqingni ishshitiwetsun, yotangni yigilitiwetsun» dégende, u xotun: «Amin, amin» désun.
23 Шуниңдәк каһин бу қарғиш сөзлирини дәптәргә пүтүп қойсун, шундақла язған сөзләрни әләм сүйигә чилисун,
Shuningdek kahin bu qarghish sözlirini depterge pütüp qoysun, shundaqla yazghan sözlerni elem süyige chilisun,
24 андин у хотунға бу қарғиш кәлтүргүчи әләм сүйини ичкүзсун, бу қарғиш кәлтүргүчи су униң ичигә кириши биләнла униңға азап-әләм болиду.
andin u xotun’gha bu qarghish keltürgüchi elem süyini ichküzsun, bu qarghish keltürgüchi su uning ichige kirishi bilenla uninggha azab-elem bolidu.
25 Каһин у хотунниң қолидин күндашлиқ ашлиқ һәдийәсини елип, уни Пәрвәрдигарниң һозурида пулаңлитип болғандин кейин, қурбангаһқа елип кәлсун.
Kahin u xotunning qolidin kündashliq ashliq hediyesini élip, uni Perwerdigarning huzurida pulanglitip bolghandin kéyin, qurban’gahqa élip kelsun.
26 Каһин һәдийәдин бир сиқим ун елип, хатирә һесавида қурбангаһқа қоюп көйдүрсун; андин у хотунға бу суни ичкүзсун.
Kahin hediyedin bir siqim un élip, xatire hésabida qurban’gahqa qoyup köydürsun; andin u xotun’gha bu suni ichküzsun.
27 Каһин әнди у хотунға суни ичкүзгәндин кейин, әгәр у һәқиқий булғанған болуп, өз еригә садақәтсизлик қилған болса, чоқум шундақ болидуки, бу қарғиш сүйи униң ичигә киргәндин кейин униңға азап-әләм кәлтүриду; униң қосиғи ишшип, янпиши йигиләп кетиду; шуниң билән у хотун өз хәлқи ичидә қарғишқа кетиду.
Kahin emdi u xotun’gha suni ichküzgendin kéyin, eger u heqiqiy bulghan’ghan bolup, öz érige sadaqetsizlik qilghan bolsa, choqum shundaq boliduki, bu qarghish süyi uning ichige kirgendin kéyin uninggha azab-elem keltüridu; uning qorsiqi ishship, yotisi yigilep kétidu; shuning bilen u xotun öz xelqi ichide qarghishqa kétidu.
28 Лекин әгәр у хотун булғанмиған пак болса, шу иштин халас болиду вә әксичә һамилдар болуп пәрзәнтлик болиду.
Lékin eger u xotun bulghanmighan pak bolsa, shu ishtin xalas bolidu we eksiche hamilidar bolup perzentlik bolidu.
29 Мана бу күндашлиқ тоғрисидики қанундур; хотун өз ериниң орнида башқа бириси билән биллә болуши билән езип булғанған болса
Mana bu kündashliq toghrisidiki qanundur; xotun öz érining ornida bashqa birsi bilen bille bolushi bilen ézip bulghan’ghan bolsa
30 вә яки бириси хотунидин гуман қилип күнлисә, ундақта у хотунини Пәрвәрдигарниң алдида турғузсун, каһин униңға шу қанун бойичә һәммини иҗра қилсун.
we yaki birsi xotunidin guman qilip künlise, undaqta u xotunini Perwerdigarning aldida turghuzsun, kahin uninggha shu qanun boyiche hemmini ijra qilsun.
31 Әнә шундақ қилғанда, әр гунадин халас болуп, хотун өз гунайини көтириду.
Ene shundaq qilghanda, er gunahtin xalas bolup, xotun öz gunahini kötiridu.

< Чөл-баявандики сәпәр 5 >