< Чөл-баявандики сәпәр 3 >

1 Пәрвәрдигар Синай теғида Муса билән сөзләшкән күнләрдә, Һарун билән Мусаниң әвлатлири төвәндикиләрдин ибарәт еди.
Perwerdigar Sinay téghida Musa bilen sözleshken künlerde, Harun bilen Musaning ewladliri töwendikilerdin ibaret idi.
2 Һарунниң оғуллириниң исми мундақ: тунҗа оғлиниң исми Надаб еди, униң йәнә Абиһу, Әлиазар, Итамар дегән оғуллири бар еди.
Harunning oghullirining ismi mundaq: tunji oghlining ismi Nadab idi, uning yene Abihu, Eliazar, Itamar dégen oghulliri bar idi.
3 Һарунниң оғуллириниң исми әнә шундақ еди, улар мәсиһләнгән каһинлар еди; [Муса] уларни каһинлиқ вәзиписини өтәшкә Худаға атап айриған еди.
Harunning oghullirining ismi ene shundaq idi, ular mesihlen’gen kahinlar idi; [Musa] ularni kahinliq wezipisini öteshke Xudagha atap ayrighanidi.
4 Лекин Надаб билән Абиһу Синай чөлидә ғәйрий бир отни Пәрвәрдигарниң алдиға сунғини түпәйлидин Пәрвәрдигар алдида өлди вә уларниң һеч нәсли қалдурулмиди; Әлиазар билән Итамар өз атиси Һарун алдида каһинлиқ вәзиписини өтиди.
Lékin Nadab bilen Abihu Sinay chölide gheyriy bir otni Perwerdigarning aldigha sun’ghini tüpeylidin Perwerdigar aldida öldi we ularning héch nesli qaldurulmidi; Eliazar bilen Itamar öz atisi Harun aldida kahinliq wezipisini ötidi.
5 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип: —
Perwerdigar Musagha söz qilip: —
6 Сән Лавий қәбилисини алдиңға кәлтүрүп, уларни каһин Һарунниң хизмитидә болушқа униң алдиға һазир қил.
Sen Lawiy qebilisini aldinggha keltürüp, ularni kahin Harunning xizmitide bolushqa uning aldigha hazir qil.
7 Улар Һарунниң һаҗити вә пүткүл җамаәтниң һаҗитидин чиқип җамаәт чедириниң алдида вәзипә өтәп, ибадәт чедириниң хизмитини беҗирсун.
Ular Harunning hajiti we pütkül jamaetning hajitidin chiqip jamaet chédirining aldida wezipe ötep, ibadet chédirining xizmitini béjirsun.
8 Улар йәнә җамаәт чедиридики барлиқ қача-қуча әсвапларни башқуруш билән Исраилларниң хизмитидә болуп вәзипә өтәп, ибадәт чедириниң ишлирини беҗирсун.
Ular yene jamaet chédiridiki barliq qacha-qucha eswablarni bashqurush bilen Israillarning xizmitide bolup wezipe ötep, ibadet chédirining ishlirini béjirsun.
9 Сән Лавийларни Һарун билән униң оғуллириға тәқсимләп бәргин; улар Исраиллар ичидин мәхсус униңға таллап берилгән.
Sen Lawiylarni Harun bilen uning oghullirigha teqsimlep bergin; ular Israillar ichidin mexsus uninggha tallap bérilgen.
10 Һарун билән оғуллирини болса сән өзиниң каһинлиқ вәзиписини өтәшкә бекиткин; һәр қандақ ят киши йеқинлашса өлтүрүлсун, — деди.
Harun bilen oghullirini bolsa sen özining kahinliq wezipisini öteshke békitkin; herqandaq yat kishi yéqinlashsa öltürülsun, — dédi.
11 Андин Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди: —
Andin Perwerdigar Musagha mundaq dédi: —
12 — Қара, Мән Исраиллар ичидин Лавийларни таллидим, уларни Исраил ичидә балиятқуниң барлиқ тунҗа мевисиниң орниға, йәни чоң оғуллириниң орниға қойимән, шуңа Лавийлар Мениң болиду.
— Qara, Men Israillar ichidin Lawiylarni tallidim, ularni Israil ichide baliyatquning barliq tunji méwisining ornigha, yeni chong oghullirining ornigha qoyimen, shunga Lawiylar Méning bolidu.
13 Чүнки тунҗа оғулларниң һәммиси Мениңкидур; Мән Мисир зиминида тунҗа туғулғанларниң һәммисини қәтл қилған күнидә Исраилларниң ичидики тунҗиларниң һәммисини, мәйли адәм болсун яки һайван болсун, муқәддәс һесаплап Мениңки қилған едим. Улар Мениңкидур; Мән Пәрвәрдигардурмән.
Chünki tunji oghullarning hemmisi Méningkidur; Men Misir zéminida tunji tughulghanlarning hemmisini qetl qilghan künide Israillarning ichidiki tunjilarning hemmisini, meyli adem bolsun yaki haywan bolsun, muqeddes hésablap Méningki qilghanidim. Ular Méningkidur; Men Perwerdigardurmen.
14 Андин Пәрвәрдигар Синай чөл-баяванида Мусаға: —
Andin Perwerdigar Sinay chöl-bayawanida Musagha: —
15 — Сән Лавийларни ата җәмәти, аилиси бойичә санақтин өткүз; барлиқ әркәкләрни, йәни бир айлиқтин ашқанларниң һәммисини санақтин өткүз, — деди.
— Sen Lawiylarni ata jemeti, ailisi boyiche sanaqtin ötküz; barliq erkeklerni, yeni bir ayliqtin ashqanlarning hemmisini sanaqtin ötküz, — dédi.
16 Шуниң билән Муса Пәрвәрдигарниң әмри бойичә, өзигә дейилгәндәк Лавийларни санақтин өткүзди.
Shuning bilen Musa Perwerdigarning emri boyiche, özige déyilgendek Lawiylarni sanaqtin ötküzdi.
17 Лавийниң оғуллириниң исми мундақ: — Гәршон, Коһат, Мәрари.
Lawiyning oghullirining ismi mundaq: — Gershon, Kohat, Merari.
18 Гәршонниң оғуллириниң исми аилилири бойичә Либни вә Шимәй еди.
Gershonning oghullirining ismi aililiri boyiche Libni we Shimey idi.
19 Коһатниң оғуллири аилилири бойичә Амрам, Изһар, Һеброн вә Уззиәл еди.
Kohatning oghulliri aililiri boyiche Amram, Izhar, Hébron we Uzziel idi.
20 Мәрариниң оғуллири аилилири бойичә Маһли вә Муши еди. Буларниң һәммиси ата җәмәти бойичә Лавийларниң җәмәти болди.
Merarining oghulliri aililiri boyiche Mahli we Mushi idi. Bularning hemmisi ata jemeti boyiche Lawiylarning jemeti boldi.
21 Гәршондин Либниларниң җәмәти билән Шимәйләрниң җәмәти вуҗудқа кәлди; булар Гәршонларниң җәмәтлири еди.
Gershondin Libnilarning jemeti bilen Shimeylerning jemeti wujudqa keldi; bular Gershonlarning jemetliri idi.
22 Барлиқ әрләрниң саниға асасән, бир айлиқтин ашқанлириниң санақтин өткүзүлгәнлири җәмий йәттә миң бәш йүз киши болди.
Barliq erlerning sanigha asasen, bir ayliqtin ashqanlirining sanaqtin ötküzülgenliri jemiy yette ming besh yüz kishi boldi.
23 Гәршонниң җәмәти ибадәт чедириниң арқа тәрипидә, йәни ғәрип тәрәптә баргаһ қурди;
Gershonning jemeti ibadet chédirining arqa teripide, yeni gherb terepte bargah qurdi;
24 Гәршон җәмәтиниң әмри Лаәлниң оғли Әлиасаф еди.
Gershon jemetining emiri Laelning oghli Eliasaf idi.
25 Гәршонларниң җамаәт чедиридики вәзиписи ибадәт чедириниң өзидики астинқи икки япқуч-пәрдә, униң үстидики йопуқ вә җамаәт чедириниң ишик пәрдисигә,
Gershonlarning jamaet chédiridiki wezipisi ibadet chédirining özidiki astinqi ikki yapquch-perde, uning üstidiki yopuq we jamaet chédirining ishik perdisige,
26 шундақла һойла әтрапидики пәрдиләр, һойла дәрвазисиниң пәрдиси (һойла пәрдилири ибадәт чедири билән қурбангаһни чөридәп туратти) вә һойлида ишлитилидиған мунасивәтлик барлиқ таниларға қараш еди.
shundaqla hoyla etrapidiki perdiler, hoyla derwazisining perdisi (hoyla perdiliri ibadet chédiri bilen qurban’gahni chöridep turatti) we hoylida ishlitilidighan munasiwetlik barliq tanilargha qarash idi.
27 Коһаттин Амрамларниң җәмәти, Изһарларниң җәмәти, Һебронларниң җәмәти вә Уззиәлләрниң җәмәти вуҗудқа кәлди; бу Коһатларниң җәмәтлири еди.
Kohattin Amramlarning jemeti, Izharlarning jemeti, Hébronlarning jemeti we Uzziellerning jemeti wujudqa keldi; bu Kohatlarning jemetliri idi.
28 Барлиқ әркәкләрниң сани бойичә, бир айлиқтин ашқанлар җәмий сәккиз миң алтә йүз адәм болуп чиқти; улар муқәддәс җайға қараш вәзиписини өтәйдиған болди.
Barliq erkeklerning sani boyiche, bir ayliqtin ashqanlar jemiy sekkiz ming alte yüz adem bolup chiqti; ular muqeddes jaygha qarash wezipisini öteydighan boldi.
29 Коһат әвлатлириниң җәмәтлири җамаәт чедириниң җәнуп тәрипидә баргаһ тикти.
Kohat ewladlirining jemetliri jamaet chédirining jenub teripide bargah tikti.
30 Коһат җәмәтиниң әмри Уззиәлниң оғли Әлизафан еди.
Kohat jemetining emiri Uzzielning oghli Elizafan idi.
31 Уларниң вәзиписи әһдә сандуғи, ширә, чирақдан, икки қурбангаһ, шуниңдәк муқәддәс җайниң ичидә ишлитидиған қача-қуча, пәрдә вә ибадәт чедириниң ичидә ишлитидиған барлиқ нәрсиләргә қараш еди.
Ularning wezipisi ehde sanduqi, shire, chiraghdan, ikki qurban’gah, shuningdek muqeddes jayning ichide ishlitidighan qacha-qucha, perde we ibadet chédirining ichide ishlitidighan barliq nersilerge qarash idi.
32 Лавийларниң әмирлириниң әмри болса каһин Һарунниң оғли Әлиазар еди; у муқәддәсханиға қараш вәзиписини өтәйдиғанлар үстидин назарәт қилидиған болди.
Lawiylarning emirlirining emiri bolsa kahin Harunning oghli Eliazar idi; u muqeddesxanigha qarash wezipisini öteydighanlar üstidin nazaret qilidighan boldi.
33 Мәраридин Маһли җәмәти билән Муши җәмәти вуҗудқа кәлди; булар Мәрариниң җәмәтлири болди.
Meraridin Mahli jemeti bilen Mushi jemeti wujudqa keldi; bular Merarining jemetliri boldi.
34 Барлиқ әркәкләрниң саниға асасән, бир айлиқтин жуқури болғанлар санақтин өткүзүлгәндә җәмий алтә миң икки йүз киши чиқти.
Barliq erkeklerning sanigha asasen, bir ayliqtin yuqiri bolghanlar sanaqtin ötküzülgende jemiy alte ming ikki yüz kishi chiqti.
35 Мәрариниң җәмәтиниң әмри Абиһайилниң оғли Зурийәл болди; улар ибадәт чедириниң шимал тәрипигә баргаһ қурди.
Merarining jemetining emiri Abihayilning oghli Zuriyel boldi; ular ibadet chédirining shimal teripige bargah qurdi.
36 Мәрари әвлатлириниң вәзиписи ибадәт чедириниң тахтайлири, балдақлири, хадилириға, тәгликлири барлиқ әсвап-җабдуқлириға қараш, шуниңдәк буларға мунасивәтлик ишлитилидиған барлиқ нәрсиләргә,
Merari ewladlirining wezipisi ibadet chédirining taxtayliri, baldaqliri, xadilirigha, teglikliri barliq eswab-jabduqlirigha qarash, shuningdek bulargha munasiwetlik ishlitilidighan barliq nersilerge,
37 шундақла һойлиниң төрт әтрапидики хадиларға вә уларниң тәгликлири, қозуқ вә таниларға мәсъул болушқа бәлгүләниди.
shundaqla hoylining töt etrapidiki xadilargha we ularning teglikliri, qozuq we tanilargha mes’ul bolushqa belgilenidi.
38 Ибадәт чедириниң алдиға, шәриқ тәрипигә, йәни җамаәт чедириниң күнчиқиш тәрипигә баргаһ қурғанлар Муса, Һарун вә Һарунниң оғуллири еди; улар Исраилларниң хизмитидә болуш вәзиписини өтәп, муқәддәс җайға қарайдиған болди; уларға ят болған һәр қандақ адәм [муқәддәс] җайға йеқинлашса, өлтүрүләтти.
Ibadet chédirining aldigha, sherq teripige, yeni jamaet chédirining künchiqish teripige bargah qurghanlar Musa, Harun we Harunning oghulliri idi; ular Israillarning xizmitide bolush wezipisini ötep, muqeddes jaygha qaraydighan boldi; ulargha yat bolghan herqandaq adem [muqeddes] jaygha yéqinlashsa, öltürületti.
39 Муса билән Һарун Пәрвәрдигарниң әмри бойичә, санақтин өткүзгән барлиқ Лавийлар, җәмәтлири бойичә, йәни бир айлиқтин жуқури санақтин өткүзүлгән әркәкләр җәмий жигирмә икки миң чиқти.
Musa bilen Harun Perwerdigarning emri boyiche, sanaqtin ötküzgen barliq Lawiylar, jemetliri boyiche, yeni bir ayliqtin yuqiri sanaqtin ötküzülgen erkekler jemiy yigirme ikki ming chiqti.
40 Пәрвәрдигар Мусаға: — Сән Исраиллар ичидә бир айлиқтин ашқан тунҗа оғулларни санақтин өткүзүп, исим-фамилиси бойичә тизимлап чиқ.
Perwerdigar Musagha: — Sen Israillar ichide bir ayliqtin ashqan tunji oghullarni sanaqtin ötküzüp, isim-familisi boyiche tizimlap chiq.
41 Сән Лавийларни Исраилларниң барлиқ тунҗилириниң орнида Маңа хас қил (Мән Пәрвәрдигардурмән); Лавийларниң мал-чарвилириниму Исраилларниң барлиқ тунҗа мал-чарвилириниң орнида Маңа хас қил, — деди.
Sen Lawiylarni Israillarning barliq tunjilirining ornida Manga xas qil (Men Perwerdigardurmen); Lawiylarning mal-charwilirinimu Israillarning barliq tunji mal-charwilirining ornida Manga xas qil, — dédi.
42 Муса Пәрвәрдигарниң әмри бойичә, Исраилларниң тунҗилирини қоймай санақтин өткүзди.
Musa Perwerdigarning emri boyiche, Israillarning tunjilirini qoymay sanaqtin ötküzdi.
43 Бир айлиқтин жуқури тунҗа оғул балилирини исим-фамилиси билән санақтин өткүзгәндә, улар җәмий жигирмә икки миң икки йүз йәтмиш үч киши чиқти.
Bir ayliqtin yuqiri tunji oghul balilirini isim-familisi bilen sanaqtin ötküzgende, ular jemiy yigirme ikki ming ikki yüz yetmish üch kishi chiqti.
44 Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди: —
Perwerdigar Musagha mundaq dédi: —
45 Сән Лавийларни Исраилларниң тунҗилириниң орнида Маңа талла, шундақла Лавийларниң мал-чарвилириниму Исраилларниң мал-чарвилириниң орнида Маңа талла; шуниң билән Лавийлар Мениңки болиду; Мән Пәрвәрдигардурмән.
Sen Lawiylarni Israillarning tunjilirining ornida Manga talla, shundaqla Lawiylarning mal-charwilirinimu Israillarning mal-charwilirining ornida Manga talla; shuning bilen Lawiylar Méningki bolidu; Men Perwerdigardurmen.
46 Вә Лавийларниң санидин артуқ чиққан Исраилларниң тунҗилири, йәни шу икки йүз йәтмиш үчи үчүн һөрлүк һәққини қобул қилғин;
We Lawiylarning sanidin artuq chiqqan Israillarning tunjiliri, yeni shu ikki yüz yetmish üchi üchün hörlük heqqini qobul qilghin;
47 шуларниң һәр бири үчүн бәш шәкәл күмүч ал, киши саниға қарап болсун; муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә улардин алғин (бир шәкәл жигирмә гәраһдур).
shularning herbiri üchün besh shekel kümüsh al, kishi sanigha qarap bolsun; muqeddes jaydiki shekelning ölchem birliki boyiche ulardin alghin (bir shekel yigirme gerahdur).
48 Артуқ чиққан адәмләрниң, йәни һөрлүк һәққини төлиши керәк болғанларниң күмүчини Һарун билән униң оғуллириға бәр.
Artuq chiqqan ademlerning, yeni hörlük heqqini tölishi kérek bolghanlarning kümüshini Harun bilen uning oghullirigha ber.
49 Әнди Лавийлар тәрипидин «һөрлүккә чиқирилған» дәп һесапланған тунҗа оғуллардин артуқ чиққанлардин болса, Муса улардин шу һөрлүк һәққини алди;
Emdi Lawiylar teripidin «hörlükke chiqirilghan» dep hésablan’ghan tunji oghullardin artuq chiqqanlardin bolsa, Musa ulardin shu hörlük heqqini aldi;
50 у Исраилларниң тунҗилиридин шу күмүчни, йәни муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә җәмий бир миң үч йүз атмиш бәш шәкәл алди.
u Israillarning tunjiliridin shu kümüshni, yeni muqeddes jaydiki shekelning ölchem birliki boyiche jemiy bir ming üch yüz atmish besh shekel aldi.
51 Муса Пәрвәрдигарниң әмри бойичә «һөрлүккә чиқирилған»ларниң күмүчини дәл Пәрвәрдигар буйруғинидәк, Һарун билән униң оғуллириға бәрди.
Musa Perwerdigarning emri boyiche «hörlükke chiqirilghan»larning kümüshini del Perwerdigar buyrughinidek, Harun bilen uning oghullirigha berdi.

< Чөл-баявандики сәпәр 3 >