< Чөл-баявандики сәпәр 28 >

1 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
And the Lord said to Moses,
2 Сән Исраилларға буйруп: — «Маңа сунулған һәдийә-қурбанлиқларни, йәни Маңа озуқ болидиған, хушбуй кәлтүридиған отта сунулидиған һәдийә-қурбанлиқларни болса, силәр һәр бирини бекитилгән қәрәлидә сунушқа көңүл қоюңлар» — дегин.
Give orders to the children of Israel and say to them, Let it be your care to give me my offerings at their regular times, the food of the offerings made by fire to me for a sweet smell.
3 Сән уларға йәнә: «Силәрниң Пәрвәрдигарға атап отта сунидиған көйдүрмә қурбанлиғиңлар мундақ болиду: — һәр күни беҗирим бир яшлиқ әркәк қозидин иккини дайимий көйдүрмә қурбанлиқ қилиңлар.
Say to them, This is the offering made by fire which you are to give to the Lord; he-lambs of the first year without any mark, two every day as a regular burned offering.
4 Әтигини бирни, гугумда бирни сунуңлар;
Let one be offered in the morning, and the other at evening;
5 йәнә төрттин бир һиндин соқуп чиқирилған зәйтун мейи иләштүрүлгән есил ундин ондин бир әфаһни ашлиқ һәдийә сүпитидә сунуңлар.
And the tenth part of an ephah of the best meal for a meal offering mixed with the fourth part of a hin of clear oil.
6 Синай теғида бәлгүләнгән, Пәрвәрдигарға атап хушбуй чиқарсун дәп, отта сунулидиған дайимий көйдүрмә қурбанлиқ мана шудур.
It is a regular burned offering, as it was ordered in Mount Sinai, for a sweet smell, an offering made by fire to the Lord.
7 Һәр бир қоза үчүн униңға қошулидиған шарап һәдийәси төрттин бир һин шарап болиду; ечитма ичимлик болған шарап һәдийәси муқәддәс җайда Пәрвәрдигарға сунуп төкүлсун.
And for its drink offering take the fourth part of a hin for one lamb: in the holy place let the wine be drained out for a drink offering for the Lord.
8 Сән иккинчи бир қозини гугумда сунғин; уни әтигәнкидәк ашлиқ һәдийәси вә шарап һәдийәси билән қошуп сунғин; у хушбуй кәлтүрүш үчүн Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған көйдүрмә қурбанлиқ болиду.
Let the other lamb be offered at evening; like the meal offering of the morning and its drink offering, let it be offered as an offering made by fire for a sweet smell to the Lord.
9 — Шабат күни беҗирим бир яшлиқ икки әркәк қоза сунулсун; униңға қошуп зәйтун мейи иләштүрүлгән есил ундин әфаһниң ондин иккиси ашлиқ һәдийә сүпитидә сунулсун вә шарап һәдийәси сунулсун;
And on the Sabbath day, two he-lambs of the first year, without any mark, and two tenth parts of the best meal for a meal offering mixed with oil, and its drink offering:
10 бу һәр бир шабат күнидә сунулидиған шабат күнидики қурбанлиқтур; униң билән дайимий көйдүрмә қурбанлиқ вә қошумчә сунулидиған шарап һәдийәси биллә сунулсун.
This is the burned offering for every Sabbath day, in addition to the regular burned offering, and its drink offering.
11 — Һәр айниң биринчи күни Пәрвәрдигарға атилидиған көйдүрмә қурбанлиқ сунуңлар; йәни икки яш топақ, бир қочқар, бир яшлиқ беҗирим йәттә әркәк қозини сунуңлар.
And on the first day of every month you are to give a burned offering to the Lord; two oxen, one male sheep, and seven he-lambs of the first year, without any mark;
12 Һәр топақ бешиға зәйтун мейи иләштүрүлгән есил ундин әфаһниң ондин үчи ашлиқ һәдийә сүпитидә, қошқарға зәйтун мейи иләштүрүлгән есил ундин әфаһниң ондин иккиси ашлиқ һәдийә сүпитидә,
And three tenth parts of the best meal for a meal offering mixed with oil, for every ox; and two tenth parts of the best meal for a meal offering mixed with oil, for the one sheep;
13 һәр бир қоза бешиға зәйтун мейи иләштүрүлгән есил ундин әфаһниң ондин бири ашлиқ һәдийә сүпитидә сунулсун; бу Пәрвәрдигарға отта сунулидиған, хушбуй чиқиридиған бир көйдүрмә қурбанлиқтур.
And a separate tenth part of the best meal mixed with oil for a meal offering for every lamb; for a burned offering of a sweet smell, an offering made by fire to the Lord.
14 Уларниң шарап һәдийәлири болса: — һәр бир топақ бешиға шараптин йерим һин, қошқар бешиға һинниң үчтин бири, һәр бир қоза бешиға һинниң төрттин бири сунулсун. Бу һәр айда сунулидиған айлиқ көйдүрмә қурбанлиқ болуп, жилниң һәр ейида шундақ қилинсун.
And their drink offerings are to be half a hin of wine for an ox, and the third part of a hin for a male sheep, and the fourth part of a hin for a lamb: this is the burned offering for every month through all the months of the year.
15 Буларниң үстигә Пәрвәрдигарға атилидиған гуна қурбанлиқ сүпитидә бир текә сунулсун; шуларниң һәммиси дайимий көйдүрмә қурбанлиқ вә қошумчә шарап һәдийәси билән биллә сунулсун.
And one he-goat for a sin-offering to the Lord; it is to be offered in addition to the regular burned offering and its drink offering.
16 Биринчи айниң он төртинчи күни Пәрвәрдигарға аталған «өтүп кетиш» [қозиси сунулсун].
And in the first month, on the fourteenth day of the month, is the Lord's Passover.
17 Шу айниң он бәшинчи күни һейт башлиниду; йәттә күн петир нан йейилсун.
On the fifteenth day of this month there is to be a feast; for seven days let your food be unleavened cakes.
18 Биринчи күни муқәддәс жиғилиш өткүзүлсун, һеч қандақ иш-әмгәк қилмаслиғиңлар керәк,
On the first day there is to be a holy meeting: you may do no sort of field-work:
19 шу күни отта сунулидиған, Пәрвәрдигарға аталған көйдүрмә қурбанлиқ сүпитидә яш топақтин иккини, бир қочқар вә йәттә бир яшлиқ әркәк қоза сунуңлар; улар алдиңларда беҗирим көрүнсун;
And you are to give an offering made by fire, a burned offering to the Lord; two oxen, one male sheep, and seven he-lambs of the first year, without any mark:
20 шуларға қошулидиған ашлиқ һәдийәлири зәйтун мейи иләштүрүлгән есил ун болуп, һәр бир топақ бешиға әфаһниң ондин үчи, қочқар бешиға әфаһниң ондин иккиси,
And their meal offering, the best meal mixed with oil: let three tenth parts of an ephah be offered for an ox and two tenth parts for a male sheep;
21 шу йәттә қоза бешиға әфаһниң ондин бири сунулсун;
And a separate tenth part for every one of the seven lambs;
22 шуниңдәк [гунайиңлар] үчүн кафарәт кәлтүрүшкә гуна қурбанлиғи сүпитидә бир текә сунулсун.
And one he-goat for a sin-offering to take away your sin.
23 Буларниң һәммисини әтигәнлик көйдүрмә қурбанлиқ, йәни дайимий көйдүрмә қурбанлиқтин айрим сунуңлар.
These are to be offered in addition to the morning burned offering, which is a regular burned offering at all times.
24 Силәр бу тәриқидә уда йәттә күн Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған, хушбуй кәлтүридиған ашундақ һәдийә-қурбанлиқларни сунуңлар; шуларниң һәммиси дайимий көйдүрмә қурбанлиқ вә қошуп сунулидиған шарап һәдийәсиниң сиртида сунулиду.
In this way, every day for seven days, give the food of the offering made by fire, a sweet smell to the Lord: it is to be offered in addition to the regular burned offering, and its drink offering.
25 Йәттинчи күни муқәддәс жиғилиш өткүзүңлар, шу күни һеч қандақ иш-әмгәк қилишқа болмайду.
Then on the seventh day there will be a holy meeting; you may do no field-work.
26 «Дәсләпки орма» күни, йәни «һәптиләр һейти»ңларда силәр йеңи ашлиқ һәдийәни Пәрвәрдигарға сунған чағда муқәддәс жиғилиш өткүзүңлар; һеч қандақ иш-әмгәк қилмаңлар.
And at the time of the first-fruits, when you give an offering of new meal to the Lord at your feast of weeks, there is to be a holy meeting: you may do no field-work:
27 Силәр Пәрвәрдигарға аталған, хушбуй кәлтүридиған көйдүрмә қурбанлиқ сүпитидә яш топақтин иккини, қочқардин бирни, бир яшлиқ әркәк қозидин йәттини сунуңлар.
And give a burned offering for a sweet smell to the Lord; two oxen, one male sheep, and seven he-lambs of the first year;
28 Шуларға қошуп сунулидиған ашлиқ һәдийә зәйтун мейи иләштүрүлгән есил ундин болуп, һәр бир топақ бешиға әфаһниң ондин үчи, қочқар бешиға әфаһниң ондин иккиси,
And their meal offering, the best meal mixed with oil, three tenth parts for an ox, two tenth parts for a male sheep,
29 шу йәттә қоза бешиға әфаһниң ондин бири сунулсун;
And a separate tenth part for every one of the seven lambs;
30 шуниңдәк силәрниң [гунайиңлар үчүн] кафарәт кәлтүрүшкә [гуна қурбанлиғи сүпитидә] бир текә сунулсун.
And one he-goat to take away your sin.
31 Шуларниң һәммиси дайимий көйдүрмә қурбанлиқ вә униң ашлиқ һәдийәсигә қошуп (буларниң һәммиси алдиңларда беҗирим көрүнсун), шарап һәдийәлири билән биллә сунулсун.
These are in addition to the regular burned offering and its meal offering; take care that they are without any mark, and let them be offered with their drink offerings.

< Чөл-баявандики сәпәр 28 >