< Чөл-баявандики сәпәр 34 >
1 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
Perwerdigar Musagha söz qilip mundaq dédi: —
2 Сән Исраилларға сөз қилип мундақ буйруғин: «Силәр Қанаан зиминиға киргән чағда, силәргә мирас болушқа тәқсим қилинидиған зимин Қанаан зимини болиду; зиминниң бекитилгән җай-чегаралири мундақ болиду: —
Sen Israillargha söz qilip mundaq buyrughin: «Siler Qanaan zéminigha kirgen chaghda, silerge miras bolushqa teqsim qilinidighan zémin Qanaan zémini bolidu; zéminning békitilgen jay-chégraliri mundaq bolidu: —
3 Силәрниң җәнуп тәрипиңләр Зин чөлидин башлап Едом чегарисиға тақалсун; андин җәнуп тәрәптики чегараңлар «Шор деңизи»ниң җәнуп тәрипиниң әң айиғиға йәтсун;
Silerning jenub teripingler Zin chölidin bashlap Édom chégrisigha taqalsun; andin jenub tereptiki chégranglar «Shor déngizi»ning jenub teripining eng ayighigha yetsun;
4 шу йәрдин чегараңлар «Сериқ Ешәк давини»ниң җәнуп тәрипидин бурулуп зинға өтсун; униң айиғи топтоғра Қадәш-Барнеаниң җәнубида болиду; андин у йәрдин йәнә Һазар-Аддарға берип, Азмонға тутишиду;
shu yerdin chégranglar «Sériq Éshek dawini»ning jenub teripidin burulup zin’gha ötsun; uning ayighi toptoghra Qadesh-Barnéaning jenubida bolidu; andin u yerdin yene Hazar-Addargha bérip, Azmon’gha tutishidu;
5 андин чегара Азмондин бурулуп меңип, Мисир еқиниға бариду вә деңизғичә тутишиду.
andin chégra Azmondin burulup méngip, Misir éqinigha baridu we déngizghiche tutishidu.
6 Күн петиш тәрәптә чегараңлар «Улуқ деңиз»ниң өзи болиду, йәни униң бойлири болиду; мана бу силәрниң күн петиш тәрәптики чегараңлар болиду.
Kün pétish terepte chégranglar «Ulugh déngiz»ning özi bolidu, yeni uning boyliri bolidu; mana bu silerning kün pétish tereptiki chégranglar bolidu.
7 Шимал тәрәптики чегараңлар мундақ болиду: — «Улуқ деңиз»дин башлап һор теғиғичә пасил сизилсун;
Shimal tereptiki chégranglar mundaq bolidu: — «Ulugh déngiz»din bashlap hor téghighiche pasil sizilsun;
8 пасил сизиғи Һор теғидин башлап Хамат еғизиға созулуп, андин чегара Зәдадға туташсун;
pasil siziqi Hor téghidin bashlap Xamat éghizigha sozulup, andin chégra Zedadgha tutashsun;
9 чегара йәнә Зифронға өтүп Һазар-Енанда ахирлашсун; мана бу силәрниң шималий чегараңлар болиду.
chégra yene Zifron’gha ötüp Hazar-Énanda axirlashsun; mana bu silerning shimaliy chégranglar bolidu.
10 Андин шәрқий чегарайиңларниң пасил сизиғи Һазар-Енандин Шефамғичә сизилсун.
Andin sherqiy chégrayinglarning pasil siziqi Hazar-Énandin Shéfamghiche sizilsun.
11 Бу чегара Шефамдин Айинниң күн чиқиш тәрипидики Риблаһқа чүшиду; андин чегара шу йәрдин чүшүп Киннәрәт деңизиниң давинидин өтүп күн чиқиш тәрәпкә тутишиду.
Bu chégra Shéfamdin Ayinning kün chiqish teripidiki Riblahqa chüshidu; andin chégra shu yerdin chüshüp Kinneret déngizining dawinidin ötüp kün chiqish terepke tutishidu.
12 Андин чегара төвәнләп Иордан дәриясини бойлап чүшүп, Шор Деңизиғичә йәтсун. Мана бу чегаралар билән бекитилгән зиминиңлар болиду».
Andin chégra töwenlep Iordan deryasini boylap chüshüp, Shor Déngizighiche yetsun. Mana bu chégralar bilen békitilgen zémininglar bolidu».
13 Муса Исраилларға сөз қилип мундақ дәп буйруди: — «Мана бу Пәрвәрдигар тоққуз қәбилә вә йерим қәбилигә тәқдим қилинсун дәп буйруған, чәк ташлиниш арқилиқ өзүңлар варислиқ қилидиған зиминиңлар болиду;
Musa Israillargha söz qilip mundaq dep buyrudi: — «Mana bu Perwerdigar toqquz qebile we yérim qebilige teqdim qilinsun dep buyrughan, chek tashlinish arqiliq özünglar warisliq qilidighan zémininglar bolidu;
14 чүнки Рубән қәбилисидикиләр ата җәмәти бойичә вә Гад қәбилисидикиләр ата җәмәти бойичә өз мирасиға аллиқачан варислиқ қилип уни егилигән, Манассәһниң йерим қәбилисиму өз мирасиға варислиқ қилип уни егилигән;
chünki Ruben qebilisidikiler ata jemeti boyiche we Gad qebilisidikiler ata jemeti boyiche öz mirasigha alliqachan warisliq qilip uni igiligen, Manassehning yérim qebilisimu öz mirasigha warisliq qilip uni igiligen;
15 Бу икки қәбилә вә йерим қәбилә Йерихониң удулида, Иордан дәриясиниң шәрқий қирғиқидики күн чиқиш тәрәптә өз мираслирини елип болған».
Bu ikki qebile we yérim qebile Yérixoning udulida, Iordan deryasining sherqiy qirghiqidiki kün chiqish terepte öz miraslirini élip bolghan».
16 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
Perwerdigar Musagha söz qilip mundaq dédi: —
17 Төвәндикиләр зиминни силәргә тәқсим қилип бәргүчиләрниң исимлиғи: — Каһин Әлиазар вә Нунниң оғли Йәшуа.
Töwendikiler zéminni silerge teqsim qilip bergüchilerning isimliki: — Kahin Eliazar we Nunning oghli Yeshua.
18 Силәрму йәнә зимин тәқсим қилишқа ярдәмлишиш үчүн һәр қәбилидин бирдин әмир таллап бериңлар.
Silermu yene zémin teqsim qilishqa yardemlishish üchün her qebilidin birdin emir tallap béringlar.
19 Буларниң исми мундақ: — Йәһуда қәбилисидин Йәфуннәһниң оғли Каләб.
Bularning ismi mundaq: — Yehuda qebilisidin Yefunnehning oghli Kaleb.
20 Шимеон қәбилисидикиләрдин Аммиһудниң оғли Шәмуәл.
Shiméon qebilisidikilerdin Ammihudning oghli Shemuel.
21 Бинямин қәбилисидин Кислонниң оғли Әлидад.
Binyamin qebilisidin Kislonning oghli Elidad.
22 Дан қәбилисидикиләрдин Йоглиниң оғли, әмир Букки еди.
Dan qebilisidikilerdin Yoglining oghli, emir Bukki idi.
23 Йүсүпниң әвлатлиридин: — Манассәһ қәбилисидикиләрдин Әфодниң оғли әмир Һаннийәл
Yüsüpning ewladliridin: — Manasseh qebilisidikilerdin Efodning oghli emir Hanniyel
24 һәм Әфраим қәбилисидикиләрдин Шифтанниң оғли әмир Кәмуәл.
hem Efraim qebilisidikilerdin Shiftanning oghli emir Kemuel.
25 Зәбулун қәбилисидикиләрдин Парнақниң оғли әмир Әлизафан;
Zebulun qebilisidikilerdin Parnaqning oghli emir Elizafan;
26 Иссакар қәбилисидикиләрдин Аззанниң оғли әмир Палтийәл;
Issakar qebilisidikilerdin Azzanning oghli emir Paltiyel;
27 Ашир қәбилисидикиләрдин Шеломиниң оғли әмир Ахиһуд;
Ashir qebilisidikilerdin Shélomining oghli emir Axihud;
28 Нафтали қәбилисидикиләрдин Аммиһудниң оғли әмир Пәдаһәл еди.
Naftali qebilisidikilerdin Ammihudning oghli emir Pedahel idi.
29 Мана булар Пәрвәрдигар әмир қилип Исраилларға Қанаан зиминидики мираслирини тәқсим қилишқа бекиткәнләр еди.
Mana bular Perwerdigar emr qilip Israillargha Qanaan zéminidiki miraslirini teqsim qilishqa békitkenler idi.