< Чөл-баявандики сәпәр 36 >

1 Йүсүп әвлатлириниң җәмәтлиридин Манассәһниң нәвриси, Макирниң оғли Гилеадниң әвлатлириниң җәмәт башлиқлири Муса вә Исраилларниң каттилири болған әмирләрниң алдиға келип мундақ деди: —
Yüsüp ewladlirining jemetliridin Manassehning newrisi, Makirning oghli Giléadning ewladlirining jemet bashliqliri Musa we Israillarning kattiliri bolghan emirlerning aldigha kélip mundaq dédi: —
2 «Пәрвәрдигар илгири ғоҗамға чәк ташлап зиминни Исраил хәлқигә мирас қилип тәқсим қилип беришни буйруған; ғоҗамму Пәрвәрдигарниң қериндишимиз Зәлофиһадниң мирасини униң қизлириға тәқсим қилип бериш тоғрисидики буйруғиниму алған.
«Perwerdigar ilgiri ghojamgha chek tashlap zéminni Israil xelqige miras qilip teqsim qilip bérishni buyrughan; ghojammu Perwerdigarning qérindishimiz Zelofihadning mirasini uning qizlirigha teqsim qilip bérish toghrisidiki buyruqinimu alghan.
3 Лекин, улар Исраилларниң башқа қәбилисидикиләргә ятлиқ болуп кәтсә, уларниң мирасиму ата-бовилиримизниң мирасидин чиқип уларниң әрлириниң қәбилисиниң мирасиға қошулуп кетиду; ундақ болғанда биз чәк ташлап еришкән мирас түгәйду.
Lékin, ular Israillarning bashqa qebilisidikilerge yatliq bolup ketse, ularning mirasimu ata-bowilirimizning mirasidin chiqip ularning erlirining qebilisining mirasigha qoshulup kétidu; undaq bolghanda biz chek tashlap érishken miras tügeydu.
4 Исраилларниң «азатлиқ жили» кәлгәндә уларниң мираси уларниң әрлириниң қәбилисиниң мирасиға қошулуп кетиду; бундақ болғанда уларниң мираси бизниң ата-бовилиримизниң мирасидин елип кетилиду».
Israillarning «azadliq yili» kelgende ularning mirasi ularning erlirining qebilisining mirasigha qoshulup kétidu; bundaq bolghanda ularning mirasi bizning ata-bowilirimizning mirasidin élip kétilidu».
5 Муса Пәрвәрдигарниң сөзи бойичә Исраилларға сөз қилип мундақ әмир қилип: — Йүсүп қәбилисидикиләр тоғра ейтиду.
Musa Perwerdigarning sözi boyiche Israillargha söz qilip mundaq emr qilip: — Yüsüp qebilisidikiler toghra éytidu.
6 Зәлофиһадниң қизлири тоғрисида Пәрвәрдигарниң буйруғини мундақ: «Улар өзлири халиған әргә ятлиқ болса болувериду, лекин өз җәмәти, өз ата қәбилисидин болған биригә ятлиқ болуши керәк.
Zelofihadning qizliri toghrisida Perwerdigarning buyrughini mundaq: «Ular özliri xalighan erge yatliq bolsa boluwéridu, lékin öz jemeti, öz ata qebilisidin bolghan birige yatliq bolushi kérek.
7 Шундақ болғанда Исраилларниң мираси бир қәбилидин йәнә бир қәбилигә йөткилип кәтмәйду; Исраилларниң һәр бири өз ата-бовилириниң қәбилисиниң мирасини чиң тутуп қоюп бәрмәслиги керәк.
Shundaq bolghanda Israillarning mirasi bir qebilidin yene bir qebilige yötkilip ketmeydu; Israillarning herbiri öz ata-bowilirining qebilisining mirasini ching tutup qoyup bermesliki kérek.
8 Исраилларниң һәр бири өз ата-бовилириниң мирасини егиләш үчүн Исраил қәбилилиридин мирасқа варислиқ қилған һәр бир қиз-аял өз ата-бовилириниң қәбилисидин болған бирисигә ятлиқ болуши керәк.
Israillarning herbiri öz ata-bowilirining mirasini igilesh üchün Israil qebililiridin mirasqa warisliq qilghan herbir qiz-ayal öz ata-bowilirining qebilisidin bolghan birsige yatliq bolushi kérek.
9 Мошундақ болғанда, Исраилларниң мираси бир қәбилидин йәнә бир қәбилигә йөткилип кәтмәйду; чүнки Исраил қәбилилири өз мирасини қолидин бәрмәслиги керәк, — деди.
Mushundaq bolghanda, Israillarning mirasi bir qebilidin yene bir qebilige yötkilip ketmeydu; chünki Israil qebililiri öz mirasini qolidin bermesliki kérek, — dédi.
10 Пәрвәрдигар Мусаға қандақ әмир қилған болса, Зәлофиһадниң қизлириму шундақ қилди.
Perwerdigar Musagha qandaq emr qilghan bolsa, Zelofihadning qizlirimu shundaq qildi.
11 Зәлофиһадниң қизлиридин Маһлаһ, Тирзаһ, Һоглаһ, Милкаһ вә Ноаһлар өз тағилириниң оғуллириға ятлиқ болди.
Zelofihadning qizliridin Mahlah, Tirzah, Hoglah, Milkah we Noahlar öz taghilirining oghullirigha yatliq boldi.
12 Улар Йүсүпниң оғли Манассәһниң әвлатлириниң җәмәтидикиләргә ятлиқ болди; уларниң мираси йәнила атисиниң қәбилиси ичидә қалди.
Ular Yüsüpning oghli Manassehning ewladlirining jemetidikilerge yatliq boldi; ularning mirasi yenila atisining qebilisi ichide qaldi.
13 Булар Пәрвәрдигар Йерихониң удулида, Иордан дәриясиниң бойидики Моаб түзләңликлиридә Мусаниң вастиси билән Исраилларға буйруған әмирләр вә һөкүмләрдур.
Bular Perwerdigar Yérixoning udulida, Iordan deryasining boyidiki Moab tüzlenglikliride Musaning wasitisi bilen Israillargha buyrughan emrler we hökümlerdur.

< Чөл-баявандики сәпәр 36 >