< Чөл-баявандики сәпәр 32 >

1 Рубәнниң әвлатлири билән Гадниң әвлатлириниң кала падилири толиму көпәйгән еди; уларниң Яазәрниң зимини билән Гилеадниң зиминиға көзи чүшти; вә мана, шу зимин чарва беқишқа мас келидиған йәр еди.
Rubǝnning ǝwladliri bilǝn Gadning ǝwladlirining kala padiliri tolimu kɵpǝygǝnidi; ularning Yaazǝrning zemini bilǝn Gileadning zeminiƣa kɵzi qüxti; wǝ mana, xu zemin qarwa beⱪixⱪa mas kelidiƣan yǝr idi.
2 Шуңа улар Муса, каһин Әлиазар вә җамаәтниң әмирлириниң алдиға келип уларға: —
Xunga ular Musa, kaⱨin Əliazar wǝ jamaǝtning ǝmirlirining aldiƣa kelip ularƣa: —
3 Атарот, Дибон, Яазәр, Нимраһ, Һәшбон, Әләаләһ, Сәбам, Небо, Бәон дегән йәрләр,
Atarot, Dibon, Yaazǝr, Nimraⱨ, Ⱨǝxbon, Əlǝalǝⱨ, Sǝbam, Nebo, Bǝon degǝn yǝrlǝr,
4 йәни Исраил җамаити алдида Пәрвәрдигар мәғлуп қилип бәргән йәрләр болуп, чарва беқишқа бап йәрләр екән, қуллириниңму чарва мели бар, — деди
yǝni Israil jamaiti aldida Pǝrwǝrdigar mǝƣlup ⱪilip bǝrgǝn yǝrlǝr bolup, qarwa beⱪixⱪa bap yǝrlǝr ikǝn, ⱪulliriningmu qarwa meli bar, — dedi
5 вә йәнә: — Әгәр силиниң алдилирида илтипатлириға еришкән болсақ, бизни Иордан дәриясидин өт демәй, бу йәрни бизгә мирас қилип бәрсилә, — деди.
wǝ yǝnǝ: — Əgǝr silining aldilirida iltipatliriƣa erixkǝn bolsaⱪ, bizni Iordan dǝryasidin ɵt demǝy, bu yǝrni bizgǝ miras ⱪilip bǝrsilǝ, — dedi.
6 Муса Гадниң әвлатлири билән Рубәнниң әвлатлириға: — Қериндашлириңлар җәңгә чиққан вақтида силәр мошу йәрдә турамтиңлар?
Musa Gadning ǝwladliri bilǝn Rubǝnning ǝwladliriƣa: — Ⱪerindaxliringlar jǝnggǝ qiⱪⱪan waⱪtida silǝr muxu yǝrdǝ turamtinglar?
7 Силәр немә үчүн Исраилларниң [дәриядин] өтүп Пәрвәрдигар уларға ата қилип бәргән зиминға киришигә көңуллирини совутисиләр?
Silǝr nemǝ üqün Israillarning [dǝryadin] ɵtüp Pǝrwǝrdigar ularƣa ata ⱪilip bǝrgǝn zeminƣa kirixigǝ kɵngullirini sowutisilǝr?
8 Илгири мән Қадәш-Барнеадин ата-бовилириңларни шу зиминни чарлап келишкә әвәткинимдә уларму шундақ қилишқан еди.
Ilgiri mǝn Ⱪadǝx-Barneadin ata-bowiliringlarni xu zeminni qarlap kelixkǝ ǝwǝtkinimdǝ ularmu xundaⱪ ⱪilixⱪanidi.
9 Улар Әшкол җилғисиға чиқип, у зиминни көрүп, Исраилларниң көңлини Пәрвәрдигар ата қилип бәргән зиминға кириштин совутқан.
Ular Əxkol jilƣisiƣa qiⱪip, u zeminni kɵrüp, Israillarning kɵnglini Pǝrwǝrdigar ata ⱪilip bǝrgǝn zeminƣa kirixtin sowutⱪan.
10 Шу чағда Пәрвәрдигарниң аччиғи келип қәсәм қилип:
Xu qaƣda Pǝrwǝrdigarning aqqiⱪi kelip ⱪǝsǝm ⱪilip:
11 «Мисирдин чиққан жигирмә яштин жуқурилар чин көңлидин Маңа әгәшмигәчкә, улар Мән Ибраһим, Исһақ, Яқупларға «Силәргә ата қилимән» дәп қәсәм қилған зиминни көрсә, [Мән Пәрвәрдигар болмай кетәй]!
«Misirdin qiⱪⱪan yigirmǝ yaxtin yuⱪirilar qin kɵnglidin Manga ǝgǝxmigǝqkǝ, ular Mǝn Ibraⱨim, Isⱨaⱪ, Yaⱪuplarƣa «Silǝrgǝ ata ⱪilimǝn» dǝp ⱪǝsǝm ⱪilƣan zeminni kɵrsǝ, [Mǝn Pǝrwǝrdigar bolmay ketǝy]!
12 Пәқәт кәниззийләрдин болған Йәфуннәһниң оғли Каләб билән Нунниң оғли Йәшуала Маңа чин көңлидин әгәшкән болғачқа, зиминни көрәләйду», дегән еди.
Pǝⱪǝt kǝnizziylǝrdin bolƣan Yǝfunnǝⱨning oƣli Kalǝb bilǝn Nunning oƣli Yǝxuala Manga qin kɵnglidin ǝgǝxkǝn bolƣaqⱪa, zeminni kɵrǝlǝydu», degǝnidi.
13 Шуниң билән Пәрвәрдигарниң Исраилларға аччиғи қозғалғачқа, Пәрвәрдигарниң алдида рәзил болғанни қилған әшу бир әвлат өлүп түгигичә, у уларни чөл-баяванда қириқ жил сәргәрданлиқта жүргүзди.
Xuning bilǝn Pǝrwǝrdigarning Israillarƣa aqqiⱪi ⱪozƣalƣaqⱪa, Pǝrwǝrdigarning aldida rǝzil bolƣanni ⱪilƣan ǝxu bir ǝwlad ɵlüp tügigüqǝ, u ularni qɵl-bayawanda ⱪiriⱪ yil sǝrgǝrdanliⱪta yürgüzdi.
14 Әнди мана, гунакарларниң әвлатлири болған силәрму ата-боваңларниң изини бесип Пәрвәрдигарниң Исраилларға болған қаттиқ ғәзивини техиму қозғимақчи бопсиләр-дә!
Əmdi mana, gunaⱨkarlarning ǝwladliri bolƣan silǝrmu ata-bowanglarning izini besip Pǝrwǝrdigarning Israillarƣa bolƣan ⱪattiⱪ ƣǝzipini tehimu ⱪozƣimaⱪqi bopsilǝr-dǝ!
15 Әгәр силәр униңға әгишиштин бурулуп кәтсәңлар, ундақта У [Исраилларни] йәнә чөл-баяванға ташливетиду, бу һалда силәр бу барлиқ хәлиқни харап қилған болисиләр, — деди.
Əgǝr silǝr uningƣa ǝgixixtin burulup kǝtsǝnglar, undaⱪta U [Israillarni] yǝnǝ qɵl-bayawanƣa taxliwetidu, bu ⱨalda silǝr bu barliⱪ hǝlⱪni harab ⱪilƣan bolisilǝr, — dedi.
16 Икки қәбилиниң адәмлири Мусаниң алдиға келип униңға: — Биз бу йәрдә маллиримизға қотан, балилиримизға қәлъә-шәһәр салайли.
Ikki ⱪǝbilining adǝmliri Musaning aldiƣa kelip uningƣa: — Biz bu yǝrdǝ mallirimizƣa ⱪotan, balilirimizƣa ⱪǝl’ǝ-xǝⱨǝr salayli.
17 Биз болсақ қураллинип, Исраилларни өзигә тәвә җайлириға башлап барғичә сәпниң алдида маңимиз; бу зиминдики ят хәлиқләр сәвәплик, бизниң кичик балилиримиз мустәһкәм шәһәрләрдә туруши керәк.
Biz bolsaⱪ ⱪorallinip, Israillarni ɵzigǝ tǝwǝ jayliriƣa baxlap barƣuqǝ sǝpning aldida mangimiz; bu zemindiki yat hǝlⱪlǝr sǝwǝblik, bizning kiqik balilirimiz mustǝⱨkǝm xǝⱨǝrlǝrdǝ turuxi kerǝk.
18 Исраиллар өз мираслириға егә болмиғичә биз өйимизгә һәргиз қайтмаймиз.
Israillar ɵz mirasliriƣa igǝ bolmiƣuqǝ biz ɵyimizgǝ ⱨǝrgiz ⱪaytmaymiz.
19 Чүнки биз улар билән Иордан дәриясиниң күн петиш тәрипидики зиминға яки униңдинму жирақтики зиминға тәң егидар болмаймиз, чүнки мирасимиз Иордан дәриясиниң бу тәрипидә, йәни күн чиқиштидур, — деди.
Qünki biz ular bilǝn Iordan dǝryasining kün petix tǝripidiki zeminƣa yaki uningdinmu yiraⱪtiki zeminƣa tǝng igidar bolmaymiz, qünki mirasimiz Iordan dǝryasining bu tǝripidǝ, yǝni kün qiⱪixtidur, — dedi.
20 Муса уларға: — Әгәр шундақ қилсаңлар, йәни Пәрвәрдигарниң алдида қураллинип җәңгә чиқип,
Musa ularƣa: — Əgǝr xundaⱪ ⱪilsanglar, yǝni Pǝrwǝrdigarning aldida ⱪorallinip jǝnggǝ qiⱪip,
21 силәрдин қуралланғанларниң һәммиси Иордан дәриясидин өтүп, Пәрвәрдигар Өз дүшмәнлирини уларниң зиминидин қоғлап чиқирип болғанда,
silǝrdin ⱪorallanƣanlarning ⱨǝmmisi Iordan dǝryasidin ɵtüp, Pǝrwǝrdigar Ɵz düxmǝnlirini ularning zeminidin ⱪoƣlap qiⱪirip bolƣanda,
22 шу зимин Пәрвәрдигар алдида бойсундурулуп болғанда андин қайтсаңлар, силәр Пәрвәрдигар вә Исраиллар алдида гунасиз һесаплинисиләр; бу зиминму Пәрвәрдигар алдида силәргә мирас қилип берилиду.
xu zemin Pǝrwǝrdigar aldida boysundurulup bolƣanda andin ⱪaytsanglar, silǝr Pǝrwǝrdigar wǝ Israillar aldida gunaⱨsiz ⱨesablinisilǝr; bu zeminmu Pǝrwǝrdigar aldida silǝrgǝ miras ⱪilip berilidu.
23 Лекин бундақ қилмисаңлар, мана, Пәрвәрдигар алдида гунакар болисиләр; шуни убдан билишиңлар керәкки, гунайиңлар өзүңларни қоғлап бешиңларға чүшиду.
Lekin bundaⱪ ⱪilmisanglar, mana, Pǝrwǝrdigar aldida gunaⱨkar bolisilǝr; xuni obdan bilixinglar kerǝkki, gunaⱨinglar ɵzünglarni ⱪoƣlap bexinglarƣa qüxidu.
24 Әнди силәр ағзиңлардин чиққан гепиңлар бойичә иш тутуңлар, балилириңлар үчүн шәһәр, қой падилириңлар үчүн қотан селиңлар, — деди.
Əmdi silǝr aƣzinglardin qiⱪⱪan gepinglar boyiqǝ ix tutunglar, baliliringlar üqün xǝⱨǝr, ⱪoy padiliringlar üqün ⱪotan selinglar, — dedi.
25 Гадниң әвлатлири билән Рубәнниң әвлатлири Мусаға: — Қуллири ғоҗам ейтқинидәк қилиду.
Gadning ǝwladliri bilǝn Rubǝnning ǝwladliri Musaƣa: — Ⱪulliri ƣojam eytⱪinidǝk ⱪilidu.
26 Хотун-бала чақилиримиз, калилар вә барлиқ чарпайлиримиз Гилеадниң һәр қайси шәһәрлиридә қалиду;
Hotun-bala qaⱪilirimiz, kalilar wǝ barliⱪ qarpaylirimiz Gileadning ⱨǝrⱪaysi xǝⱨǝrliridǝ ⱪalidu;
27 Лекин қуллири, җәңгә тәйярлинип қуралланғанларниң һәр бири ғоҗам ейтқандәк [дәриядин] өтүп Пәрвәрдигарниң алдида җәң қилиду, — деди.
Lekin ⱪulliri, jǝnggǝ tǝyyarlinip ⱪorallanƣanlarning ⱨǝrbiri ƣojam eytⱪandǝk [dǝryadin] ɵtüp Pǝrwǝrdigarning aldida jǝng ⱪilidu, — dedi.
28 Шуниң билән Муса улар тоғрилиқ каһин Әлиазар билән Нунниң оғли Йәшуаға вә Исраилниң барлиқ қәбилә башлиқлириға тапилап,
Xuning bilǝn Musa ular toƣruluⱪ kaⱨin Əliazar bilǝn Nunning oƣli Yǝxuaƣa wǝ Israilning barliⱪ ⱪǝbilǝ baxliⱪliriƣa tapilap,
29 уларға: — Әгәр Гадниң әвлатлири билән Рубәнниң әвлатлири қураллинип Пәрвәрдигарниң алдида җәңгә чиқишқа силәр билән бирликтә Иордан дәриясидин өтсә, у зимин силәрниң алдиңларда бой сундурулса, ундақта силәр Гилеад зиминини уларға мирас қилип бериңлар.
ularƣa: — Əgǝr Gadning ǝwladliri bilǝn Rubǝnning ǝwladliri ⱪorallinip Pǝrwǝrdigarning aldida jǝnggǝ qiⱪixⱪa silǝr bilǝn birliktǝ Iordan dǝryasidin ɵtsǝ, u zemin silǝrning aldinglarda boy sundurulsa, undaⱪta silǝr Gilead zeminini ularƣa miras ⱪilip beringlar.
30 Әгәр улар қураллинип силәр билән биллә өтмәймиз десә, ундақта уларниң мираси араңларда, йәни Қанаан зиминида болсун, — деди.
Əgǝr ular ⱪorallinip silǝr bilǝn billǝ ɵtmǝymiz desǝ, undaⱪta ularning mirasi aranglarda, yǝni Ⱪanaan zeminida bolsun, — dedi.
31 Гадниң әвлатлири билән Рубәнниң әвлатлири: — Пәрвәрдигар қуллириға қандақ буйруған болса, биз шундақ қилимиз.
Gadning ǝwladliri bilǝn Rubǝnning ǝwladliri: — Pǝrwǝrdigar ⱪulliriƣa ⱪandaⱪ buyruƣan bolsa, biz xundaⱪ ⱪilimiz.
32 Биз қураллинип Пәрвәрдигарниң алдида дәриядин өтүп Қанаан зиминиға киримиз, андин Иордан дәриясиниң бу йеқидики зимин бизгә мирас қилип берилидиған болиду, — дейишти.
Biz ⱪorallinip Pǝrwǝrdigarning aldida dǝryadin ɵtüp Ⱪanaan zeminiƣa kirimiz, andin Iordan dǝryasining bu yeⱪidiki zemin bizgǝ miras ⱪilip berilidiƣan bolidu, — deyixti.
33 Шуниң билән Муса Аморийларниң падишаси Сиһонниң падишалиғи билән Башанниң падишаси Огниң падишалиғини, зимин вә тәвәсидики шәһәрләрни, әтрапидики шәһәрләр билән қошуп, һәммисини Гадниң әвлатлириға, Рубәнниң әвлатлириға вә Йүсүпниң оғли Манассәһниң йерим қәбилисигә бәрди.
Xuning bilǝn Musa Amoriylarning padixaⱨi Siⱨonning padixaⱨliⱪi bilǝn Baxanning padixaⱨi Ogning padixaⱨliⱪini, zemin wǝ tǝwǝsidiki xǝⱨǝrlǝrni, ǝtrapidiki xǝⱨǝrlǝr bilǝn ⱪoxup, ⱨǝmmisini Gadning ǝwladliriƣa, Rubǝnning ǝwladliriƣa wǝ Yüsüpning oƣli Manassǝⱨning yerim ⱪǝbilisigǝ bǝrdi.
34 Гадниң әвлатлири Дибон, Атарот, Ароәр,
Gadning ǝwladliri Dibon, Atarot, Aroǝr,
35 Атрот-Шофан, Яазәр, Йогбихаһ,
Atrot-Xofan, Yaazǝr, Yogbihaⱨ,
36 Бәйт-Нимраһ, Бәйт-Һаран қатарлиқ мустәһкәм шәһәрләрни салди вә шундақла қотанларни салди.
Bǝyt-Nimraⱨ, Bǝyt-Ⱨaran ⱪatarliⱪ mustǝⱨkǝm xǝⱨǝrlǝrni saldi wǝ xundaⱪla ⱪotanlarni saldi.
37 Рубәнниң әвлатлири [йеңидин] Һәшбон, Әләаләһ, Кириатайим,
Rubǝnning ǝwladliri [yengidin] Ⱨǝxbon, Əlǝalǝⱨ, Kiriatayim,
38 Небо, Баал-Меон (жуқуриқи исимлар өзгиртилгән) вә Сибмаһни салди; һәм улар салған шәһәрләргә йеңидин нам бәрди.
Nebo, Baal-Meon (yuⱪiriⱪi isimlar ɵzgirtilgǝn) wǝ Sibmaⱨni saldi; ⱨǝm ular salƣan xǝⱨǝrlǝrgǝ yengidin nam bǝrdi.
39 Манассәһниң оғли Макирниң әвлатлири Гилеадқа жүрүш қилип, у йәрни елип, шу йәрдә турушлуқ Аморийларни қоғливәтти.
Manassǝⱨning oƣli Makirning ǝwladliri Gileadⱪa yürüx ⱪilip, u yǝrni elip, xu yǝrdǝ turuxluⱪ Amoriylarni ⱪoƣliwǝtti.
40 Шуниң билән Муса Гилеадни Манассәһниң оғли Макирға беривиди, у шу йәрдә туруп қалди.
Xuning bilǝn Musa Gileadni Manassǝⱨning oƣli Makirƣa beriwidi, u xu yǝrdǝ turup ⱪaldi.
41 Манассәһниң оғли Яир Аморийларниң йеза-қишлақлирини һуҗум қилип елип, бу йеза-қишлақларни Һавот-Яир дәп атиди.
Manassǝⱨning oƣli Yair Amoriylarning yeza-ⱪixlaⱪlirini ⱨujum ⱪilip elip, bu yeza-ⱪixlaⱪlarni Ⱨawot-Yair dǝp atidi.
42 Нобаһ Кинат вә униңға қарашлиқ йеза-қишлақларни һуҗум қилип елип Кинатни өз исми билән Нобаһ дәп атиди.
Nobaⱨ Kinat wǝ uningƣa ⱪaraxliⱪ yeza-ⱪixlaⱪlarni ⱨujum ⱪilip elip Kinatni ɵz ismi bilǝn Nobaⱨ dǝp atidi.

< Чөл-баявандики сәпәр 32 >