< Чөл-баявандики сәпәр 31 >
1 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип: —
2 Сән Мидиянлардин Исраилларниң интиқамини ал, андин өз хәлиқлириңгә қошулисән, — деди.
3 Муса хәлиққә мундақ деди: — Араңлардин җәңгә чиқишқа бир түркүм адәмләрни қуралландуруңлар; андин улар Мидиянлардин Пәрвәрдигар үчүн интиқам елишқа атлансун.
4 Силәр Исраилларниң һәр бир қәбилисидин җәң қилишқа миңдин адәм маңдуруңлар.
5 Шуниң билән түмәнлигән Исраил хәлқиниң һәр қәбилисидин миңдин, җәмий он икки миң адәм җәң қилишқа қуралландурулди.
6 Муса һәр қәбилидин миңдин адәмни җәң қилишқа маңдурди һәмдә Әлиазарниң оғли Финиһасни улар билән биллә маңдурди, Финиһасниң қолида муқәддәс әсваплар вә агаһ канай бар еди.
7 Улар Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғини бойичә Мидиянлар билән соқушқили чиқип, әркәкләрниң һәммисини өлтүрүвәтти;
8 мошу өлтүрүлгәнләрдин башқа, йәнә Мидиянниң Әви, Рәкәм, Зур, Хур вә Рәба дегән бәш падишасини өлтүрди; йәнә Беорниң оғли Балаамни қилич билән чепип ташлиди.
9 Исраиллар Мидиянларниң хотун-қизлири вә балилирини тутқун қилип кәтти, йәнә уларниң пүтүн чарва маллири, қой падилири вә мал-мүлүклирини олҗа қилди;
10 улар туруватқан йәрләрдики барлиқ шәһәр вә барлиқ баргаһлириға от қоювәтти;
11 улар адәм болсун мал болсун барлиқ ғәниймәт, барлиқ олҗини елип кәтти;
12 улар тутқан әсирләрни һәм олҗа-ғәниймәтни Моаб түзләңликлиригә, Иордан дәрияси бойиға җайлашқан Йерихониң удулидики баргаһқа әкилип, Муса билән каһин Әлиазарға, шундақла Исраилларниң җамаитигә тапшурди.
13 Муса, каһин Әлиазар вә җамаәтниң барлиқ әмирлири баргаһниң сиртиға чиқип уларни қарши алди.
14 Лекин Муса җәңдин қайтқан һәрбий сәрдарларға, йәни миң беши, йүз бешиларға хапа болуп: —
15 Силәр аялларниң һәммисини тирик қалдурдуңларму?
16 Қараңлар, дәл шулар Балаамниң һейлә-мәслиһәти билән Пеордики ишта Исраилларни Пәрвәрдигар алдида гунаға патқузуши билән, Пәрвәрдигарниң җамаитигә ваба яғдурулған әмәсму?
17 Әнди силәр барлиқ оғул балиларни өлтүрүветиңлар, әрләр билән мунасивәт өткүзгән аялларни қоймай өлтүрүветиңлар.
18 Бирақ яш қизлар, йәни әрләр билән мунасивәт өткүзмигәнләрни болса, өзлириңларға тирик қалдуруңлар.
19 Силәр баргаһ сиртида йәттә күн чедир тикип туруңлар; адәм өлтүргән вә өлүккә тәккән һәр ким үчинчи күни вә йәттинчи күни өзини паклисун; силәр вә силәр әсир қилған кишиләрниң һәммиси шундақ қилсун.
20 Барлиқ кийим-кечәк, терә әсвап үскүниләр, тивитта тоқулған барлиқ нәрсиләр һәм яғач әсвап-үскүниләрниң һәммисини паклаңлар, — деди.
21 Каһин Әлиазар җәңгә чиқип қайтқан ләшкәрләргә: — Мана Пәрвәрдигар Мусаға буйруған қанун-бәлгүлимә:
22 алтун, күмүч, мис, төмүр, қәләй, қоғушун қатарлиқ
23 отқа чидамлиқ нәрсиләрниң һәммисини оттин өткүзүңлар, шундақ қилсаңлар пак һесаплиниду; шундақтиму, йәнила «напаклиқни чиқарғучи су» билән пакизлаңлар; отқа чидамсиз нәрсиләрни шу судин өткүзүңлар.
24 Йәттинчи күни кийимлириңларни жуюңлар, андин силәр пак һесаплинисиләр; андин кейин баргаһқа кирсәңлар болиду, — деди.
25 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
26 Сән каһин Әлиазар вә җамаәт ичидики қәбилә каттилири билән бирликтә елинған олҗа-ғәнимәтниң, адәм болсун, чарпай болсун, шуларниң умумий санини һесаплап чиққин;
27 олҗа-ғәниймәтни иккигә бөл, йеримини җәңгә чиққанларға бәр, қалған йеримини барлиқ җамаәткә бәр.
28 Сән йәнә чиқип җәңгә қатнашқан ләшкәрләр алидиған адәм, кала, ешәк яки қой падилиридин бәш йүздин бирини Пәрвәрдигарға аталған үлүш болсун дәп айриғин;
29 силәр шуни ләшкәрләргә тәвә болған йеримидин елип Пәрвәрдигарға аталған «көтәрмә һәдийә» сүпитидә каһин Әлиазарға тапшуруңлар.
30 Исраилларға тәвә болған йериминиң адәм, кала, ешәк, қой падилири, шундақла һәр хил һайванлардин әлликтин бирини Пәрвәрдигарниң җамаәт чедириға қарашқа мәсъул болған Лавийларға бериңлар.
31 Шуниң билән Муса билән каһин Әлиазар Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғинидәк қилди.
32 Әнди олҗа-ғәниймәт, йәни җәңгә чиққан ләшкәрләр еливалған нәрсиләрдин қалғини қой җәмий алтә йүз йәтмиш бәш миң,
33 кала йәтмиш икки миң,
34 ешәк атмиш бир миң,
35 әркәкләр билән мунасивәт өткүзмигән қизлар оттуз икки миң чиқти.
36 Җәңгә чиққанларниң үлүши, йәни уларға тәвә йерими, қой җәмий үч йүз оттуз йәттә миң бәш йүз;
37 бу қой падилиридин Пәрвәрдигарға аталғини алтә йүз йәтмиш бәш болди;
38 кала оттуз алтә миң, буниңдин Пәрвәрдигарға аталғини йәтмиш икки болди.
39 Ешәк оттуз миң бәш йүз чиқти, буниңдин Пәрвәрдигарға аталғини атмиш бир болди.
40 Адәм он алтә миң чиқти, буниңдин Пәрвәрдигарға аталғини оттуз икки адәм болди.
41 Муса Пәрвәрдигар өзигә буйруғини бойичә Пәрвәрдигарға сунулидиған «көтәрмә һәдийә» болған үлүшни каһин Әлиазарға тапшуруп бәрди.
42 Исраилларға тәвә болған йерими, йәни Муса җәңгә чиқип кәлгәнләрдин елип бөлүп бәргини —
43 җамаәткә тәвә болған шу йерими — қой үч йүз оттуз йәттә миң бәш йүз,
44 кала оттуз алтә миң,
45 ешәк оттуз миң бәш йүз,
46 адәм он алтә миң еди.
47 Муса Пәрвәрдигар өзигә буйруғини бойичә, Исраилларға тәвә болған шу йериминиң, мәйли адәм яки һайван болсун, әлликтин бирини айрип елип Пәрвәрдигарниң ибадәт чедириға қарашқа мәсъул болған Лавийларға тапшурди.
48 Пүткүл қошунниң сәрдарлири, миң беши, йүз бешилири Муса билән көрүшкили келип,
49 Мусаға: — Хизмәткарлириниң қол астида җәң қилған ләшкәрләрниң умумий санини санақтин өткүзсәк бириму кам чиқмиди.
50 Шуңа, мана Пәрвәрдигарниң һозурида өзимизниң гунайиниң кафарити үчүн һәр қайсимиз еришкәнләрни Пәрвәрдигарға аталған һәдийә қилимиз — алтун буюмлар, пут-қол зәнҗирлири, биләйүзүк, мөһүр үзүк, зирә-һалқа, марҗанларниң һәммисини елип кәлдуқ, — деди.
51 Шуниң билән Муса билән каһин Әлиазар улар әкәлгән алтунларни, йәни алтунда ясалған һәр хил буюмларни алди.
52 Уларниң миң беши вә йүз бешилиридин алғини Пәрвәрдигарға аталған «көтәрмә һәдийә» сүпитидә сунулди; барлиқ алтун җәмий он алтә миң йәттә йүз әллик шәкәл чиқти
53 (ләшкәрләрниң һәр бири өзлири үчүн мал-мүлүкни булаң-талаң қилишқан еди).
54 Муса билән каһин Әлиазар миң беши вә йүз бешилириниң қолидин алтунни елип, җамаәт чедириниң ичигә әкирип, уни Пәрвәрдигарниң һозурида Исраиллар үчүн яднамә қилди.