< Чөл-баявандики сәпәр 29 >

1 Йәттинчи айниң биринчи күни силәр муқәддәс жиғилиш өткүзүңлар; [у күни] һеч қандақ иш-әмгәк қилмаслиғиңлар керәк. Бу силәр үчүн канайлар челинидиған күни болиду.
Yǝttinqi ayning birinqi küni silǝr muⱪǝddǝs yiƣilix ɵtküzünglar; [u küni] ⱨeqⱪandaⱪ ix-ǝmgǝk ⱪilmasliⱪinglar kerǝk. Bu silǝr üqün kanaylar qelinidiƣan küni bolidu.
2 Силәр Пәрвәрдигарға аталған, хушбуй кәлтүридиған көйдүрмә қурбанлиқ сүпитидә яш бир топақ, бир қочқар, йәттә бир яшлиқ беҗирим әркәк қозини сунуңлар.
Silǝr Pǝrwǝrdigarƣa atalƣan, huxbuy kǝltüridiƣan kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ süpitidǝ yax bir torpaⱪ, bir ⱪoqⱪar, yǝttǝ bir yaxliⱪ bejirim ǝrkǝk ⱪozini sununglar.
3 Шуларға қошуп сунулидиған ашлиқ һәдийә зәйтун мейи иләштүрүлгән есил ундин болуп, һәр бир топақ бешиға әфаһниң ондин үчи, қочқар бешиға әфаһниң ондин иккиси,
Xularƣa ⱪoxup sunulidiƣan axliⱪ ⱨǝdiyǝ zǝytun meyi ilǝxtürülgǝn esil undin bolup, ⱨǝrbir torpaⱪ bexiƣa ǝfaⱨning ondin üqi, ⱪoqⱪar bexiƣa ǝfaⱨning ondin ikkisi,
4 шу йәттә қоза бешиға әфаһниң ондин бири сунулсун;
xu yǝttǝ ⱪoza bexiƣa ǝfaⱨning ondin biri sunulsun;
5 шуниңдәк силәрниң [гунайиңлар үчүн] кафарәт кәлтүрүшкә гуна қурбанлиғи сүпитидә бир текә сунулсун.
xuningdǝk silǝrning [gunaⱨinglar üqün] kafarǝt kǝltürüxkǝ gunaⱨ ⱪurbanliⱪi süpitidǝ bir tekǝ sunulsun.
6 Шуларни айниң биринчи күнидики көйдүрмә қурбанлиқ вә униңға қошумчә болған ашлиқ һәдийәси, дайимий көйдүрмә қурбанлиқ, униңға қошумчә болған ашлиқ һәдийәси вә буларға қошулидиған шарап һәдийәлириниң сиртида сунуңлар; буларниң һәммиси һәр бири бәлгүлимә бойичә Пәрвәрдигарға атап отта хушбуй кәлтүрсун дәп сунулсун.
Xularni ayning birinqi künidiki kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ wǝ uningƣa ⱪoxumqǝ bolƣan axliⱪ ⱨǝdiyǝsi, daimiy kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ, uningƣa ⱪoxumqǝ bolƣan axliⱪ ⱨǝdiyǝsi wǝ bularƣa ⱪoxulidiƣan xarab ⱨǝdiyǝlirining sirtida sununglar; bularning ⱨǝmmisi ⱨǝrbiri bǝlgilimǝ boyiqǝ Pǝrwǝrdigarƣa atap otta huxbuy kǝltürsun dǝp sunulsun.
7 Йәттинчи айниң онинчи күни силәр муқәддәс жиғилиш өткүзүңлар; нәпсиңларни тартип өзүңларни төвән тутуңлар. У күни һеч қандақ иш-әмгәк қилишқа болмайду.
Yǝttinqi ayning oninqi küni silǝr muⱪǝddǝs yiƣilix ɵtküzünglar; nǝpsinglarni tartip ɵzünglarni tɵwǝn tutunglar. U küni ⱨeqⱪandaⱪ ix-ǝmgǝk ⱪilixⱪa bolmaydu.
8 Силәр Пәрвәрдигарға аталған, хушбуй кәлтүридиған көйдүрмә қурбанлиқ сүпитидә яш бир топақ, бир қочқар, бир яшлиқ әркәк қозидин йәттини сунуңлар (буларниң һәммиси алдиңларда беҗирим көрүнсун).
Silǝr Pǝrwǝrdigarƣa atalƣan, huxbuy kǝltüridiƣan kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ süpitidǝ yax bir torpaⱪ, bir ⱪoqⱪar, bir yaxliⱪ ǝrkǝk ⱪozidin yǝttini sununglar (bularning ⱨǝmmisi aldinglarda bejirim kɵrünsun).
9 Шуларға қошуп сунулидиған ашлиқ һәдийә зәйтун мейи иләштүрүлгән есил ундин болуп, һәр бир топақ бешиға әфаһниң ондин үчи, қочқар бешиға әфаһниң ондин иккиси,
Xularƣa ⱪoxup sunulidiƣan axliⱪ ⱨǝdiyǝ zǝytun meyi ilǝxtürülgǝn esil undin bolup, ⱨǝrbir torpaⱪ bexiƣa ǝfaⱨning ondin üqi, ⱪoqⱪar bexiƣa ǝfaⱨning ondin ikkisi,
10 шу йәттә қоза бешиға әфаһниң ондин бирини,
xu yǝttǝ ⱪoza bexiƣa ǝfaⱨning ondin birini,
11 шуниңдәк гуна қурбанлиғи сүпитидә бир текә сунуңлар; уларниң һәммиси кафарәт күнидики гуна қурбанлиғи, дайимий көйдүрмә қурбанлиқ, униң қошумчә ашлиқ һәдийәси вә буларниң шарап һәдийәлири биллә сунулсун.
xuningdǝk gunaⱨ ⱪurbanliⱪi süpitidǝ bir tekǝ sununglar; ularning ⱨǝmmisi kafarǝt künidiki gunaⱨ ⱪurbanliⱪi, daimiy kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ, uning ⱪoxumqǝ axliⱪ ⱨǝdiyǝsi wǝ bularning xarab ⱨǝdiyǝliri billǝ sunulsun.
12 Йәттинчи айниң он бәшинчи күни муқәддәс жиғилиш өткүзүңлар; у күни һеч қандақ иш-әмгәк қилишқа болмайду. Пәрвәрдигарға атап йәттә күн һейт қилиңлар;
Yǝttinqi ayning on bǝxinqi küni muⱪǝddǝs yiƣilix ɵtküzünglar; u küni ⱨeqⱪandaⱪ ix-ǝmgǝk ⱪilixⱪa bolmaydu. Pǝrwǝrdigarƣa atap yǝttǝ kün ⱨeyt ⱪilinglar;
13 силәр Пәрвәрдигарға атап, хушбуй кәлтүрсун дәп отта сунулидиған көйдүрмә қурбанлиқ сүпитидә яш топақтин он үчни, икки қочқар, бир яшлиқ әркәк қозидин он төртни сунуңлар (шулар һәммиси беҗирим болсун).
silǝr Pǝrwǝrdigarƣa atap, huxbuy kǝltürsun dǝp otta sunulidiƣan kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ süpitidǝ yax torpaⱪtin on üqni, ikki ⱪoqⱪar, bir yaxliⱪ ǝrkǝk ⱪozidin on tɵtni sununglar (xular ⱨǝmmisi bejirim bolsun).
14 Шуларға қошуп сунулидиған ашлиқ һәдийә зәйтун мейи иләштүрүлгән есил ундин болуп, он үч топақ бешиға әфаһниң ондин үчи, икки қочқар бешиға әфаһниң ондин иккиси,
Xularƣa ⱪoxup sunulidiƣan axliⱪ ⱨǝdiyǝ zǝytun meyi ilǝxtürülgǝn esil undin bolup, on üq torpaⱪ bexiƣa ǝfaⱨning ondin üqi, ikki ⱪoqⱪar bexiƣa ǝfaⱨning ondin ikkisi,
15 он төрт қоза бешиға әфаһниң ондин бирини,
on tɵt ⱪoza bexiƣa ǝfaⱨning ondin birini,
16 шуниңдәк гуна қурбанлиғи сүпитидә бир текә сунуңлар; шуларниң үстигә дайимий көйдүрмә қурбанлиқ, униң қошумчә ашлиқ һәдийәси вә шарап һәдийәси биллә сунулсун.
xuningdǝk gunaⱨ ⱪurbanliⱪi süpitidǝ bir tekǝ sununglar; xularning üstigǝ daimiy kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ, uning ⱪoxumqǝ axliⱪ ⱨǝdiyǝsi wǝ xarab ⱨǝdiyǝsi billǝ sunulsun.
17 Иккинчи күни яш топақтин он иккини, икки қочқар, бир яшлиқ әркәк қозидин он төртни сунуңлар (шулар һәммиси беҗирим болсун)
Ikkinqi küni yax torpaⱪtin on ikkini, ikki ⱪoqⱪar, bir yaxliⱪ ǝrkǝk ⱪozidin on tɵtni sununglar (xular ⱨǝmmisi bejirim bolsun)
18 вә шундақла топақлар, қочқарлар вә әркәк қозиларниң саниға қарап бәлгүлимә бойичә қошумчә сунулидиған ашлиқ һәдийәлири билән шарап һәдийәлирини сунуңлар.
wǝ xundaⱪla torpaⱪlar, ⱪoqⱪarlar wǝ ǝrkǝk ⱪozilarning saniƣa ⱪarap bǝlgilimǝ boyiqǝ ⱪoxumqǝ sunulidiƣan axliⱪ ⱨǝdiyǝliri bilǝn xarab ⱨǝdiyǝlirini sununglar.
19 Шуниңдәк гуна қурбанлиғи сүпитидә бир текә сунуңлар; шуларниң үстигә дайимий көйдүрмә қурбанлиқ, униң қошумчә ашлиқ һәдийәси вә шуларниң шарап һәдийәлири биллә сунулсун.
Xuningdǝk gunaⱨ ⱪurbanliⱪi süpitidǝ bir tekǝ sununglar; xularning üstigǝ daimiy kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ, uning ⱪoxumqǝ axliⱪ ⱨǝdiyǝsi wǝ xularning xarab ⱨǝdiyǝliri billǝ sunulsun.
20 Үчинчи күни бир яш топақтин он бирни, икки қочқар, бир яшлиқ әркәк қозидин он төртни сунуңлар (шулар һәммиси беҗирим болсун)
Üqinqi küni bir yax torpaⱪtin on birni, ikki ⱪoqⱪar, bir yaxliⱪ ǝrkǝk ⱪozidin on tɵtni sununglar (xular ⱨǝmmisi bejirim bolsun)
21 вә шундақла топақлар, қочқарлар вә әркәк қозиларниң саниға қарап бәлгүлимә бойичә қошумчә сунулидиған ашлиқ һәдийәлири билән шарап һәдийәлирини сунуңлар;
wǝ xundaⱪla torpaⱪlar, ⱪoqⱪarlar wǝ ǝrkǝk ⱪozilarning saniƣa ⱪarap bǝlgilimǝ boyiqǝ ⱪoxumqǝ sunulidiƣan axliⱪ ⱨǝdiyǝliri bilǝn xarab ⱨǝdiyǝlirini sununglar;
22 шуниңдәк гуна қурбанлиғи сүпитидә бир текә сунуңлар; шуларниң үстигә дайимий көйдүрмә қурбанлиқ, униң қошумчә ашлиқ һәдийәси вә шарап һәдийәси биллә сунулсун.
xuningdǝk gunaⱨ ⱪurbanliⱪi süpitidǝ bir tekǝ sununglar; xularning üstigǝ daimiy kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ, uning ⱪoxumqǝ axliⱪ ⱨǝdiyǝsi wǝ xarab ⱨǝdiyǝsi billǝ sunulsun.
23 Төртинчи күни яш топақтин онни, икки қочқар, бир яшлиқ әркәк қозидин он төртни сунуңлар (шулар һәммиси беҗирим болсун)
Tɵtinqi küni yax torpaⱪtin onni, ikki ⱪoqⱪar, bir yaxliⱪ ǝrkǝk ⱪozidin on tɵtni sununglar (xular ⱨǝmmisi bejirim bolsun)
24 вә шундақла топақлар, қочқарлар вә әркәк қозиларниң саниға қарап бәлгүлимә бойичә қошумчә сунулидиған ашлиқ һәдийәлири билән шарап һәдийәлирини сунуңлар;
wǝ xundaⱪla torpaⱪlar, ⱪoqⱪarlar wǝ ǝrkǝk ⱪozilarning saniƣa ⱪarap bǝlgilimǝ boyiqǝ ⱪoxumqǝ sunulidiƣan axliⱪ ⱨǝdiyǝliri bilǝn xarab ⱨǝdiyǝlirini sununglar;
25 шуниңдәк гуна қурбанлиғи сүпитидә бир текә сунуңлар; шуларниң үстигә дайимий көйдүрмә қурбанлиқ, униң қошумчә ашлиқ һәдийәси вә шарап һәдийәси биллә сунулсун.
xuningdǝk gunaⱨ ⱪurbanliⱪi süpitidǝ bir tekǝ sununglar; xularning üstigǝ daimiy kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ, uning ⱪoxumqǝ axliⱪ ⱨǝdiyǝsi wǝ xarab ⱨǝdiyǝsi billǝ sunulsun.
26 Бәшинчи күни яш топақтин тоққузни, икки қочқар, бир яшлиқ әркәк қозидин он төртни сунуңлар (шулар һәммиси беҗирим болсун)
Bǝxinqi küni yax torpaⱪtin toⱪⱪuzni, ikki ⱪoqⱪar, bir yaxliⱪ ǝrkǝk ⱪozidin on tɵtni sununglar (xular ⱨǝmmisi bejirim bolsun)
27 вә шундақла топақлар, қочқарлар вә әркәк қозиларниң саниға қарап бәлгүлимә бойичә қошумчә сунулидиған ашлиқ һәдийәлири билән шарап һәдийәлирини сунуңлар;
wǝ xundaⱪla torpaⱪlar, ⱪoqⱪarlar wǝ ǝrkǝk ⱪozilarning saniƣa ⱪarap bǝlgilimǝ boyiqǝ ⱪoxumqǝ sunulidiƣan axliⱪ ⱨǝdiyǝliri bilǝn xarab ⱨǝdiyǝlirini sununglar;
28 шуниңдәк гуна қурбанлиғи сүпитидә бир текә сунуңлар; шуларниң үстигә дайимий көйдүрмә қурбанлиқ, униң қошумчә ашлиқ һәдийәси вә шарап һәдийәси биллә сунулсун.
xuningdǝk gunaⱨ ⱪurbanliⱪi süpitidǝ bir tekǝ sununglar; xularning üstigǝ daimiy kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ, uning ⱪoxumqǝ axliⱪ ⱨǝdiyǝsi wǝ xarab ⱨǝdiyǝsi billǝ sunulsun.
29 Алтинчи күни яш топақтин сәккизни, икки қочқар, бир яшлиқ әркәк қозидин он төртни сунуңлар (шулар һәммиси беҗирим болсун)
Altinqi küni yax torpaⱪtin sǝkkizni, ikki ⱪoqⱪar, bir yaxliⱪ ǝrkǝk ⱪozidin on tɵtni sununglar (xular ⱨǝmmisi bejirim bolsun)
30 вә шундақла топақлар, қочқарлар вә әркәк қозиларниң саниға қарап бәлгүлимә бойичә қошумчә сунулидиған ашлиқ һәдийәлири билән шарап һәдийәлирини сунуңлар;
wǝ xundaⱪla torpaⱪlar, ⱪoqⱪarlar wǝ ǝrkǝk ⱪozilarning saniƣa ⱪarap bǝlgilimǝ boyiqǝ ⱪoxumqǝ sunulidiƣan axliⱪ ⱨǝdiyǝliri bilǝn xarab ⱨǝdiyǝlirini sununglar;
31 шуниңдәк гуна қурбанлиғи сүпитидә бир текә сунуңлар; шуларниң үстигә дайимий көйдүрмә қурбанлиқ, униң қошумчә ашлиқ һәдийәси вә шарап һәдийәси биллә сунулсун.
xuningdǝk gunaⱨ ⱪurbanliⱪi süpitidǝ bir tekǝ sununglar; xularning üstigǝ daimiy kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ, uning ⱪoxumqǝ axliⱪ ⱨǝdiyǝsi wǝ xarab ⱨǝdiyǝsi billǝ sunulsun.
32 Йәттинчи күни яш топақтин йәттини, икки қочқар, бир яшлиқ әркәк қозидин он төртни сунуңлар (шулар һәммиси беҗирим болсун)
Yǝttinqi küni yax torpaⱪtin yǝttini, ikki ⱪoqⱪar, bir yaxliⱪ ǝrkǝk ⱪozidin on tɵtni sununglar (xular ⱨǝmmisi bejirim bolsun)
33 вә шундақла топақлар, қочқарлар вә әркәк қозиларниң саниға қарап бәлгүлимә бойичә қошумчә сунулидиған ашлиқ һәдийәлири билән шарап һәдийәлирини сунуңлар;
wǝ xundaⱪla torpaⱪlar, ⱪoqⱪarlar wǝ ǝrkǝk ⱪozilarning saniƣa ⱪarap bǝlgilimǝ boyiqǝ ⱪoxumqǝ sunulidiƣan axliⱪ ⱨǝdiyǝliri bilǝn xarab ⱨǝdiyǝlirini sununglar;
34 шуниңдәк гуна қурбанлиғи сүпитидә бир текә сунуңлар; шуларниң үстигә дайимий көйдүрмә қурбанлиқ, униң қошумчә ашлиқ һәдийәси вә шарап һәдийәси биллә сунулсун.
xuningdǝk gunaⱨ ⱪurbanliⱪi süpitidǝ bir tekǝ sununglar; xularning üstigǝ daimiy kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ, uning ⱪoxumqǝ axliⱪ ⱨǝdiyǝsi wǝ xarab ⱨǝdiyǝsi billǝ sunulsun.
35 Сәккизинчи күни силәр муқәддәс жиғилиш өткүзүңлар; у күни һеч қандақ иш-әмгәк қилмаңлар.
Sǝkkizinqi küni silǝr muⱪǝddǝs yiƣilix ɵtküzünglar; u küni ⱨeqⱪandaⱪ ix-ǝmgǝk ⱪilmanglar.
36 Силәр Пәрвәрдигарға атап, хушбуй кәлтүрсун дәп отта сунулидиған көйдүрмә қурбанлиқ сүпитидә бир топақ, бир қочқар вә бир яшлиқ әркәк қозидин он төртни (шулар һәммиси беҗирим болсун)
Silǝr Pǝrwǝrdigarƣa atap, huxbuy kǝltürsun dǝp otta sunulidiƣan kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ süpitidǝ bir torpaⱪ, bir ⱪoqⱪar wǝ bir yaxliⱪ ǝrkǝk ⱪozidin on tɵtni (xular ⱨǝmmisi bejirim bolsun)
37 һәмдә топақ, қочқар вә әркәк қозиларниң саниға қарап, бәлгүлимә бойичә қошумчә сунулидиған ашлиқ һәдийәлири билән шарап һәдийәлирини сунуңлар;
ⱨǝmdǝ torpaⱪ, ⱪoqⱪar wǝ ǝrkǝk ⱪozilarning saniƣa ⱪarap, bǝlgilimǝ boyiqǝ ⱪoxumqǝ sunulidiƣan axliⱪ ⱨǝdiyǝliri bilǝn xarab ⱨǝdiyǝlirini sununglar;
38 шуниңдәк гуна қурбанлиғи сүпитидиму бир текә сунуңлар; шуларниң үстигә дайимий көйдүрмә қурбанлиқ, униң қошумчә ашлиқ һәдийәси вә шарап һәдийәси биллә сунулсун.
xuningdǝk gunaⱨ ⱪurbanliⱪi süpitidimu bir tekǝ sununglar; xularning üstigǝ daimiy kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪ, uning ⱪoxumqǝ axliⱪ ⱨǝdiyǝsi wǝ xarab ⱨǝdiyǝsi billǝ sunulsun.
39 Бәлгүләнгән һейтлириңларда Пәрвәрдигарға атап сунулидиған қурбанлиқ-һәдийәләр әнә шулардур; силәрниң қәсәмгә бағлиқ яки ихтиярән сунидиғанлириңлар, көйдүрмә қурбанлиқлириңлар, ашлиқ һәдийәлириңлар, шарап һәдийәлириңлар вә енақлиқ қурбанлиқлириңлар болса, уларниң сиртидидур.
Bǝlgilǝngǝn ⱨeytliringlarda Pǝrwǝrdigarƣa atap sunulidiƣan ⱪurbanliⱪ-ⱨǝdiyǝlǝr ǝnǝ xulardur; silǝrning ⱪǝsǝmgǝ baƣliⱪ yaki ihtiyarǝn sunidiƣanliringlar, kɵydürmǝ ⱪurbanliⱪliringlar, axliⱪ ⱨǝdiyǝliringlar, xarab ⱨǝdiyǝliringlar wǝ inaⱪliⱪ ⱪurbanliⱪliringlar bolsa, ularning sirtididur.
40 Шундақ қилип, Муса Пәрвәрдигарниң өзигә буйруғанлириниң һәммисини қалдурмай Исраилларға уқтурди.
Xundaⱪ ⱪilip, Musa Pǝrwǝrdigarning ɵzigǝ buyruƣanlirining ⱨǝmmisini ⱪaldurmay Israillarƣa uⱪturdi.

< Чөл-баявандики сәпәр 29 >