< Чөл-баявандики сәпәр 30 >
1 Муса Исраилларниң қәбилә башлиқлириға сөз қилип мундақ деди: — Пәрвәрдигарниң буйруғанлири мундақ: —
2 Әгәр бирәв Пәрвәрдигарға қәсәм ичкән болса яки өз өзини чәклимәкчи болуп қәсәм ичкән болса, ләвзидин қайтишқа болмайду, һаман ағзидин чиққан һәммә гәп бойичә иш тутуши керәк.
3 Қиз бала яш болуп, техи атисиниң өйидики чағда, өз-өзини чәкләш тоғрилиқ Пәрвәрдигарға қәсәм бәргән болса,
4 амма атиси қизиниң қәсимини яки өз-өзини чәкләш тоғрисида бәргән вәдисини аңлиған вә қизиниң алдида үндимәй шүк турған болса, ундақта униң барлиқ қәсәмлири вә өз-өзини чәкләш тоғрисида қилған һәммә вәдиси инавәтлик болиду.
5 Лекин қизниң атиси аңлиған чағда уни тосқан болса, униң қилған қәсәмлири яки өз-өзини чәкләш тоғрисида қилған вәдилиридин һеч бири инавәтлик болмайду; атиси уни тосқан болғачқа, Пәрвәрдигарму уни кәчүриду.
6 — Әгәр у қәсәм қилған яки өз-өзини чәкләшкә ағзида тәнтәклик билән вәдә қилған һаләттә әргә тәккән болса,
7 ери шуни аңлиған болса, лекин аңлиған күни үндимәй шүк турған болса, ундақта униң қилған қәсәмлири яки өз-өзини чәкләшкә қилған гәплири инавәтлик болиду.
8 Әгәр ери аңлиған күни уни тосқан болса, униң қилған қәсимини вә өз-өзини чәкләш тоғрилиқ ағзидин чиқарған тәнтәк гәплирини бекар қилса, ундақта улар инавәтсиз болиду; Пәрвәрдигар уни кәчүриду.
9 Лекин тул хотун яки еридин аҗришип кәткән хотунлар қилған қәсәм, йәни униң өзини чәкләш тоғрилиқ қилған барлиқ вәдилири болса инавәтлик болиду.
10 Әгәр у ериниң өйидә қәсәм қилған яки өз-өзини чәкләш тоғрилиқ қәсәм-вәдә ичкән,
11 ери аңлап туруқлуқ шүк турувелип тосмиған болса, ундақта униң барлиқ қилған қәсәмлири вә өз-өзини чәкләш тоғрилиқ қилған барлиқ вәдилири инавәтлик болиду.
12 Лекин униң ери аңлап турған чағда униң қәсәм-вәдилирини ениқ рәт қилған болса, аял ағзидин чиқарған вәдә бериш вә өз-өзини чәкләп туруш тоғрилиқ қилған барлиқ вәдилириниң һеч қайсиси инавәтлик болмайду; униң ери буларни рәт қилған болғачқа, Пәрвәрдигар уни кәчүриду.
13 Аялниң бәргән вәдисини вә униң чидап туруп өзүмни чәкләймән дәп қилған қәсәм-вәдисини униң ери инавәтликму қилалайду, инавәтсизму қилалайду.
14 Әгәр униң ери һәр күни униң алдида шүк турувелип гәп қилмиса, ундақта униң бәргән барлиқ қилған қәсәмлирини вә өз-өзини чәкләп туруш тоғрилиқ қилған һәммә вәдилирини инавәтлик қилғанлиғи һесаплиниду; чүнки ериниң аңлап турған күнидә гәп қилмай шүк турғанлиғи униң аялиниң қәсәм-вәдилирини күчкә егә қилғанлиғидур.
15 Лекин ери аялиниң қәсәм-вәдилирини аңлап наһайити узақ вақитлардин кейин андин униң қәсәм-вәдилирини инавәтсиз қилса, ундақта у аялиниң гунайини өз үстигә алған болиду.
16 Жуқириқилар Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруғанлири, йәни ери билән аяли, ата билән өз өйидә туруватқан, техи яшлиғида болған қизи оттурисидики низам-бәлгүмиләрдур.