< Чөл-баявандики сәпәр 33 >
1 Төвәндикиләр өз қошунлири бойичә, Муса билән Һарунниң йетәкчилиги астида Мисир зиминидин чиққан Исраилларниң маңған йоллиридур;
2 Муса Пәрвәрдигарниң әмри бойичә, өзлириниң сәпәр қилған йоллирини пүтүп қойди, уларниң сәпәр қилған йоллири мундақ: —
3 Биринчи айниң он бәшинчи күни [Исраиллар] Рамсәс шәһиридин сәпәргә чиқти; өтүп кетиш һейтиниң әтиси улар барлиқ Мисирлиқларниң көз алдида мәртанилик билән йолға чиқти.
4 Бу чағда Мисирлиқлар уларниң арисидики Пәрвәрдигар тәрипидин өлтүрүлгәнләрни, йәни барлиқ тунҗа оғуллирини дәпнә қиливатқан еди; Пәрвәрдигар Мисирлиқларниң мәбудлириниң үстидин һөкүм чүшүрди.
5 Исраиллар Рамсәстин йолға чиқип Суккотқа берип чедир тикти.
6 Улар Суккоттин йолға чиқип чөл-баяванниң айиғидики Етамға берип чедир тикти.
7 Етамдин йолға чиқип, айлинип Баал-Зефонниң удулидики Пи-Хахиротқа берип Мигдолниң алдида чедир тикти.
8 Пи-хахироттин йолға чиқип, деңизниң оттурисидин өтүп, Етам чөлидә үч күн йол жүрүп Мараһда чедир тикти.
9 Мараһдин йолға чиқип Елимгә кәлди; Елимдә он икки булақ билән йәтмиш хорма дәриғи бар еди; улар шу йәрдә чедир тикти.
10 Елимдин йолға чиқип Қизил Деңиз бойида чедир тикти.
11 Қизил Деңиздин йолға чиқип Син чөлидә чедир тикти.
12 Син чөлидин йолға чиқип Дофқаһқа келип чедир тикти.
13 Дофқаһдин йолға чиқип Алушқа берип чедир тикти.
14 Андин кейин Алуштин йолға чиқип Рифидимға келип чедир тикти, у йәрдә хәлиққә ичидиған су тепилмай қалди.
15 Рифидимдин йолға чиқип, Синай чөлигә берип чедир тикти.
16 Синай чөлидин йолға чиқип Қиброт-Һаттаваһқа келип чедир тикти.
17 Қиброт-һаттаваһдин йолға чиқип Һазиротта чедир тикти.
18 Һазироттин йолға чиқип Ритмаһда чедир тикти.
19 Ритмаһдин йолға чиқип Риммон-Пәрәздә чедир тикти.
20 Риммон-Пәрәздин йолға чиқип Либнаһда чедир тикти.
21 Либнаһдин йолға чиқип Риссаһда чедир тикти.
22 Риссаһдин йолға чиқип Кәһәлатаһда чедир тикти.
23 Кәһәлатаһдин йолға чиқип Шафир теғида чедир тикти.
24 Шафир теғидин йолға чиқип Һарадаһта чедир тикти.
25 Һарадаһдин йолға чиқип Макһилотта чедир тикти.
26 Макһилоттин йолға чиқип Таһатта чедир тикти.
27 Таһаттин йолға чиқип Тәраһда чедир тикти.
28 Тәраһдин йолға чиқип Митқаһда чедир тикти.
29 Митқаһдин йолға чиқип Һашмонаһта чедир тикти.
30 Һашмонаһтин йолға чиқип Мошәротта чедир тикти.
31 Мошәроттин йолға чиқип Бәнә-Яаканда чедир тикти.
32 Бәнә-Яакандин йолға чиқип Хор-Һагидгадқа берип чедир тикти.
33 Хор-Һагидгадтин йолға чиқип Йотбатаһқа келип чедир тикти.
34 Йотбатаһтин йолға чиқип Абронаһқа келип чедир тикти.
35 Абронаһтин йолға чиқип Әзион-Гәбәргә келип чедир тикти.
36 Әзион-Гәбәрдин йолға чиқип Зин чөлидә, йәни Қадәштә чедир тикти.
37 Қадәштин йолға чиқип Едом зимининиң чегарисидики Һор теғида чедир тикти.
38 Исраиллар Мисир зиминидин чиққандин кейинки қириқинчи жили бәшинчи айниң биринчи күни, каһин Һарун Пәрвәрдигарниң әмри бойичә Һор теғиға чиқип шу йәрдә өлди.
39 Һарун Һор теғида өлгән чеғида бир йүз жигирмә үч яшта еди.
40 У чағда, Қанаан зимининиң җәнубида турушлуқ Ⱪананийларниң падишаси Арад Исраиллар келиветипту дәп аңлиған еди.
41 Исраиллар Һор теғидин йолға чиқип Залмонаһда чедир тикти.
42 Залмонаһдин йолға чиқип Пунонға келип чедир тикти.
43 Пунондин йолға чиқип Оботқа келип чедир тикти.
44 Оботтин йолға чиқип Моабниң чегарисидики Ийә-Абаримға келип чедир тикти.
45 Ийимдин йолға чиқип Дибон-Гадқа келип чедир тикти.
46 Дибон-Гадтин йолға чиқип Алмон-Диблатайимға келип чедир тикти.
47 Алмон-Диблатайимдин йолға чиқип Небониң алдидики Абарим тағлиғиға келип чедир тикти.
48 Абарим тағлиғидин йолға чиқип Йерихониң удулида Иордан дәриясиниң бойидики Моаб түзләңликлиридә чедир тикти.
49 Моаб түзләңликлиридә Иордан дәриясини бойлап тиккән чедирлири Бәйт-Йәшимоттин тартип Абәл-Шиттимғичә барди.
50 Пәрвәрдигар Моаб түзләңликлиридики Иордан дәрияси бойида Йерихониң удулида Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
51 Сән Исраилларға сөз қилип мундақ буйруғин: — «Силәр Иордан дәриясидин өтүп Қанаан зиминиға кәлгән чеғиңларда,
52 зиминдики барлиқ туруватқанларни алдиңлардин һайдиветиңлар, уларниң барлиқ ойма, қуйма бутлирини чеқип ташлаңлар һәм барлиқ «жуқури җай»лирини вәйран қилип ташлаңлар.
53 Силәр шу зиминни егиләп маканлишиңлар, чүнки Мән у зиминни силәргә мирас қилип бәргәнмән.
54 Силәр җәмәт бойичә чәк ташлап, зиминни өзүңләргә мирас қилип елиңлар; адими көпрәкләргә көпрәк мирас бөлүп бериңлар; адими азрақларға азрақ мирас бөлүп бериңлар; чәк ташланғанда кимләргә қәйәр чиққан болса, шу йәр униң мираси болсун; силәр мирасқа ата қәбилә-җәмәт бойичә варислиқ қилиңлар.
55 Һалбуки, әгәр у зиминда туруватқанларни алдиңлардин һайдивәтмисәңлар, улардин қелип қалғанлар чоқум көзүңләргә тикән, биқиниңларға янтақ болуп санҗилиду, турған зиминиңларда силәрни паракәндә қилиду;
56 вә шундақ болидуки, Мән әслидә уларға қандақ муамилә қилмақчи болған болсам, силәргә шундақ муамилдә болимән».